Лагер шаһити сайрагүлниң кәчмишлири баян қилинған китаб ингилизчиға тәрҗимә қилинди

Мухбиримиз меһрибан
2021.01.22
Лагер шаһити сайрагүлниң кәчмишлири баян қилинған китаб ингилизчиға тәрҗимә қилинди Лагер шаһити сайрагүл савутбай ханим “таҗдар шаһит” намлиқ китабини тонуштуруш җәрянида сөз қилмақта. 2020-Йили 23-июн, берлин, германийә.
AP

Шиветсийәдә яшаватқан лагир шаһити сайрагүл ханимниң хитайниң ғулҗадики җаза лагери һәққидә өзи көргән әһваллар баян қилинған китабниң енгилизчә тәрҗимисиниң 2021-йили 13-январ күни нәшргә тапшурулғанлиқ хәвири тарқалди. Бу мунасивәт билән радийомиз уйғур бөлүми 21-январ күни сайрагүл ханим билән мәхсус сөһбәт өткүзди.

Сайрагүл ханимниң билдүрүшичә, мәзкур китап 2020-йили 6-айниң 22-күни дәсләп берлинда явропа верлаг нәшрияти тәрипидин герман тилида нәшр қилинған икән. Униң бешидин өткән кәчмишлирини ағзакий баян қилиши асасида германийәлик язғучи аликсандра кавилеус ханим мәзкур китанниң германчә нусхисини қәләмгә алған икән. Мәзкур китабниң енгилизчә тәрҗимә нусхиси әнгилийә вә австралийәдики скрибе верлаг (Scribe Verlag) нәшриятиниң орунлаштуруши билән каролин вайт (Caroline Waight) тәрипидин тәрҗимә қилинған икән. Мәлум болушичә, бу китабниң ингилизчә нусхиси 2021-йили 5-айниң 13-күни нәшрдин чиқип тарқитилидикән.

Мәзкур китаб һәққидә тохталған сайрагүл ханим, униңда өзиниң ғулҗадики аталмиш “техника тәрбийәләш мәктипи” дә оқутқучи болуп ишлигән мәзгилидә өз көзи билән көргән һәқиқий әһвалларни әйнән баян қилинғанлиқини билдүрди.

У өзигә охшаш лагер шаһитлири тәминлигән пакитлиқ дәлилләр таратқуларда көпләп ашкариланғандила, андин шәрқий түркистанда йүз бериватқан инсанийәткә қарши җинайәт, йәни ерқий қирғинчилиқниң һәқиқий әһвалидин дуняни хәвәрдар қилғили вә хитай һөкүмитигә қарши тәдбир қолланғили болидиғанлиқини тәкитлиди.

Сайрагүл ханим йәнә 19-январ күни американиң алдинқи нөвәтлик ташқий ишлар минстери майк помпийо хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзгән зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилғинида, өзиниң бир лагер шаһити болуш сүпити билән қаттиқ һаяҗанланғанлиқини, шундақла кәлгүсигә нисбәтән үмид пәйда болғанлиқини билдүрди.

2017-Йили хитайниң ғулҗадики лагерида оқутқучилиқ қилған сайрагүл савутбай, 2018-йили 4-ай мәзгилидә қазақстан билән хитай арисида қурулған қорғас базири арқилиқ қазақстанға қечип чиққан. Сайрагүл қазақстандики мәзгилдә көплигән таратқуларниң зияритини қобул қилип, хитайниң ғулҗадики аталмиш “қайта тәрбийиләш курси” дәп ативалған лагерда өзи көргән әһвалларни дуняға ашкарилиған вә хәлқарада зор тәсир қозғиған. Қазақстандики мәзгилидә хитай һөкүмитиниң һәр хил тәһдитлиригә дуч кәлгән сайрагүл савутбай хәлқара тәшкилатларниң ярдими арқилиқ 2019-йили 6-айда сиясий панаһлиқи қобул қилинип, аилиси билән бирликтә шиветсийәгә келип йәрләшкән. Сайрагүл савутбай шундин буян явропа вә америкадики хәлқара тәшкилатлар һәмдә америка һөкүмитиниң тәклипи билән америкаға келип, лагерда көргән-билгәнлири һәққидә гуваһлиқ бәргән. Сайрагүл ханим хитай һөкүмитиниң һәр хил бесим-тәһдитлиригә қаримай хитай һөкүмитиниң ғулҗадики җаза лагерида йүз бәргән әһвалларни дуняға ашкарилиғанлиқи үчүн, америка һөкүмити 2020-йили3-айниң 4-күни униңға “җасарәтлик аял” мукапати бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.