Шан робертс: “раһилә давутниң делоси хитайниң мәқситиниң уйғурларни йоқитиш икәнликини испатлиди”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.09.27
Алимҗан инайәт: “раһилә давутниң тутқун қилиниши уйғур мәдәнийитигә қилинған суйиқәсттур” Мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи профессор раһилә давут мазар тәтқиқати қиливатқан мәзгиллиридә.
Lisa Ross

Америкадики “диалог фонди” 21-сентәбир күни тутқундики уйғур фолклоршунас, шинҗаң университетиниң пирофессори раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини дәлиллигәнлики һәққидә хәвәр елан қилди. Пирофессор раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи муһаҗирәттики уйғурларни вә уйғуршунас тәтқиқатчиларни қаттиқ қайғуға чөмдүрди вә ғәзәпләндүрди.

 “диялог фонди” директори җон кәм (John Kamm) “диялог фонди” ниң бу һәқтики хәвиридә, хитай һөкүмитиниң уйғур фолклоршунас раһилә давутни өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини “рәһимсиз паҗиә, уйғур хәлқи үчүн вә илим әркинликини қәдирләйдиған барлиқ кишиләр үчүн зор йоқитиштур” дегән.

Пирофессор раһилә давутниң қизи әқидә полатниң гуваһлиқиға асасланғанда раһилә давут 2017-йили 12‏-айда из-дерәксиз йоқап кәткән. 2018-Йили 9-айда радийомиз шинҗаң университети универсал түзәш қоманданлиқ мәркизидин әһвал игиләш давамида пирофессор раһилә давут, шинҗаң университети филологийә институтиниң сабиқ мудири, пирофессор арслан абдулла вә шинҗаң университети филологийә институтиниң пирофессори, доктор йетәкчиси абдукерим рахман (2020-йили өйдә нәзәрбәнд астида вапат болған) қатарлиқ даңлиқ пирофессорларниң тутқун қилинғанлиқини дәлиллигәниди.

Униңдин башқа һазирға қәдәр радийомиз тәрипидин тутулғанлиқи яки лагерларға, түрмиләргә қамалғанлиқи дәлилләнгән уйғур зиялийлиридин халмурат ғопур, ташполат тейип, дилмурат ғопур, абдубәсир шүкүри, ғәйрәтҗан осман, абдуқадир җалалидин қатарлиқ университет пирофессорлири; абдурахман әбәй, ялқун рози, ясинҗан садиқ чоғлан, қурбан мамут, абликим һәсән, мухтәр буғра, күрәш таһир қатарлиқ әдиб вә нәшриятчилар бар болуп, ениқсиз мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған уйғур зиялийларниң сани 300 дин ашидикән.

Америка җорҗ вашингтон университетиниң пирофессори, “уйғурларға қарши уруш” намлиқ китабниң аптори шан робертс (Sean Roberts) әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У хитай һөкүмитиниң уйғур кимликини йоқитиш үчүн алди билән милләтниң сәркилирини тутқун қилғанлиқини, бу сияситини 2014-йили мәркизи милләтләр университети пирофессори илһам тохтини тутуштин башлиғанлиқини әскәртти. У сөзини мундақ давам қилди: “бизниң уйғур районида көрүватқинимиз <сәркиләрни йоқитиш> дейилиду. Бу хил әһвал адәттә ирқи қирғинчилиқниң башлиниши, дәп қарилиду. Бир һөкүмәтниң бир милләткә қаратқан бу хил сиясити ашу милләтниң кимликини тутуп турушқа тәсир қилидиған барлиқ сиясий, иқтисади вә башқа һәр кәсиптики зиялийлирини йоқитишни мәқсәт қилиду. Билгинимиздәк тутқун қилинған зиялийлар асасән дөләтниң мәктәплиридә, дөләтниң қанун-түзүмигә бойсунған асаста ишләватқанлар. Улар пәқәт өз миллитиниң тарихини, тилини, мәдәнийитини, әдәбиятини оқуғучилириға йәткүзгән вә тәтқиқ қилған. Башта мушу саһәдики уйғур зиялийлар бирдин бирдин из-дерәксиз ғайиб болушқа башлиди. Биз уларни лагерға-түрмиләргә солиди, дәп пәрәз қилишқанидуқ. Хитай һөкүмити уларни уйғур җәмийитидин айрип лагер-түрмиләргә солапла болди қилмастин, уларни наһайити узун муддәтлик түрмигә мәһкум қилған. Пирофессор раһилә давут униң бир мисали, у өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинипту. ”

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң 22-сентәбир өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида раһилә давутниң делоси тоғрисида тохтилип, өзиниң у һәқтә беридиған һечқандақ учуриниң йоқлиғини, хитайниң “делоларни қанун бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини” ейтқан.

Мухбиримизниң 2019-йили хотәнгә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида хотән педагогика алий техникоминиң 50 кә йеқин оқутқучи вә мәмурий хадимлириниң тутқунда икәнлики, буларниң ичидә йеши 70 тин ашқан пенсийонерларниңму барлиқи ашкариланғаниди. Әмма уларниң немә җинайәт билән тутулғанлиқи намәлум.

Фирансийәдики музика тәтқиқатчиси муқәддәс миҗит ханим уйғур зиялийлириниң тутқун қилиниши һәққидә радийомизға сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур зиялийлириға қилған һуҗумниң пәқәт уйғур мәдәнийитигила қилған һуҗум болмастин, бәлки пүтүн милләткә қилған һуҗум икәнликини тәкитлиди.

Шан робертс әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “уларниң-хитайниң мәқсити уйғур кимликиниң, мәдәнийитиниң давамлишишини тохтитиш, әлвәттә буни хитай һөкүмити очуқ-ашкара демәйду. Хитай һөкүмити уйғур кимлики, мәдәнийитиниң муһимлиқини билидиған зиялийларни йеғивалғандин кейин, уйғур җәмийитигә уйғур кимликини әскәртип туридиған кишиләр қалмайду. Шуңа хитай һөкүмити мәқсәтлик, ғәрәзлик һалда уйғур зиялийлирини уйғур хәлқидин айривәткән. Улар бу арқилиқ уйғурларни пүтүнләй йоқитишқа урунмақта. Улар ениқла уйғурларға қарита мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду. Раһилә давутни мисал қилсақ, униң тәтқиқатлири уйғурларниң өз земиниға болған бағлинишини гәвдиләндүргән. У тәтқиқ қилған қәдимки ибадәтханилар, муқәддәс билидиған мәқбәрәләр уйғурларни кимлики, тарихи вә мәниви җәһәттин земинға бағлиған. ”

Узун йиллардин буян уйғур сәнити, болупму уйғурларниң музика мәдәнийити тәтқиқати билән шуғуллинип келиватқан лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти (SOAS) ниң оқутқучиси райчил харрис ханим радийомизға сөз қилип, раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқиға наһайити қайғурғанлиқини билдүрди. У йәнә мундақ деди: “тарихқа қарайдиған болсақ, бир милләтниң зиялий қатлимидикиләрни бастуруш арқилиқ, ашу милләтниң кимликини йоқитишқа урунуш, һәқиқәтән ашу милләтниң кимликидә киризис пәйда қилиду. Шуңа бизниң бу хил сиясәткә қарши қилалайдиғинимиз, муһаҗирәттики уйғурлар вә башқа уйғурларға ярдәм қилишни халайдиғанлар ашу тутулуп кәткән зиялийлар язған китабларни муһаҗирәттә сақлап қилиш, уларни оқуш, униңдики мәзмунларни тарқитиш, уйғур тарихини өгиниш вә өгитиштур. ”

Мәлум болушичә хитай һөкүмити йеқиндин буян өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлириниң америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтләр һөкүмәтлири вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлинишиға қарши, уйғур районида аталмиш қайта тәрбийәләш лагерлириниң тақалғанлиқини, уйғурларниң хушал-хатирҗәм яшаватқанлиқини күчәп тәшвиқ қилған.

Әмма фирансийә агентлиқи мухбирлири икки һәптә бурун елан қилған, йәкәндә елип барған зиярити һәққидики доклатида дейилишичә, улар йәкәндики җәмий 26 тутуп туруш орниға барған вә уларниң аз дегәндә 10 ниниң һелиһәм очуқлуқини көргән. Дәрвазидики сақчилар уларға “бу дегән түрмә, бу чәкләнгән район” дегән. Мухбирлар бу арқилиқ хәлқараға уйғур районидики кәң көләмлик тутқунниң давам қиливатқанлиқини ашкарилап бәргән.

Муқәддәс миҗит ханим ахирда мундақ деди: “пүтүн дуняниң мушундақ бир паҗиәгә қарапла туруши, тохтиталмиғанлиқи бәк ечинишлиқ. ”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.