Мәһкум заһирә һиҗаблинишни кечикип тохтатқанлиқи, гүлбостан “җинайити” ни иқрар қилмиғанлиқи үчүн 15 вә 17 йиллиқтин кесиветилгән

Корладики бир аилидин бәш аялға еғир җаза кәскән сот һөкүмидә шу йили 38 яшлиқ заһирә мәмәткә 15 йиллиқ, 30 яшлиқ гүлбостан ибраһимға 17 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики қәйт қилинған. Һөкүмнамидә заһирәниң әң еғир җинайи пакити сүпитидә униң 2010- вә 2015-йиллири арисида “һиҗабланғанлиқи вә һиҗабини вақтида еливәтмигәнлики” тилға елинған болса, гүлбостан ибраһимниң “өйидә тәблиғ өткүзгәнликини иқрар қилмиғанлиқи” тилға елинған. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида заһирә мәмәтниң санҗи аяллар түрмисидики 5-әтрәттә җаза муддитини өтәватқанлиқи дәлилләнди.
Корла шәһәрлик хәлқ сот мәһкимисиниң 2019-йили 4-айниң 2-күни чиқарған мәзкур һөкүмнамисидә, 1981-йили туғулған заһирә мәмәткә 15 йиллиқ, 1988-йили туғулған гүлбостан йәни бостан ибраһимға 17 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики қәйт қилинған. Һөкүмнамидә бостан ибраһимниң өз исмини гүлбостанға өзгәрткәнлики әскәртилгән. Һөкүмнамидә йәнә заһирә мәмәтниң 2010- вә 2015-йиллири арисида һиҗабланғанлиқи, бу мәзгилдә тәвәликидики хадимлар һиҗапланмаслиқ һәққидә көп қетим тәнқид-тәрбийә бәргән болсиму, қобул қилмиғанлиқи униң әң еғир қилмиши сүпитидә көп қетим тәкитләнгән. Бу баянлардин у тутқун қилинған 2018-йили униң һиҗаблиништин ваз кәчкинигә үч йил болғанлиқи, җазаниң алиқачан түзитилип болған бир “хаталиқ” үчүн берилгәнлики мәлум. Һөкүмнамидә гүлбостанниң “өйидә тәблиғ өткүзгәнликини иқрар қилмиғанлиқи”, бу әһвални башқиларниң паш қилғанлиқини униң әң еғир гунаһий сүпитидә тәкитләнгән.
Биз бу икки мәһкумниң нәдә җаза муддитини өтәватқанлиқи вә нөвәттики әһвалини ениқлаш үчүн корладики сот вә тәптиш мәһкимилиригә телефон қилдуқ. Хадимлардин бәзилири әһвалдин хәвәрсизликини билдүрсә, бәзлири хәвири бар болсиму, лекин җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Һөкүмнамидә заһирәниң 2013-йили “тәблиғ аңлиған” вә “тәблиғқә сорун һазирлап бәргәнлики”, 2015-йили “пиландин артуқ бир пәрзәнт көгәнлики” му, униң аталмиш “җинайи қилмиш” лири сүпитидә тилға елинған. Униң һамилидар мәзгилдә һамиләни чүшүрүвәтмәслики “хурапатлиққа тайинип дөләт қануниға тосқунлуқ қилиш” дәп әйибләнгән. Һөкүмнамидә гүлбостанниң “тәблиғ аңлиғанлиқи” вә “тәблиғқә сорун һазирлап бәргәнлики” дин башқа қилмиши тилға елинмиған, әмма униң өйидә тәблиғ өткүзгәнликини башқилар паш қилғанлиқи, өзиниң “иқрар қилмиғанлиқи” әң еғир гунаһи сүпитидә тәкитләнгән.
Корладики бәш мәһкум аял һәққидики бир йүрүш хәвәрлримиз берилгәндин кейин, түркийәдики муһаҗирлардин бири, бу хәвәрләргә инкас йезип, өзиниң бу аилә билән илгири қошна икәнликини баян қилди. Телефонимизни қобул қилған йүсүп фирдәвси исимлик бу инкасчи, мәзкур аилиниң нормал бир уйғур аилиси икәнлики, аилидики һечбир әзаниң җәмийәткә зиянлиқ һечқандақ қилмиши йоқлуқини баян қилди.
Санҗи аяллар түрмисидики бир мәсул хадим, заһирә мәмәт вә гүлбостан һәққидики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Алдинқи күни телефонимизни қобул қилған бир хадим, биз тәминлигән кимлик номуриға асасән, бу түрмидә заһирә мәмәт дәп бир мәһбусниң барлиқини ашкарилиған иди. У йәнә заһирә мәмәтниң бу 41 яшларда икәнлики вә җаза муддитиниң 15 йиллиқ икәнликиниму дәлиллигән иди. Мәзкур хадим бостан ибраһим һәққидә архипни тәкшүрүватқан вақтида, йәнә бир хадим телефонни қолға елип, бу һәқтики учурларни ашкарилашқа болмайдиғанлиқи, буниң бир “дөләт мәхпийәтлики” икәнликини тәкитлиди. Башқа хадимларму бу һәқтики соаллиримизни юқириқиға охшаш шәкилдә рәт қилди.
Корлада 2017-йили қуран вә җайнамазларни йиғивелиш долқуни қозғалған, шу чағда корланиң қараюлғуз йезисидин телефонимизни қобул қилған бир хадим, диний ибадәт җәһәттин илгири йол қоюлған бәзи ишларниң “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзгәнлики”, шуңа у паалийәтләрниң әмдиликтә чәклиниватқан вә җазалиниватқанлиқини илгири сүргән иди. У сиясәттики бу турақсизлиқ сәвәбидин, аһалиләрниң диний етиқадлириға алақидар немини қилиш вә немини қилмаслиқниму аңқиралмайватқанлиқини ашкарилиған иди.