Асаси қатлам кадирлири: “‛қошмақ туғқан‚ лар орун йетишмисә өй игиси билән бир карватта ятиду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.10.25
uyghur-aile-xitay-qoshmaq-tughqan-2.jpg Хитай кадирлири уйғур аилилирини “макан” қилип, сиясий тәқибләш елип бармақта.
hrw.org

Мухбиримизниң қәшқәргә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида йезида вәзипә өтәватқан хадимлардин бири аһалиләрниң өйлиригә қонғили кәлгән аталмиш “қошмақ туққанлар” ниң һәммисиниң дегүдәк әр икәнлики, орун йетишмигән әһвал астида өй игиси билән бир карватта ятидиғанлиқи, әр-аял дәп айримайдиғанлиқи, пәқәт карватта азрақ арилиқ қоюп қойидиғанлиқини тилға алди. Йәнә бир хадим бу бир карватта йетишниң “милләтләр иттипақлиқи” ни күчәйтиш үчүн икәнликини илгири сүрди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Хитай даирилири уйғур районида йолға қоюватқан аталмиш “қошмақ туғқан” сиятиниң иҗраси давамида “аһалиләр билән ишта, тамақта вә йетип-қопушта биллә болуш” тәшәббуси бойичә уйғурларниң өйлиригә қонғили кәлгән хитай кадирлириниң уйғур өрп-адәтлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта. Телефонимизни қобул қилған юқиридин йезиға хизмәткә чүшкән бир хадим аталмиш “қошмақ туғқан” ларниң қонғили кәлгән аилидики әһвали һәққидә бир қисим тәпсилатларни аңлатти. 

Мәзкур йезидики бир мәһәллә башлиқи “қошмақ туғқан” лар һәққидә юқирида дейилгәнләрниң тоғрилиқини дәлиллиди. 

Илгири хотәндин зияритимизни қобул қилған бәзи аһалиләрму хитай кадирларниң аталмиш “қошмақ туғқан” лири билән биллә йетип қопидиғанлиқини баян қилишқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.