Рәйһан әсәт: “улар мени қорқуталмайду, чүнки иним үчүн барлиқимни атап қойдум!”
2020.11.17
13-Ноябир америкадики бирандис университетида “мәдәнийәт қирғинчилиқи: шинҗаңдики уйғурларға бир нәзәр” дегән темида тор илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән болуп, игилишимизчә бу йиғин кимлики намәлум кишиләрниң бузғунчилиқиға учриған.
Мәзкур тор илми муһакимә йиғиниға қатнашқан рәйһан әсәт 14-ноябир өзиниң тивиттер бетигә мундақ дәп язған: “төнүгүн мән бирандис университети зум арқилиқ уюштурған илми муһакимә йиғиниға қатнашқан идим. Доклат бериш җәрянида хитай оқуғучилар мениң икранимға қалаймиқан хәтләрни йезип, доклат беришимгә тосалғулуқ қилди. Мән ахириғичә наһайити тәстә давам қилдим. Мән улардин мәдәнийрәк болушини, пикир әркинликигә һөрмәт қилишни тәләп қилдим.”
Рәйһан ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “йиғин җәрянида компиютерим башқилар тәрипидин контрол қилинивалғанда мән бираз җиддийләштим, биарам болдум. Шу чағда хитай сақчилири билән йүзму-йүз турған иним ядимға келип, мән өзүмниң өйүмдә олтуруп бундақ қорқуп кәтсәм, инимниң у йәрдики азабини техиму тәсәввур қилғили болмайду, дәп ойлидим.”
Бу тор илими муһакимә йиғиниға рәйһан ханимдин башқа америка җорҗи вашингтон университетиниң тәтқиқатчиси, уйғуршунас шан робертс, америка җорҗи тавн университетиниң тарих тәтқиқатчиси, уйғуршунас җәймис милвард, индиана университетиниң дотсенти, тонулған уйғуршунас гарднер бовиңдон қатарлиқларму қатнашқан болуп, улар уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә доклат бәргән. Улар доклат бәргән вақитта хитай оқуғучилар қалаймиқан аваз чиқарған болсиму, әмма икранни қалаймиқан қилмиған.
Җәймис милвард әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, йиғин җәрянида йүз бәргән қалаймиқанчилиқни аңлатти. Униң дийишичә, йиғин башланғанда арқа тәрәптин қалаймиқан авазлар келишкә башлиған. Һәтта гарднер бовиңдон әпәнди доклат беришкә башлиғанда туюқсиз хитай “дөләт марши” қоюлған, кейин тәшкиллигүчиләр тәрипидин бир тәрәп қилинған. Ахирида суал вә җавап қисимиға кәлгәндә “башқурғучи” (administrator) исимидики бир қатнашқучи “соалим бар” дәп чиқип, хитайниң сиясәтлири һәққидә узун “лексийә” сөзләшкә башлиған. Йәни йиғин баштин-ахири паракәндичиликкә учриған.
Җәймис әпәнди йәнә мундақ деди: “кишни әң биарам қилидиғини улар ақ тәнлик, әр кишиләргә паракәндичилик қилмай, инисиниң из-дерикини қиливатқан яш уйғур қизни таллап һуҗум қилди. Бу бәк начарлиқ. Мән биринчи болуп сөз қилдим, маңа һечқандақ бузғунчилиқ қилмиған. Рәйһан ханим нәччә йилдин бири инисидин хәвәр алалмай наһайити иғир күнләрни өткүзүватқан бирси. Уларниң мушундақ әһвалдики рәйһан ханимға паракәндичилик қилиши бәк рәһимсизлик.”
Рәйһан ханим ашу йиғиндин кейин нурғун ойланғанлиқини, наһайити биарам болғанлиқини ейтип мундақ деди: “ашу күни улар зум арқилиқ инимниң компютер екранидики рәсимини өчүриветишкә урунушти. Бу дәл хитайдики, болупму шинҗаңдики әмәлдарларниң милйонлиған бигунаһ кишиләрниң һаятини өчүрветишкә урунуватқанлиқи билән охшаш.”
Компютер мутәхәссиси стевен адаир зумдики бу хил әһвалниң йүз беришини тхникилиқ тәрәптин чүшәндүрүп, мундақ деди: “йүз бәргән бу әһвал зумға соқунуп кирип яки компютерға оғрилиқчә керип бузғунчилиқ қилған һадисә әмәс. Зумда ечилған бу йиғинға тизимлитип киргән бирси зумниң техиникилқ алаһидиликлиридин пайдиланған. Екранни контрол қилип, зумда хәт йизиш, рәсим сизиш қатарлиқ мәшғулатлар арқилиқ доклат бәргән кишиниң екранни қалаймиқан қилалиған. Әгәр йиғинни башқуруватқан киши йиғин қатнашқучиларниң мәшғулат елип беришини чәкливәтмисә, йиғин қатнашқучилири юқирида тилға елип өткән мәшғулатларни қилайду.”
Бу тор илими муһакимә йиғини өткүзүлидиғанлиқи һәққидә елан тарқитилғанда бирандис университетидики “хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар бирләшмиси” мәктәп даирилиригә әрз қилип, бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилған икән.
“хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар бирләшмиси” ниң брандис университетидики хитай оқуғучиларға тарқатқан бир парчә хети иҗтимаий таратқуларда ашкариланған болуп, хәттә мундақ дейилгән: “брандис университетидики җуңголуқ оқуғучилар, яхшимусиләр! биз бирандис университети ‛хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар бирләшмиси‚. Мәктәпниң йеқинда ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи: шинҗаңдики уйғурларниң әһвалиға бир нәзәр‚ дегән тимида йиғин уюштурғанлиқини байқидуқ. Бу йиғин ‛езилгән аз санлиқ милләтләрниң авази болуш‚ ни мәқсәт қилидикән. Бу йиғинда шинҗаңда йүз бәргән йеқинқи вәқәләргә биваситә вә ағзакий наразилиқ билдүридикән һәмдә сиясий адаләт тәләп қилидикән. Мәзкур йиғинда уйғурлар үчүн сөз қилип, дуняни уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи дуч кәлгән хирислардин хәвәрдар қилидикән. Биз җуңголуқ оқуғучилар болуш сүпитимиз билән мәктәптики көп хил мәдәнийәтни һөрмәтләймиз. . . Әмма биз җуңгоға қарши бир тәрәплимә қараш вә тәнқидләргә дуч кәлгәндә биарамлиқ һес қилимиз. . . Биз көпчиликни орнидин дәс туруп, мәктәп даирилирини бундақ мәдәнийәт җәһәттики бир тәрәплимә қараш вә кәмситиш қилмишлириға қарши турушқа чақиримиз. Биз мәктәп даирилиридин биринчидин, ялған учур тарқатмаслиқни; иккинчидин, җуңголуқ оқуғучиларниң вәтинини һөрмәтләшни; үчинчидин, җуңгулуқ оқуғучиларни мәктәптә бихәтәр һес қилдурушни; төтинчидин, мәдәнийәтниң көп хиллиқини қоллашни тәләп қилимиз.”
Җәймис милвард әпәнди “хитай оқуғучилар вә тәтқиқатчилар бирләшмиси” ниң бу йиғинниң өткүзүлүшини тосуш үчүн қилған урунушлириниң әксичә тәсир берип, йиғинға техиму көп кишиниң қатнишишиға сәвәп болғанлиқини ейтти. У йәнә мундақ деди: “хитай оқуғучилар язған хетидә сөз оюни ойнап, өзини зиянланғучи қилип көрситиш арқилиқ пирофисорларниң сөзини ялғанға чиқармақчи болған. Кишини үмдсиләндүридиғини улар америкада ‛асиялиқ‚ дәп ирқий кәмситишләргә учраватқанлиқини дәва қилип туруп, өзлири бу йиғинда уйғурларға дәл шу муамилини қилди.”
Рәйһан сөһбитимизниң ахирида шундақ мәрданилиқ билән: “улар мени қорқутуш үчүн мушундақ қилди. Лекин мән иним үчүн барлиқимни атап қойдум. Мәндикиси бир ачиниң инисиға болған әң сап қериндашлиқ муһәббитидур.”