Хитайниң аталмиш “милләтләр иттипақлиқи асасидики қурбан һейт” тәшвиқати ялғанчилиқ билән әйибләнди
2021.07.22
Бу йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә, уйғур дияридики хитай һөкүмәт таратқулири вә иҗтимаий алақә мунбәрлиридә аталмиш “милләтләр иттипақлиқидики қурбан һейтни тәбрикләнгәнлики, һәр милләт хәлқиниң хушал-хорам кәйпиятта қурбан һейтни күтүвалғанлиқи” кәң тәшвиқ қилинди.
Хитайниң “шинҗаң гезити” 19-июл күни “аптоном район рәһбәрлири қурбан һейт йетип келиш алдида пешқәдәм рәһбәрләр, пешқәдәм йолдашларни йоқлиди” сәрләвһилик хәвәр елан қилди. Униңда хитайниң партийә-һөкүмәт әмәлдарлиридин уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнго, аптоном районниң рәиси шөһрәт закир қатарлиқлардин тәркиб тапқан мәхсус гуруппиниң пенсийәгә чиққан сабиқ һөкүмәт әмәлдарлиридин исмаил тиливалди, абләт абдурешит, һамидин нияз, йүсүп муһиммиди, ба дәй, җанабил симағул, әсқәт кәримбай қатарлиқларни йоқлиғанлиқи алаһидә хәвәр қилинди.
Бу күни йәнә чен чүәнгониң қатнишиши билән қурбан һейтлиқ нахша-уссуллуқ чай йиғини өткүзүлүп, бирқисим сабиқ уйғур рәһбирий кадирлири вә башқилар тәклип қилинған.
Бу йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә, хитайниң һөкүмәт таратқулири хәвәрлиридин башқа тик-ток, үндидар салони қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиридиму аталмиш “саяһәтчиләр” вә “тор чолпанлири” тәрипидин тарқитилған “милләтләр иттипақлиқидики қурбан һейт” тәшвиқатлири кәң йәр алди.
Булардин “қәшқәр һейтгаһ алдидики қурбан һейтлиқ сама”, “сама уссули мәшқ қилиш”, “уйғурларниң қурбанлиқ қилиши”, “уйғур қиз оқуғучумниң өйидә қурбан һейтлиқ йемәкләрдин һозурландим” дегәндәк син филимлири америкадики лагер шаһити зумрәт давут қатарлиқ бир қисим уйғурлар тәрипидин твиттер, ватсап, фейсбок қатарлиқ хәлқаралиқ иҗтимаий таратқуларға көчүрүп тарқитилип, зор инкас қозғиди.
Инкасларда районда 2017-йилидин буян уйғурларни нишан қилған зор көләмлик тутқун башланғандин буян, уйғурларниң диний вә миллий байрамлирини қаттиқ чәклинип, уйғурларға қарита хитайлаштуруш вә “ирқий қирғинчилиқ” сиясити барғансери күчәйгәнлики мәлум болди. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғур районидики иҗрачиси чен чүәнго вә башқа хитай әмәлдарлириниң бу хил хәвәр вә син филимлири арқилиқ өзини ақлашқа урунуватқанлиқи җиддий муназирә темиси болди.
Лагер шаһити зумрәт давут ханим зияритимизни қобул қилип, хитайниң бу хил тәшвиқат филимлири һәққидә тохталди.
Униң билдүрүшичә, у илгири үрүмчидики мәзгилидиму хитай һөкүмәт хадимлириниң мәхсус орунлаштурушида уйғурлар мәҗбури рол алған бу хил сахта көрүнүшләргә шаһит болған икән
Чәт әлләрдики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.
У хитай һөкүмәт даирилириниң йиллардин буян уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини йоқитиш нишани қилип, “роза һейт”, “қурбан һейт” қатарлиқ диний байрамларниң диний қаидә йосунлар бойичә өткүзүлүшини чәкләп кәлгәнликини билдүрди.
Турғунҗан алавудун әпәнди йәнә 2016-йили йил ахири чен чүәнго йөткилип кәлгәндин кейинки диний бастуруш вәзийити һәққидә тохталди.
У, 2017-йилдин кейин, уйғур диний өлүмлирини тутқун қилип, хәлқниң әнәниви диний байрамларни өткүзүшини чәкләп, уйғурларға хитай мәдәнийәт байрамлирини теңиватқан хитай һөкүмитиниң нөвәттә бу хил тәшвиқат хәвәрлири арқилиқ, хәлқарада өзиниң яхши образини тикләшкә урунуватқанлиқини билдүрди.
Турғунҗан алавудун әпәнди йәнә, бу йил киргәндин буян хитай һөкүмәт даирилириниң бу хил тәшвиқатни күчәйтиватқанлиқини тәкитләп, икки ай илгири өткүзүлгән бу йиллиқ роза һейт мәзгилидиму “уйғурлар роза һейтлиқ намаз оқуди”, “хушал-хурам роза һейт өткүзди” дегәндәк бу хил тәшвиқат хәвәрлириниң кәң тарқалғанлиқини билдүрди.
Турғунҗан әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң бу хил сахта тәшвиқат хәвәрлири, намидики лагерларға қамаш, уйғурларниң диний етиқади, тили вә мәдәнийитини чәкләш, аялларни туғмас қилип нопус тәрәққиятини контрол қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәтләр” йүз бәргән әмәлийәттә униң хәлқарада қаттиқ әйибләш нишани болуватқан өзиниң “уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясити” ни инкар қилип, “уйғурлар вә башқа милләтләр бәхтлик яшаватиду”, “һечқандақ ирқий қирғинчилиқ йоқ” дегәнни көрситиштин ибарәттур.
Чен чүәнго 2016-йили 8-айниң ахири, хитай компартийәси мәркизий комитети тәрипидин уйғур аптоном райониға партком секретари қилип тәйинләнгән. У, 2017-йилдин буян уйғур диярида, қурбан һейт, роза һейтқа охшаш диний байрамларда һейт намизи оқуш, роза тутуш қатарлиқ диний паалийәтләрни чәклигән. У башчилиқ қилған компартийә һөкүмити йәнә уйғурларни “җуңхуа миллити” тонушини күчәйтиш нами астида “баһар байрими”, “зуңза байрими” ға охшаш хитай мәдәнийитигә хас байрамларни өткүзүшкә мәҗбурлайдиған тәдбирләрниму йолға қойғаниди.
Америка һөкүмити вә канада қатарлиқ бирқисим ғәрб демократик әллири парламентлири һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлумати бойичә алғанда, чен чүәнгониң башчилиқида иҗра қилиниватқан аталмиш “үч хил күчләргә зәрбә бериш” нами астидики “диний ашқунлуқ идийәсини тазилаш”, “миллий бөлгүнчилик идийәсини йоқитиш” дегәндәк һәрикәтләр җәрянида уйғур диярида милйон 800 миңдин артуқ уйғур вә башқа йәрлик хәлқләрни “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамаш, уйғурларниң диний етиқади, тили вә мәдәнийитини чәкләш, аялларни туғмас қилип нопус тәрәққиятини контрол қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәтләр” йүз бәргән.