Нурниса қурбан: “уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни хилму хил шәкилдә аңлитишниң үнүми юқири болидикән”

Мухбиримиз җәвлан
2022.04.28
Нурниса қурбан: “уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни хилму хил шәкилдә аңлитишниң үнүми юқири болидикән” Җәнуби калифорнийә университетида өткүзүлгән 2022-йиллиқ лос-анжелис китаб көргәзмисигә лос-анжелис уйғур җәмийити “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитайли” темисида қойған китаблар. 2022-Йили апрел.
Nurnisa Kurban teminligen

Америкадики әң чоң китаб көргәзмилиридин бири болған лос-анжелис китаб көргәзмисиниң 2022-йиллиқ паалийити йеқинда җәнуби калифорнийә университетида өткүзүлгән. Лос-анжелис уйғур җәмийити бу көргәзмигә қатнишип, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитайли” дегән темида китаб вә рәсим көргәзмиси өткүзгән; бу көргәзмидә улар хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә қарши күрәш қиливатқан уйғурларниң һекайисини аңлатқан, шундақла уйғурларниң йеқин тарихтики паҗиәлик қисмәтлиригә беғишланған қиммәтлик әсәрләрни тонуштуруп, америка җәмийитини уйғурлар һәққидә техиму көп мәлумат елишқа вә уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған.

Җәнуби калифорнийә университетида өткүзүлгән 2022-йиллиқ лос-анжелис китаб көргәзмисигә лос-анжелис уйғур җәмийити “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитайли” темисида қойған китаблар. 2022-Йили апрел.

Игилишимизчә, лос анжелис китаб көргәзмиси 1996-йилдин башлап һәр йили 4-айниң ахирқи һәптисидә өткүзүлүп келиватқан болуп, калифорнийә вә американиң башқа шитатлиридин болуп, тәхминән 150 миң киши бу көргәзмигә келидикән. Көргәзмидә китабларни көргәзмә қилиш вә тонуштуруш, китаб апторлири яки нәшрият мәсуллири билән көрүшүп параңлишиш, гуруппилар бойичә муһакимә сөһбәтлири өткүзүш, даңлиқ әсәрләрни язғучиларниң өзиниң авазидин аңлаш, музика орундаш вә башқа сәнәт паалийәтлирини көрситиш асас қилинидикән.

Биз бу қетимлиқ лос-анжелис китаб көргәзмисигә қатнашқан лос анжелис уйғур җәмийитиниң паалийәтлири һәққидә учур игиләш үчүн, мәзкур җәмийәтниң қурғучилиридин бири болған маарипчи вә паалийәтчи нурниса қурбан ханимни вә сеателдин бу көргәзмигә келип уларға мәдәт бәргән уйғуршунас бел кларк әпәндини зиярәт қилдуқ. Төвәнки сөһбәт улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.