Раһилә давут 2023-йиллиқ “хәлқаралиқ җасарәтлик язғучи” болуп баһаланди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.10.14
Профессор раһилә давутниң кесилип кәткәнлики вә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланди Мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи профессор раһилә давут мазар тәтқиқати қиливатқан мәзгиллиридә йәрлик аһалиләрдин учур топлаватқан көрүнүшләрниң бири.
Lisa Ross

Пирофессор, хәлқараға тонулған уйғур фолклоршунас раһилә давут әнглийә қәләмкәшләр җәмийити (English PEN) тәрипидин 2023-йиллиқ “хәлқаралиқ җасарәтлик язғучи” болуп баһаланған.

11-Өктәбир күни, әнглийә “муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, әнглийә қәләмкәшләр җәмийитиниң 2023-йиллиқ “пинтер мукапати” ға еришкән язғучи майкол розен (Michael Rosen) раһилә давутни “хәлқаралиқ җасарәтлик язғучи” дәп таллиған; мукапат намзатлири тизимликигә киргәнләр асасән өз һаятиниң хәвпкә учришиға қаримай, пикир әркинликини қоғдиған язғучилар икән.

Әнглийә қәләмкәшләр җәмийитиниң бу һәқтә өз тор бетидә хәвәр беришичә, 2023-йиллиқ “пинтер мукапати” ға еришкән әнглийә язғучиси майкел розен раһилә давутниң “җасарәтлик язғучи” мукапатиға еришкәнликини елан қилған һәмдә мукапатни елиш мурасимида сөз қилип: ““шу тапта мән бүйүк биританийә кутупханисида туруп, өзүм игә болған әркинлик яки башқа инсанлар нормал дәп билидиған әркинлик билән, ашу әқәллий әркинликиму тартивелинғанларниң арисидики чоң пәрқни толуқ һес қилмақтимән. Мәнму көп вақтимни фолклорға-хәлқ чөчәклири вә нахшилирини топлап уларни тәтқиқ қилишқа сәрп қилдим, улардин зоқландим, уларниң қиммитини, уларда ипадиләнгән идийә вә һессиятни чүшинишкә тириштим. Америка шаири карл сандбург ейтқандәк, ‛әгәр бир ким мән яхши көргән ишни қилғанлиқи сәвәбидин қамалған болса, мән буниңға ечинимән һәм ғәзәплинимән‚. Шуңа мән фолкоршунас раһилә давутни бу йилқи ‛җасарәтлик язғучи‚ болушқа таллидим” дегән.

Майкол розен әнглийәниң даңлиқ балилар язғучиси болуп, у раһилә давутқа болған қайиллиқини билдүрүш билән биргә, униң роһий вә җисманий җәһәттин давамлиқ күчлүк болушини тиләйдиғанлиқини, униң үчүн қилиниватқан бу ишларниң униңға азрақ болсиму ярдими болушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Доктор раһилә давутниң америкада яшаватқан қизи әқидә полат радийомизниң зияритини қобул қилип, аписиниң бу мукапатқа еришкәнликини билгәндин кейин мурәккәп һессиятқа кәлгәнликини билдүрди.

2017-Йилниң ахирида тутулуп, 6 йил из-дерики болмиған раһилә давутниң хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” вә “дөләт хәвпсизликигә зәрәр йәткүзүш җинайити” дегән қарилаш билән өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқи алдинқи айда мәлум болғаниди.

Майкол розен X (тивиттер) да язған инкасида, әнглийәдики уйғуршунас, мәдәнийәт тәтқиқатчиси рачел һаррисниң “хитай һөкүмити раһилә давутни өмүрлүк қамаққа һөкүм қилиш арқилиқ уни тамамән унтулдурушқа урунуватиду, әмма биз қәтий унутмаймиз” дегән сөзини нәқил кәлтүрүп, “бу пикирни тамамән қоллаймән” дәп язған.

Доктор раһилә давутниң “хәлқаралиқ җасарәтлик язғучи” мукапатини лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институтиниң пирофессори рачел һаррис раһилә давутқа вакалитән тапшурувалған вә сөз қилған. У радийомизға қилған сөзидә бу һәқтә учур берип мундақ деди:

“әнглийә қәләмкәшләр җәмийити, язған әсәрлири яки сөзлигән нутуқлири сәвәбидин зиянкәшликкә учриған язғучиларниң һоқуқини қоғдайдиған муһим кишилик һоқуқ оргини. Уларниң бу мукапат тарқитиш мурасимиға көп кишиләр қатнашти вә нәқ мәйдандин тарқатти. Биз у йәрдә уйғурларниң һазирқи әһвалини билип кәтмәйдиған меһманларниму көрдуқ, мән уларға раһилә давутниң әһвалини ейтип бәрсәм, һәйран қалди һәм тәсирләнди. Улар раһилә давутниң 2016-йилдин илгири хитай даирилириниң қоллишиға еришкән академик тәтқиқатчи икәнликини, сиясәтниң тосаттин өзгириши билән хитай һөкүмитиниң бастуруш обйектиға айлинип қалғанлиқи һәм шу түпәйли өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқини билди. Раһилә давут һазир өз диярида бастурулған уйғур сәр хиллириниң күчлүк символиға айлинип қалди”.

“муһапизәтчи” гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, раһилә давут хәлқара қәләмкәшләр җәмийити вә әнглийә қәләмкәшләр җәмийити диққәт қилип келиватқан язғучиларниң тизимликидин орун алған болуп, мәзкур җәмийәтниң паалийәт нишани дуняниң һәр қайси җайлирида түрмигә соланған вә хәтәргә дуч кәлгән язғучиларни қоллаш икән. Бу язғучилар тәшкилатлири “раһилә давутниң қамаққа елиниши униң пикир әркинликигә қилинған зиянкәшлик” дәп қариған вә уни дәрһал шәртсиз қоюп беришни тәләп қилған.

Доктор раһилә давутниң қизи әқидә полат бу мукапатниң әһмийити һәққидә тохтилип: “бу мукапат хитай һөкүмитиниң нәччә йүзлигән уйғур зиялийлирини түрмигә солап зиянкәшлик қиливатқанлиқини хәлқараға билдүрүштә бәлгилик рол ойниғуси” деди.

Мунасивәтлик учурларға асасланғанда, әнглийә қәләмкәшләр җәмийити 1921-йил қурулған болуп, дунядики тунҗи һөкүмәтсиз тәшкилатлардин бири, шундақла кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучи хәлқара органларниң бири һесаблинидикән. Әнглийә қәләмкәшләр җәмийити йәнә хәлқара қәләмкәшләр җәмийитини қурған болуп, бу җәмийәтниң 100 дин артуқ дөләттә 145 мәркизи бар икән. Әнглийә қәләмкәшләр җәмийити 2009-йил тәсис қилған “пинтер мукапати” билән “хәлқаралиқ җасарәтлик язғучи” мукапати әдәбияттики пикир әркинликигә беғишланған йиллиқ мукапат болуп, 2005-йил нобел әдәбият мукапатиға еришкән әнглийә язғучиси һаролд пинтер (Harold Pinter) ниң намида тәсис қилинған; бу мукапатқа пикир әркинликини қоғдашта көрүнәрлик төһпә қошқан, җасарәтлик язғучилар еришип кәлгән.

Биз раһилә давутқа бу шәрәпни бәргән әнглийә қәләмкәшләр җәмийити вә раһилә давутни таллиған әнглийә язғучиси майкол розен билән алақилишишкә тиришқан болсақму, вақтинчә җаваб алалмидуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.