Уйғур академийәсиниң қармиқида “қутадғу билиг тәтқиқат институти” қурулди
2020.03.24
Хитай һөкүмитиниң уйғур илим саһәсигә, җүмлидин уйғур зиялийлири вә билим адәмлиригә болған бастуруши күнсери еғирлишиватқан бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғур зиялийлири өз-ара һәмкарлиқ вә илмий позитсийә чақириқи астида илмий паалийәтләрни күнсайин күчәйтмәктә.
21-Март, йәни норуз байрими күни түркийә, америка, явропа әллири, оттура асия дөләтлири вә японийә қатарлиқ әлләрдә иҗтимаий пән саһәсидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан 47 нәпәр уйғур, түрк вә чәтәллик тәтқиқатчиниң һәмкарлишиши билән мәркизи истанбулдики уйғур академийәсиниң тәркибидә “қутадғу билиг тәтқиқат институти” қурулди.
Уйғур академийәсиниң даимий һәйәт әзалири 2020-йили 19-январ күни өткүзүлгән тәйярлиқ йиғинда уйғур академийәси низамнамисиниң 3-мадда 3-тармиқидики бәлгилимиләргә асасән “қутадғу билиг тәтқиқат институти” қурушни қарар қилған. Уйғур академийәниң рәиси профәссор, доктор алимҗан инайәт әпәндиниң тәстиқлиши билән доктор абләт сәмәт әпәнди “қутадғу билиг тәтқиқат институти” ниң мудирлиқиға тәйинләнгән.
Зияритимизни қобул қилған доктор абләт сәмәт әпәнди муһаҗирәттә илим тәһсил қиливатқан уйғур тәтқиқатчи вә зиялийларниң көпийиватқанлиқини вә нөвәттә өзара һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди. У “қутадғу билиг тәтқиқат институти” ниң немә үчүн қурулғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “күндин күнгә көпийиватқан көчмәнлиримиз, вә чидиғусиз дәриҗигә йетиватқан юрт сеғинишимиз бизгә өзимизни вә әвладлиримизни техиму яхши тәрбийәләшниң техиму муһимлиқини, өз ичимиздә бирлик вә техиму йеқин һәмкарлиққа җиддий еһтияҗимизниң барлиқини һес қилдурди. Алимлиримизниң һәр бири өзи әң яхши билидиған саһәләрдә яшлиримиз вә кәлгүси әвладлиримизға әң яхши шәкилдә хизмәт қилиш арзулириму күндин күнгә күчийиватиду. ‛қутадғу билиг институти‚ миз мана шу еһтияҗ вә арзуниң бирликидин қурулди.”
Уйғур академийәсиниң тор бекитидин игилишимизчә, “қутадғу билиг тәтқиқат институти” ниң қурулушидики мәқсәт “қутадғу билиг” ни мәркәз қилған һалда уйғурларниң тили, маарипи, әдәбияти, тарихи, дини, мәдәнийити, сәнити, фолклори вә иқтисади қатарлиқ саһәләр бойичә тәтқиқат елип бериш; уйғур хәлқиниң пәлсәпә, сиясәт вә дөләтчилик тарихиға қошқан төһпилирини муәййәнләштүрүш вә бу тарихий тәҗрибиләр асасида уйғур җәмийити вә йеқин кәлгүсидә қурулидиған дөләтниң еһтияҗлиқ болған саһәлиригә йеңи бир әвлад ихтисаслиқ кишиләрни йетиштүрүштин ибарәт икән.
Доктор абләт сәмәт институт наминиң немә үчүн “қутадғу билиг” дәп қоюлғанлиқини изаһлап, мундақ деди: “‛қутадғу билиг‚ дегән бу нам тәбиий пән вә иҗтимаий пән билимлирини өзигә муҗәссәм қилған қараханилар уйғур ислам әдәбиятиниң әң дәсләпки мувәппәқийәтлик мевисиниң исмидур. Гәрчә институтимиздики алимлар мәхсус ‛қутадғу билиг‚ тәтқиқатчиси болмисиму, лекин әсәрдә муҗәссәм болған һәр саһә билимлири бизниң ортақ арзуйимизни ипадилигәчкә, бу толиму қиммәтлик намни бирлик символимиз сүпитидә таллашқа җүрәт қилдуқ.”
Хитай һөкүмити бир нәччә йилдин буян уйғурларға мунасивәтлик тәтқиқат хизмәтлири билән шуғуллиниватқан уйғур мәдәнийәтшунаслар, тил тәтқиқатчилири, язғучилар, шаирлар вә уйғур хәлқ еғиз әдәбият мутәхәссислиригә болған бесимни һәссиләп күчәйткән иди. Уларниң арисида тонулған уйғур тәтқиқатчилиридин шинҗаң университети филологийә институтиниң профессори раһилә давутниң 2017-йили 12-айниң оттурилирида хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин һеч қандақ из-дерики болмиған иди. 2018-Йили 1-айдин башлап раһилә давутқа охшаш бир түркүм уйғур сәрхиллириниң тутқун қилинип, лагерларға қамалғанлиқи һәққидики хәвәрләрму хәлқара мәтбуатларда көпләп берилип кәлмәктә.
Хитай һөкүмитиниң уйғур илим әһлилирини тутқун қилиши вә уйғурларға мунасивәтлик тәтқиқат хизмәтлиригә бузғунчилиқ қилиши күнсери мутәхәссисләрниң диққитини қозғимақта.
Зияритимизни қобул қилған уйғур академийәсиниң башлиқи, әгә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди “қутадғу билиг институти” ниң қурулғинини қизғин тәбриклиди шундақла бу һәқтики көз қаршини баян қилип өтти.
Абләт сәмәт әпәндимниң бизгә йолап бәргән хизмәт нишанида ейтилишичә, “қутадғу билиг институтәи” ниң нишани дуняниң һәрқайси җайлирида өз алдиға хизмәт вә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан пешқәдәм вә яш алимларға өз-ара һәмкарлишип илим саһәсидә бирликтә хизмәт қилишқа пурсәт яритип бериш; охшаш саһәдә тәтқиқат елип бериватқан алимларни өзара учраштуруп, уларниң техиму тәшкиллик вә чоңқур тәтқиқат елип беришиға шараит яритип бериш; мәйданға кәлгән тәтқиқат нәтиҗилирини нәшр қилиш вә қәрәллик, қәрәлсиз курслар ечип, кәсипчанлиқи күчлүк бир гуруппа яшларни йетиштүрүш икән.
Ахирида “қутадғу билиг тәтқиқат институти” ниң мудири, түрколог абләт сәмәт институтниң қурулуш мунасивити билән көңүл сөзлирини баян қилди.