Қәшқәрдә қулупланған бир дәрвазиниң сири ечилди: аилидики 6 җандин төти түрмидә, иккиси чәтәлдә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.06.17
nursimangul-nuriman-ailisi-lager.jpg Түркийәдә яшаватқан муһаҗир нурсимангүл вә әркин асия радийосиниң хизмәтчиси нуримангулниң 13 йилдин 19 йилғичә кесиветилгән аилә тавабиатлири: (оңдин солға) иниси мәмәтәли, аниси таҗигул қадир, атиси абдурәшит тоһти, вә акиси әмәтҗан. 2015-Йили авғуст.
Photo: RFA

Чәтәл мухбирлири қәшқәрни зиярәт қилған вақтида зор бир түркүм аилиләрниң дәрвазилириниң печәтләнгәнликигә шаһит болған иди. Түркийәдә яшаватқан муһаҗир нурсимангүл абдурешитму өткән йили юртидики тонушлири арқилиқ аилисидә адәм қалмиғанлиқи, йәни дәрвазисиниң қулупланғанлиқидин хәвәр тапқан, әмма бу қулуплинишиниң сәвәбини биләлмигән иди. Бу сир 15‏-июн күни нурсимангүлгә истанбулдики хитай консулханисидин кәлгән бир телефон билән ечилди: ача-сиңил иккийлән чәтәлдә яшаватқан бу аилидә нөвәттә 4 киши түрмидә, җаза муддити: 13 йил, 16 йил вә 19 йил.

Нурсимангүл һәдиси нуримангүл билән 2013‏- вә 2014‏-йиллири түркийәгә оқушқа маңғинида бу сәпириниң ата-анисиға иқтисадий қийинчилиқ елип келиш еһтималлиқини һес қилған вә әнсиригән болсиму, әмма икки пәрзәнтини җәмийәткә ярамлиқ кишиләрдин қилип йетиштүрүш үчүн тапқан-тәргәнлирини топлап чәтәлгә йолға салған ата-анисиниң “террорлуқ” билән әйиблинишини, аилисидә қалған 4 кишиниң түрмигә ташлинишини тәхмин қилмиған иди.

Нурсимангүл бу шум хәвәрни қайси бир йошурун ахбарат яки қайси бир өктичи тәшкилаттин әмәс, бәлки истанбулдики хитай консулханиси хадиминиң еғизидин аңлиған. Бу шум хәвәр ача-сиңил иккийләнниң йиллардин буянқи өз-өзигә тәсәлли берип күтүшлири вә аилиси һәққидә учур елиш урунушлириға чекит қойди. Демәкки, әмди уларниң тәсәлли вә қуруқ үмидләр билән өз көңлини авундурушиғиму орун йоқ.

Мәлум болушичә, нурсимангүл бу шум хәвәргә туюқсиз вә асанла еришкән әмәс. юрттики тонуш-билишлири билән үндидарда миң тәстә бағлиниш, мәхпий тил вә ишарәтләр билән сөзлишиш арқилиқ 2018‏-йили2‏-айда аилисидә һечким қалмиғанлиқи, дәрвазисиға қулуп селинғанлиқини уққан. Әмма уларниң нәдилики һәққидә һәрқанчә қилипму учур алалмиған.

Нурсимангүл учур елиш үчүн юртиға маңған чәтәллик саяһәтчиләрдин вә натонуш мухбирлардин үмид күткән; қәшқәрдики еғизи тувақланған дост-савақдашлиридинму үмид күткән, әмма хитай консулханисидин ата-аниси һәққидә бирәр учур келишини әсла күтмигән. Йәни бу ача-сиңил истанбулдики хитай консулханисидин аилиси һәққидә учур сорашни хиялиғиму кәлтүрмигән.

Алдинқи мәзгилләрдә түркийәдә турушлуқ хитай баш әлчиси дең ли түркийә дөләт телевизийәсидә тәшвиқатчилиқ қилип, аилә әзалирини издәп гуваһлиқ бериватқан түркийәдики уйғурларға өзлириниң җаваб беридиғанлиқини елан қилғандин кейин, нурсимангүл уларниң ялғанчилиқини испатлаш үчүнла хитай консулханисиға хәт язған вә телефон қилған, әмма күткинидәк консулханидин җаваб кәлмигән. Аридин икки айчә өткәндә нурсимангүл тивиттерда түркчә мураҗиәт йоллап, ғайиб ата-аниси һәққидә хитай консулханисидин учур елишиға түрк җамаитидин ярдәм тәләп қилған.

Ача-сиңилниң 2 айдин буянқи телефон вә хәтлиригә җаваб қайтурмиған хитай консулханиси тивиттердики мураҗиәтни көп санда кишиләрниң һәмбәһрлигәнликини көргәндин кейин вә бәлким инкас вә тәнқидләрни тапшурувалғандин кейин, нурсимангүлгә дәрһал җаваб қайтурған вә әһвални өзлиригә мәлум қилишни ейтқан. Нурсимангүл әһвални мәлум қилип, икки күндин кейин бу шум хәвәргә еришкән.

Баян қилинишичә, нурсимангүл хитай консулханиси хадиминиң юмшақ тондики сахта һесдашлиқидин тәсирлинип кәтмигән. Консулхана хадиминиң нурсимангүлни юртиға қайтип делониң тәпсилатини қанун орунлиридин уқуши тоғрилиқ қилған тәвсийәсидики сәмимийәтсизлики һәққидиму гәп талашмиған. Өз аилисиниң тәқдириниң уйғурларниң миллий тәқдири билән биллә һәл болидиғанлиқиға ишәнгән бу ача-сиңил бу аилә паҗиәсини инсанлиқ алимигә билдүрүш вә ярдәм сорашни пәрзәнтлик бир бурч вә миллий бир вәзипә дәп тонуған. Мана бу тонуш бу ача-сиңилларни 2018 ‏-йилдин башлап гуваһлиқ беришқа үндигән болса, нуримангүл абдурешитни юртидики қулупланған дәрвазиларниң сирини ачидиған бир ахбаратчи болушқа илһамландурған. У мана мушу илһамниң түрткисидә бу йил 2‏-айдин башлап әркин асия радийоси уйғур бөлүмидә мухбир болуп хизмәт қилмақта. У ата-анилири вә уруқ-туғқанлири хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға вә түрмиләргә қамалған уйғур бөлүмидики башқа хизмәтдашлири билән бирликтә уйғурларниң авазини дуняға аңлатмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.