Алимҗан инайәт: “раһилә давутниң тутқун қилиниши уйғур мәдәнийитигә қилинған суйиқәсттур”
2021.05.25
Профессор раһилә давут мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи болуп, 2017-йили декабир ейидин буян из-дерәксиз ғайиб болған.
Радийомиз шинҗаң университети универсал түзәш қоманданлиқ мәркизидин әһвал игиләш давамида раһилә давутниң абдукерим рахман, арслан абдулла қатарлиқ даңлиқ профессорлар билән бир қатарда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқни дәлиллигәниди.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети өткән йили баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур тәтқиқатчи, профессор раһилә давутни қоюп беришкә, уйғур елидә елип бериватқан мәдәнийәт бузғунчилиқиға хатимә беришкә чақирған.
Көзәткүчиләр вә раһилә давутниң достлири униң уйғур мәдәнийити вә өрп-адәтлирини қоғдаш җәһәттики тиришчанлиқи вә хәлқаралиқ йиғинларға қатнишиш җәрянида тонушқан чәтәллик алимлар һәм оқуғучилар билән болған алақиси сәвәблик тутқун қилинған, дәп гуман қилишмақта. Раһилә давут уйғур мазар тәтқиқати билән шуғулланған. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчилири униң асаслиқ зәрбә бериш нишанлириниң биригә айланғаникән.
Уйғур дияридики уйғурлардин фолклор кәспидә тунҗи докторлуқ унваниға еришкән иҗтиһатлиқ тәтқиқатчи раһилә давутниң “уйғурлардики мазар мәдәнийити” намлиқ әсири уйғурларға вә хәлқарадики фолклор тәтқиқатчилириға наһайити тонушлуқ. Бу әсәр әслидә раһилә давутниң докторлуқ диссертатсийәси үчүн язған илмий тәтқиқат мақалиси болуп, биринчи нусхиси хитайчә нәшр қилинған. Кейин у мушу диссертатсийә мақалиси асасида мәзмунини техиму кеңәйтип һәм толуқлап, “уйғур мазарлири” дегән китабни йезип чиққан. Бу китаб 2001-йили шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
“уйғур мазарлири” намлиқ әсәрниң раһилә давутниң җапалиқ әмәлий тәкшүрүш нәтиҗилири асасида йезип чиқилған бир илмий әсәр икәнликини униң “уйғур мазарлири” намлиқ китабиниң муқәддимисигә язған муну қурлиридин рошән көрүвалғили болиду: “мазар үчүн дәшт-чөлләрни кәздим, шәйхләрниң йеганә кәпилиридә улар билән узун сөһбәтләрдә болдум. Чоң типтики мазар паалийәтлиригә хәлқниң бир әзаси болуп қатнишип, уларниң йүрәк сөзлирини, һессиятини тиңшидим, челишиш, мәддаһлиқ, тоху, қочқар соқуштуруш сорунлирида қанғучә һузурландим”.
Раһилә давутни алий мәктәп вақитлиридин башлап тонуйдиған, кейин кәсипдаш болуп биллә ишлигән вә қошна болуп олтурған йеқин дости, һазир америкада турушлуқ меһрай мәмтили ханим раһилә давутни әсләп мундақ деди: “раһилә наһайити тиришчан, аддий-садда қиз иди. Тәтқиқати үчүн көпинчә вақитларда аилисидин, балисидин айрилип турди, турмушниң мәишәтлиридин ваз кәчти. Мән униңға һәқиқәтән қайил”.
Раһилә давут уйғур фолклор саһәсидики нопозлуқ тәтқиқатчи болуш сүпити билән хитайниң ичидики дөләт дәриҗилик, аптоном район дәриҗилик вә университет дәриҗилик көплигән тәтқиқат темилириға йетәкчилик қилған. Хитайниң дөләт ичи вә сиртидики нурғун илмий журналларда уйғурчә, хитайчә, инглизчә вә түркчә тилларда нәччә онлиған юқири сәвийәлик илмий мақалиләрни елан қилған. Раһилә давут хитайдики нурғун фолклор илмий муһакимә йиғинлириниң муһим иштиракчиси болупла қалмай, америка, японийә вә явропадики нурғун дөләтләргә тәклиплик берип, лексийәләрни сөзләп, уйғур хәлқиниң мазар мәдәнийитигә аит тарихий чәтәлләрдики кәсип әһлилири вә кәң җамаәтчиликкә тонуштурған.
Раһилә давут фолклор тәтқиқати билән шуғулланған йигирмә нәччә йил җәрянида һәрқайси дөләтләрдин уйғур райониға кәлгән нурғун тәтқиқатчиларға, оқуғучиларға йетәкчи, мәслиһәтчи, қабилийәтлик устаз, һәм бир йеқимлиқ, сәмимий достқа айланған.
Рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимусий грос әпәндиниң ейтишичә у раһилә давутниң оқуғучиси болмисиму, бир қанчә қетим сөһбәттә болған. 2017-Йили раһилә давут билән тутулуп кетиштин бир нәччә ай илгири үрүмчидә униң билән көрүшкән вә тәтқиқат ишлири һәққидә мәслиһәт алған икән. У раһилә давутниң өзигә қалдурған тәсири һәққидә мундақ деди: “у бәк йеқимлиқ, қоли очуқ, хушхуй бири иди. Әлвәттә у йәнә тәтқиқатлири билән тонулған әқиллиқ оқутқучи иди. Чүшәндүрмәкчи болғанлирини бир қанчә хил тилда юқири сәвийәдә чүшәндүрәләйтти. Униңда һечкимгә охшимайдиған алаһидә бир нәрсә бар иди. У қәйәргила барса у йәрни җанландуриветәтти”.
Мәлум болушичә, раһилә давут 1998-йилидин башлап шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән.
-2002Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант йетәкчиси салаһийитигә еришкән. Раһилә давут филологийә институтиниң аспирант вә толуқ курс оқуғучилириға “фолклор һәққидә омумий баян”, “җуңго вә чәтәл фолклор тарихи”, “хәлқ еғиз әдәбияти һәққидә омумий баян”, “фолклор илминиң әмәлий тәкшүрүш усули”, “муқамшунаслиқ”, “диншунаслиқ”, “фолклор темисида мәхсус лексийәләр” қатарлиқ дәрсләрни өткән. 2003-Йилидин2004-йилиғичә американиң пенсилванийә университети фолклор тәтқиқат мәркизи вә индияна университети оттура асия тәтқиқати факултетида билим ашурған. 2006-Йили 12-айдин 2007-йили6-айғичә калифорнийә университетида зиярәтчи профессор болуп ишлигән.
Раһилә давут 2000-йилидин башлап хитай дөләтлик иҗтимаий пәнләр фонди тәтқиқат түрлиридин “уйғур әнәниви мәдәнийитини сақлаш, давамлаштуруш вә сиҗил тәрәққий қилдуруш”, “уйғур ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш мәсилиси үстидә тәтқиқат”, “хәлқ дастанлирини қоғдашниң конкрет чарә-тәдбирлири үстидә тәтқиқат” ; шинҗаң университети тәтқиқат түрлиридин “уйғур хәлқ муқам мәшрәплири үстидә тәтқиқат”, “уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә издиниш” қатарлиқ тәтқиқат түрлирини мәсул болуп тамамлиған. Униңдин башқа, хәлқаралиқ тәтқиқат түрлиридин “түркий тиллиқ хәлқләр дастанлирини топлаш, рәтләш вә нәшр қилиш”, хитай дөләтлик нуқтилиқ тәтқиқат түрлиридин “җуңгодики милләтләр әдәбиятиниң өз-ара мунасивити вә тәсири” қатарлиқ тәтқиқат темилириға қатнашқан. Униң “уйғур мазарлири үстидә тәтқиқат” намлиқ әсири хитай тилида нәшр қилинған вә хитайниң дөләт ичи вә сиртидики нопузлуқ журналларда 20 дин артуқ мақалиси елан қилинған. “сериқ уйғурларниң шиҗу-хаху дастани үстидә тәтқиқат” намлиқ мақалиси уйғур аптоном райони бойичә иҗтимаий пәнләр тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта2-дәриҗилик мукапатқа, “уйғур мазарлири үстидә тәтқиқат” намлиқ китаби аптоном район бойичә иҗтимаий пәнләр тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта “надир әсәр” мукапатиға вә шинҗаң университетиниң тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта 1-дәриҗилик мукапатқа еришкән.
Түркийәдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң фолклор тәтқиқати профессори алимҗан инайәт әпәнди раһилә давутниң тәтқиқат һаятиға наһайити юқири баһа бәрди.
У йәнә мундақ деди: “хитай даирилириниң раһилә давутни тутқун қилиши уйғур зиялийлириға, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатиға вә уйғур мәдәнийитигә қилинған суйиқәст, дәп қараймән”.
Баш штаби ню-йорктики “хәвп астидики алимларни қутқузуш” тәшкилати раһилә давутниң илмий тәтқиқат саһәсидә көрсәткән узун йиллиқ тиришчанлиқлири вә җасарити муәййәнләштүрүп, 2020-йиллиқ хәлқаралиқ “тәпәккур җасарити” мукапатини раһилә давутқа бәргәнликини елан қилғаниди.
Тимусий грос әпәнди раһилә давутниң уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә раваҗландуруштики муһим шәхс икәнликини тәкитлиди вә бу һәқтә мундақ деди: “униң муһимлиқиниң мундақ бир қанчә сәвәби бар; биринчидин тәтқиқатлириниң чоңқурлуқи. У өзи уйғур болғачқа униң үстигә университетниң профессори болғачқа башқилар еришәлмәйдиған нурғун мәнбәләрдин биваситә пайдилиналайду. Уйғур җамаити билән биваситә алақилишип нурғун материялларни топлап, тәкшүрәләйду. Һечбир йәрдә тапалмайдиған уйғур мәдәнийитигә аит наһайити муһим материяллар вә нахша-музикиларни топлап, рәтләптикән. У наһайити яхши бир тәтқиқатчи. У барлиқ тәтқиқатлирини өзи қилиду, һәр бир тәтқиқатини һаяҗан билән елип бариду. Бу уни башқилардин айрип туридиған тәрипи. Униң ишханиси уйғур мәдәнийитиниң бир музейға охшайду. Сиз уйғур мәдәнийитигә аит һәр қандақ нахша-музика издисиңиз униң електиронлуқ кутупханисидин тапалайсиз. У барған йеридики барлиқ паалийәтләрни синға елип топлиған икән”.
Раһилә давутниң һаяти вә тәтқиқатлири һәққидә тәкшүрүш елип бериш җәрянимизда, раһилә давутниң кишилик характеридики сәмимийлик, мулайимлиқни байқаш билән бир вақитта кәсипдашлири униң наһайити ирадилик, җападин қорқмайдиған, миллитини сөйидиған, миллитиниң мәдәнийитидин пәхирлинидиған, уйғурларниң мәдәнийитини қоғдаш вә раваҗландурушта кәм болса болмайдиған бир тәтқиқатчи икәнликини тәкитләшти.
Меһрай мәмтили ханим муһаҗирәттики уйғурларниң өз алимлириға, зиялийлириға игә чиқишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди вә йәнә мундақ деди: “раһилә давутқа охшаш нурғун уйғур зиялийлар йоқап кәтти. Буниң орнини толдурувалғили болмайду. Әркин дуняда яшаватқан уйғурлар мушу һәқсизлиқларға қарши аваз чиқириши керәк”.
Тимусий грос әпәнди ахирида раһилә давутқа уйғур тилида йүрәк сөзи барлиқини ейтип мундақ деди: “раһилә муәллим мән сизни бәк сеғиниватимән. Һәр күни сизни ойлаймән, саламәтликиңиздин әндишә қилимән. Сизниң тутуп турулуватқан йәрдин тезрәк чиқишиңизни үмид қилимән”.