Аптоном район рәһбәрлириниң бихәтәрлик әндишиси завут ишчилириниң турмуш хатирҗәмликигә дәхли қилди
2011.09.19
Хатириләш мурасимиға уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән билән районниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри иштирак қилған. Әмма уларниң бихәтәрлики үчүн елип берилған тәдбирләр завуттики бир қисим ишчиларниң нормал хизмәт тәртипи вә турмуш хатирҗәмликигә еғир дәхли йәткүзгән.
Завур мәсуллири ишчилар арисидики һөкүмәтниң сиясәт вә иҗратлириға қарита наразилиқ кәйпияти бар дәп қаралған гөһәр мәмәт, рәйһангүл, айгүзәл вә халмурат қатарлиқ ишчиларни нуқтилиқ һалда назарәт астиға алған, хизмәт орнида уларниң йениға мәхсус нәсиһәт қилғучи, йол үстидә мәхсус назарәтчи тәйинлигән.
Ишчи гөһәр мәмәт завут бағчисидин бир дәстә гүл тәйярлап, җаң чүншйән вә нур бәкригә тәқдим қилмақчи болған болсиму, мәхсус орунлаштурулған хадимлар, униң мурасим мәйданиға беришиға йол қоймиған.
Гөһәр мәмәт “сомкамда бомба йоқ, гүл бар, гүл” дәп чуқан салған. Мәлум болушичә, полат завутиниң бихәтәрлик тәдбирлири вә тәшвиқати завут ишчилири арисида җиддий бир әнсизчилик кәйпияти пәйда қилған.