Шинҗаң университети сақчиси: раһилә давут деһқанлар билән һөкүмәт арисида қутратқулуқ қилған
2021.07.02

Гәрчә уйғур районида 2017-йилдин кейинки тутқунда уйғур миллий кимлики асаслиқ сәвәб болсиму, даириләр йәнә қәғәз йүзидә яки еғизда һәрқайси тутқунларға охшимиған қалпақларни кийдүргәнлики мәлум. Шу сәвәбтин болса керәк, шинҗаң университетиниң профессори раһилә давутниң мазар тәтқиқати вә бу тәтқиқатни елип бериш җәрянида дуч кәлгән тосалғуларни йәрлик вә аптоном районлуқ органлар билән законлишип һәл қилиши, җәмийәттә қутратқулуқ пәйда қилиш дәп әйибләнгән.
Алдинқи һәптә шинҗаң университетиға қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, хадимлар гәрчә раһилә давутниң түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқини ашкарилиған болсиму, әмма униң җаза муддити вә кесилиш сәвәби һәққидә мәлумат бәрмигәниди. Бу һәптә изчил елип барған ениқлашлиримиз давамида, алақидар хадимлардин бири раһилә давутниң кесилиш сәвәби һәққидә университетниң сақчи хадимлиридин ениқ мәлумат елиш мумкинчиликимиз барлиқини баян қилди. Телефонимизни қобул қилған университетниң бир сақчи хадими, өзиниң раһилә давутниң аталмиш җинайити һәққидә мәхсус уқтуруш тапшурувалғанлиқини ашкарилиди. Униң баян қилишичә, мәзкур уқтурушта раһилә давутниң деһқанлар билән һөкүмәт арисида қутратқулуқ қилғанлиқи хатириләнгән. Мәзкур хадим, уқтуруштики қалған учурларни ашкарилашқа болмайдиғанлиқини, бу һәқтә өзлириниң алаһидә агаһландурулғанлиқини әскәртти.
Раһилә давутниң сабиқ хизмәтдиши, америкида яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи меһрай мәмтили ханим, раһилә давутниң қутратқулуқ билән әйиблинишигә сәвәб болған еһтималлиқлар һәққидә пикир баян қилди. Униң дейишичә, раһилә давут хитай дөләтлик тәтқиқат түри бойичә уйғур мазарлири тәтқиқати билән шуғулланған вә бу тәтқиқат бейҗиңдики даңлиқ бир хитай тәтқиқатчиниң йетәклиши вә көрсәткән методлар бойичә елип берилған. Әмма уйғур районида диний вә миллий өрп-адәтләргә қарита хели бурундинла һәр хил чәклимә вә зәрбиләр давам қилип келиватқан болғачқа, раһилә давутниң тарим вадисида елип барған мазар тәтқиқати һәр хил тосалғуларға дуч кәлгән. Раһилә бу тосалғуларни бөсүш үчүн бәзидә йәрлик әмәлдарларға, бәзидә аптоном районлуқ алақидар органларға мәзкур тәтқиқат түриниң әһмийитини чүшәндүргән вә гези кәлгәндә бәзи мазар һәм өрп-адәтләргә қоюлған чәклиминиң хата болғанлиқини очуқ һалда оттуриға қойған. Йәнә өзини ашкарилашни халимиған вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң баян қилишичә, раһилә давутниң йезиларда деһқанлар еғиздин чиқиришқа җүрәт қилалмиған бир қисим тәләпләрни тәтқиқат зөрүрийити билән дадил һалда оттуриға қоюши, шу җайдики аһалиләрни сөйүндүргән вә җасарәтләндүгән; әмма бу һәққаний сөзләр бәзи әмәлдарларни қайил қилған болса, йәнә бәзи хитай әмәлдарлирида ғум пәйда қилған. Меһрай мәмтилиниң пәрәз қилишичә, раһилә давутниң аталмиш қутратқулуқ җинайитигә тәтқиқат давамидики юқириқи җәрянлар сәвәб болған болуши мумкин.
Түркийә әгә университетиниң профессори алимҗан инайәтниң пәрәз қилишичә, раһилә давут шуғулланған мазар тәтқиқати саһәсиниң сиясәт билән биваситә алақиси болмисиму, әмма, бу саһә уйғурларниң мәниви мираслири вә миллий кимлики билән зич бағлинишлиқ болғачқа, бу саһә үстидики тәтқиқат хитайниң уйғур миллий кимликини йоқитиш пиланиға қарита бир тиркишиш яки җәң елан қилиш дәп қаралған. Униң үстигә раһилә давутниң өз хәлқигә, ана земиниға, тарихий мираслириға қарита меһри-муһәббити вә иптихар туйғуси хитай тәрәпкә тәһдит көрүлгән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң әскәртишичә, хитай даирилири, раһилә давутқа зәрбә бериш арқилиқ уйғур җәмийитидә миллий мәдәнийәт мираслиридин узақ туруш, үркүш вә ахирида тениш кәйпияти яратмақчи болған.
Мәлум болушичә, раһилә давут хәлқаралиқ илмий журналларда он нәччә парчә мақалиси елан қилинған вә өз саһәсидә нопуз тиклигән бир илмий хадимлиқ сүпитидин башқа йәнә, принсипал мәсилиләрдә очуқ пикирлики, достлар ара мунасивәтләрдә қизғин вә дуруслуқи биләнму дост вә кәсипдашлири арисида унтулмас тәсир қилдурған. Раһилә давутниң қизи әқидә полатниң аниси үчүн тәйярлиған мәхсус тор бәттики көңүл изһарлирида, доктор рян сам раһилә давутниң кишилик пәзиләтлиригә апирин оқуса; профессор җәймис милвард униң кәсипчанлиқиға қайиллиқини билдүргән.
Хәлқарада тонулған бу тәтқиқатчилар вә униң чәтәлдики бир қисим достлири өзлириниң баянатлирида, бирдәк һалда раһиләдәк бир ярамлиқ илмий хадимниң қамақханида набут қилиниши, ялғуз шу бир алимғила әмәс, бәлки аләмгә қилинған бир зиянкәшлик икәнликини илгири сүргән вә бир тәрәптин хитай даирилирини раһиләни шәртсиз вә дәрһал қоюп беришкә чақирса, йәнә бир тәрәптин, раһилә давутниң қараңғу камерда сағлам вә тик турушиға тиләкдашлиқ билдүргән. Раһилә давутниң қизи әқидә полатму, аниси әркинликкә еришмигичә, ахбарат күришини давамлаштуридиғанлиқини әскәрткән.
Юқирида, түрмидә җаза муддитини өтәватқан профессор раһилә давутниң мазар тәтқиқати давамидики паалийәтлириниң қутратқулуқ билән әйибләнгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.