Раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға мәһкум қилиниши күчлүк наразилиқ қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.22
Профессор раһилә давутқа әркинлик тәләп қилиш чақириқлири күчәймәктә Мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи профессор раһилә давут мазар тәтқиқати қиливатқан мәзгиллиридә. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Lisa Ross

 Америкадики “диялог фонди” тутқундики уйғур фолклоршунас, шинҗаң университетиниң пирофессори, доктор раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини дәлилләп зор инкас қозғиди.

21- Сентәбир күни, диялог фонди бир хитай һөкүмәт әмәлдаридин игилигән ишәнчлик мәлумат асасида доктор раһилә давутниң 2018- йили 12- айда “бөлгүнчилик”, йәни “дөләт хәвпсизликигә зәрәр кәлтүрүш” җинайити билән үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә сотлинип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи вә сиясий һоқуқлиридин мәһрум қилинғанлиқини дәлиллигән.

Раһилә давутқа охшаш уйғур фолклори вә мазар тәтқиқати саһәсидә хәлқаралиқ шан-шәрәпкә игә болған бир билим адиминиң бундақ еғир җазаға учриши униң мәсилисини билидиған, көңүл бөлүватқан барлиқ кишиләрни қаттиқ қайғуға салған һәм қаттиқ ғәзәпләндүргән. Әлвәттә, пирофессор раһилә давут ханимниң америкада яшайдиған қизи әқидә полат үчүн бу толиму еғир азаб һесаблинатти. У хәвәрни алғандин кейин радийомизға қилған сөзидә “хитай һөкүмити өзиниң қанчилик рәһимсизликини дуняға ашкарилап бәрди”, дәп тәкитлиди. У мундақ деди:

“ мән хәвәрни аңлап көңлүм бәк йерим болди, һәм бәк аччиқландим. Апам пәқәт хизмити вә тәтқиқати билән шуғулланған бир аддий аял иди. Апам пәқәт уйғурларниң мәдәнийитини сақлап қелиш үчүнла хизмәт қилған. Хитай һөкүмитиниң апамни өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиши хитайниң қанчилик рәһимсизликини дуняға көрситип бәрди, бу һәм хитайниң уйғурларни йоқитишқа урунуватқанлиқиниң испати.”

Әқидә полат хәлқара җәмийәткә, һөкүмәтләргә вә кишилик һоқуқ органлирини хитай үстидики бесимини ашурушқа чақирди. У мундақ деди:

“ мән хәлқара җәмийәтни, кишилик һоқуқ органлирини хитайға бесимни күчәйтип, апамниң вә башқа барлиқ гунаһсиз уйғурларниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүшкә чақиримән”.

Пирофессор раһилә давут 2017‏-йилиниң ахири из-дерәксиз ғайиб болғандин буян, хитай һөкүмити униң ақивити һәққидә һечқандақ учур бәрмигәниди. 2021-Йили 6-айда радийомиз униң түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқини дәлиллигән. “диялог фонди” ниң игилишичә, пирофессор раһилә давут тутқун қилинип бир йилдин кейин йәни 2018-йили 12-айда “бөлгүнчилик”, йәни “дөләт хәвпсизликигә зәрәр кәлтүрүш” җинайити билән үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә сотлинип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Раһилә давут бу һөкүмгә наразилиқ билдүрүп, уйғур аптоном районлуқ юқири сот мәһкимисигә әрз сунған болсиму, бирақ униң әрзи юқири сот мәһкимиси тәрипидин рәт қилинған.

Доктор раһилә давутни униң қиммәтлик тәтқиқат нәтиҗилири, хизмити вә һәмдә инсаний пәзилити билән йеқиндин билидиған, раһилә давутниң америкадики оқуғучилириниң бири, индиана иштатидики рус хулмән технологийә институтиниң дотсенти, уйғуршунас тимосий грос радийомизға язған елхетидә өзиниң бу хәвәрдин һәм қайғурғанлиқи һәм қаттиқ ғәзәпләнгәнликини билдүрди. У раһилә давутниң ақ көңүл вә кәң қорсақлиқини алаһидә тилип: “ раһилә давут маңа вә маңа охшаш башқа нурғун кишиләргә пурсәт яритип бәргән. Әгәр раһилә давутниң уйғур мәдәнийити үстидики күчлүк тәтқиқати вә һәмдә кәсипдашлириға тутқан кәң қорсақлиқи болмиған болса бүгүнки уйғур тәтқиқати саһәси болмайтти” дегән. У елхетидә мундақ дәп әскәрткән:

“раһилә давутни кәспий һаятиниң әң юқири пәллисидә елип кәткән хитай һөкүмитиниң юқирида мән дегән пакитларни обдан билидиғанлиқиға ишинимән. Униң дөләт бихәтәрликигә елип кәлгән бирдинбир тәһдити дәл униң уйғур мәдәнийити вә өрп-адәтлири һәққидә тәңдашсиз билимгә игә болғанлиқида. У уйғурларниң һаяти билән хәлқарадики тәтқиқатчилар арисида бир көврүк болған иди.”

Раһилә давутниң ақивитигә аит бу партлатқуч хәвәр тарқалғандин кейин нурғун тәтқиқатчилар, кишилик һоқуқ актиплири вә илим вә тәтқиқат орунлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири иҗтимаий таратқуларда өзлириниң қайғулирини ортақлашти. Америкадики атақлиқ уйғуршунас, америка җорҗ товен университетиниң пирофессори җеймис милвард тивиттердики инкасида мундақ дегән:

“ хитай һөкүмитиниң уйғур фолклоршунас раһилә давутқа муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнлики тоғрисидики бу хәвәр хитайниң уйғур районидики зулумниң һәргизму у илгири сүргәндәк террорлуқ, хизмәт пурсити яки намратлиқ билән мунасивәтлик әмәсликини ашкарилап бәрди. Пирофессор раһилә давутниң оқутқучилиқ вә тәтқиқат хизмити бар иди. У кәспий тәрбийәләшкә моһтаҗ әмәс... Ши җинпиң уйғур (вә башқа) хитай болмиған мәдәнийәткә йол қоюшқа болмайду, чоқум ассимилятсийә болуши керәк, дәп қарар қилғанлиқтин у бүгүнки һалда.”

Әнглийәдики шефилд университети шәрқий асия тәтқиқат институтиниң лектори давид тобинму тивиттердики сөзидә :“ хизмәтдишимиз раһилә давут уйғуршунас болғанлиқи үчүн сотланди. У бейҗиңдин толиму узақ бир йәрдә бихәтәрлик үчүн тәһдит, дәп қаралди” дәп язған вә барлиқ зиялийларни раһилә давут үчүн йәниму көп аваз чиқиришқа дәвәт қилған.

Нөвәттә тәйвәндики мәркизи тәтқиқат мәркизидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан, уйғурларға тонушлуқ тәтқиқатчи җошуа фримәнму тивиттердики инкасида раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқидин қаттиқ азабланғанлиқини ипадә қилған. У бу һәқтики учурида дости вә кәсипдиши раһилә давутниң илмий хизмәтлиригә вә инсаний пәзиләтлиригә юқири баһа бериш билән биргә: “ хитай һөкүмити раһиләниң ‛бөлгүнчилик‚ җинайити барлиқини ейтипту. Һәқиқәт шуки, униң бирдинбир җинайити уйғур болуп туғулуш иди” дәп әскәрткән.

Раһилә давутниң өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқи һәққидики бу әң йеңи учурдин кейин дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқ органлар баянат елан қилип, хәлқара җәмийәттин хитайниң бу җинайәтлириниң ақивәтсиз қалмаслиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.