Хитай тәшвиқатчиси қурбан нияз хитай мәдәнийитини уйғур допписидиму әкс әттүрүшни тәшәббус қилған
2023.03.22

2003-Йили учтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида хитай тили башланғуч мәктипи қурған қурбан нияз, өз дәвридә уйғур балилирини хитайлаштуруш, уларниң меңисини хитай классик маарипи вә мәдәнийити арқилиқ программилашниң нәмунисиға айланған иди. Шуниңдин буян хитай тәшвиқат машинилири арқилиқ сиясий сәһнигә елип чиқилған қурбан нияз қәдәмму-қәдәм йоқири өрләп, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкили болған, шундақла ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқан уйғур хәлқини йәниму хитайлаштурушниң җарчисиға айланғаниди. Аридин 20 йиллар өткән бүгүнки күндә, у йәнә хитай пайтәхти бейҗиңда ечилған “икки йиғин” да аталмиш” җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи “ни йәниму күчәйтиш, һәтта “җуңхуа мәдәнийити” ни уйғурларниң әнәнивий баш кийими болған доппилардиму әкс-әттүрүш тәшәббусини оттуриға елип чиққан.
Қурбан нияз бейҗиңдики “икки йиғин” дин қайтип кәлгәндин кейин, уйғур дияриниң қәшқәр, хотән, ақсу, чөчәк қатарлиқ җайлирида аммиға доклат беришкә орунлаштурулған. У, бу доклатлирида аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи “ни уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләр һаятиниң һәр бир һалқисиға сиңдүрүш һәққидә җар салған.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң қурбан нияз һәққидики сүрәтлик хәвәрлиридә көрситилишичә, хитайчә хәт, хитайчә ямбу өрнәклири чүшүрүлгән бир дөвә рәңдар доппилар қоюлған сәһнидә қурбан нияз мундақ дегән: “җуңхуа милләтлири вәтинимизниң бийпаян чегра районлирида вәтинимизниң узун тарих мәдәнийитини бирликтә йезип қалдурған, шанлиқ җуңхуа мәдәнийитини бирликтә яратқан, шундақла улуғ җуңхуа милләтлириниң роһиму бирликтә яритилған.”
Хәвәрдә дийилишичә, қизил актип қурбан йәнә аталмиш” җуңхуа мәдәнийити” ни мәктәп балилиридин тартип аилиләргичә сиңдүрүшни муһим хизмәт сүпитидә чиң тутушни тәшәббус қилған. У йәнә қолидики хитайчә өрнәкләр кәштиләнгән доппини көрситип туруп, һәтта уйғур доппилириғиму хитай мәдәнийитини әкс әттүрүлгән мушу хилдики өрнәкләрни кәштиләшни, кишиләрниң күндилик турмуштики кийиниш вә роһий һалитидиму “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи “ниң әкс әттүрүрүлүши лазимлиқини тәкитлигән.
Қурбан ниязниң уйғур доппилиридиму хитай мәдәнийитини әкс әттүрүш тәшәббуси, чәт әлләрдики уйғурлар арисидила әмәс, бәлки хитай контроллуқи астидики иҗтимаий таратқулардиму уйғурларниң наразилиқ инкаслириға сәвәб болған.
Хитайчә вә уйғурчә йезилған инкасларда наразилиқ кәйпиятлири ашкара ипадиләнгән болуп, уларниң биридә “ана тилимиз хәнзучә, әмди мәдәнийитимизму хәнзучә боламду? исит, исит!” дегән сөзләр йезилған.
Харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси, доктур гүлнар езиз ханим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, қурбан ниязниң хитай мәдәнийитини уйғур доппилирида әкс әттүрүш тәшәббусини қаттиқ тәнқид қилди.
У, уйғур кийим-кечәк мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми болған доппа һәққидә тохтилип, узун йиллиқ тархиқа игә уйғур доппилириниң һазирға қәдәр сақлинип вә давамлишип кәлгән 50 нәччә хил шәкли барлиқини, уйғур доппилириниң охшимиған һәр бир шәклидә өзгичә алаһидилик вә символлуқ бәлгиләрниң мәвҗутлуқини баян қилип өтти.
Гүлнар ханимниң билдүрүшичә, уйғур доппилиридики өрнәкләрдә уйғурларниң юрт тәвәлики, йәрлик мәдәнийити, җинис айримиси, яш қурами, салаһийити қатарлиқ көп хил мәдәнийәт алаһидиликлири ипадиләнгән икән. Шундақ болғачқа узун тарих җәрянида шәкилләнгән уйғур доппа мәдәнийити вә униңға сиңдүрүлгән қоюқ миллий мәдәнийәт амиллирини қизил актип қурбан нияз тәшәббус қилғандәк, қандақтур бир кечидила хитай мәдәнийити әкс-әттүрүлгән “сиясий доппа” ға айландуруш тәшвиқати, әмәлийәттә қип-қизил бимәнә сәпсәтәдин башқа нәрсә әмәс икән.
Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин ху пиң әпәндиниң қаришичә, қурбан ниязға охшаш сиясий тәшвиқатчиларни алдиға чиқириш вә уни өз миллитиниң ирадисигә қарши нуқтидин сөзлитиш пәқәтла хитай компартийәсигә хас болған сиясий тактика икән.
Ху пиң мундақ деди: “бу хитай компартийә һөкүмити үзлүксиз қоллинип келиватқан кона вастиларниң бири. Улар бу йәрдә өзлүкидин хитайлишишни қобул қилған бир үлгини ясап чиққан. Улар бу хил вастилардин пайдилинип, өзиниң мәҗбурлаш түсидики хитайлаштуруш сияситини йүргүзиду. Андин буни уйғур хәлқи өзлүкидин қобул қилди, дәп тәшвиқ қилиду.”
Ху пиң әпәнди милләтләр ара мәдәнийәт қобул қилишниң әсли тәбии вә ихтиярий рәвиштә болидиғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқини мәҗбурий хитайлаштуруш сиясити икәнликини тәкитлиди: “әслидә охшимиған милләтләр арисидики мәдәнийәт пәрқи вә турмуш алаһидилики өз-ара мунасивәт җәрянида тәбиий һалда бир биригә тәсир көрситиши нормал бир әһвал. Булар һәр икки тәрәпниң ихтиярлиқи асасида болиду. Әмма һазир хитай компартийәсиниң йүргүзүватқини ‛җоңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ намида уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрни мәҗбурий хитайлаштуруш сияситидур.”
Ху пиң сөзини давам қилип мундақ деди: “улар бу мәқситигә йетиш үчүн түрлүк усулларни тепип чиқмақта. Улар уйғурларниң доппилириға хитайчә өрнәкләрни чүшүридиған һекайиләрни бу адәмгә сөзлитиш арқилиқ, униң өзлүкидин мушундақ қилмақчи болғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Бундақ қилғанда хитай компартийәси башқа кишиләргиму бу хил вастини қоллиналайду. Әмәлийәттә буниң өзи бир хил мәҗбурлаш вастиси. Мана бу әң һалқилиқ бир нуқта.”
Ху пиң әпәнди йәнә мундақ деди: “улар бир тәрәптин ‛җуңхуа мәдәнийити‚ намида хитай мәдәнийитини уйғурларға мәҗбурий таңмақта. Мана бу биз дәватқан мәдәнийәт җәһәттики йоқутуштур. Бу ирқий қирғинчилиқ ичидики мәдәнийәт қирғинчилиқиниң дәл өзи. Әмма хитай һөкүмити бу сиясәтни ашкара йүргүзгәндә қаршилиқ вә әйибләшкә учрайдиғанлиқини билиду. Шуңа улар бәзи кишиләрниң өзлүкидин қобул қилғанлиқи һәққидики һекайиларни тоқуп чиқип, өзиниң мәҗбурий хитайлаштуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини йепишқа уруниду.”
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң актип тәшвиқатчисиға айланған хитайпәрәст қурбан ниязниң тәшвиқатлири вә униң оттуриға чиқирилишидики арқа көрүнүшләр һәққидә өз пикрини баян қилиди.