Әркин асия радийосиниң мәшғулати федератсийә мәблиғиниң кесилиши билән тохтиши мумкин
Әркин асия радийоси тапшурувалған мәбләғ тохтитиш тоғрисидики уқтурушта, әркин асия радийоси вә башқа һәмраһ ахбарат торлирини мәбләғ билән тәминләйдиған федератсийә мәбләғлири, шәнбә күни (15-март) әтигәндин башлап тохтитилған.
Америка пирезиденти доналд трамп җүмә күни (14-март) кәчтә чиқарған иҗраийә буйруқида америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) тәркибидики “мәвҗут болуши қанун тәрипидин бекитилмигән органлар” ни қисқартиш тәләп қилинған. Америка дуняви таратқулар агентлиқи болса әркин асия радийоси вә башқа бир қанчә мустәқил хәлқаралиқ ахбарат органлирини мәбләғ билән тәминләйдиған федератсийә агентлиқи һесаблиниду.
Адәттә америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң мәблиғи америка дөләт мәҗлиси тәрипидин тәстиқлиниду; USAGM бу мәбләғни өз тәркибидики һәр қайси ахбарат органлириға тәқсим қилиду.
Пирезидент доналд трампниң бу иҗраийә буйруқида, америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM), музейлар, өйсизләр мәсилисини һәл қилиш орни, аз санлиқ милләтләр ишлирини тәрәққий қилдуруш орни вә башқа түрләр үстидә ишләйдиған һөкүмәткә биваситә бағланмайдиған алтә органни “қанунға әң уйғун һаләттә” қисқартишни буйруған. Мәзкур буйруқта америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң тәркибидики “мәвҗут болуши қанун тәрипидин бекитилмигән” ахбарат органлири нәзәрдә тутулған, әмма әркин асия радийосиниң “мәвҗут болуши қанун тәрипидин бекитилгән” болуп, “хәлқара радийо-телевизийә қануни” бойичә америка дөләт мәҗлиси тәрипидин қурулған.
Һалбуки, 15-март күни америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң алий мәслиһәтчиси кари лейке (Kari Lake) ниң имзаси билән әркин асия радийоси пирезидентиға әвәтилгән мәхсус хәттә, әркин асия радийосиға тәминлиниватқан федератсийә мәблиғиниң тохтитилғанлиқи ейтилған. Шуниң билән бир вақитта, барлиқ ишлитилмигән пулларни тездин қайтуруш мәҗбурийитиниң барлиқи әскәртилгән. Бу хәттә йәнә кәлгүси 30 күн ичидә бу тоғрилиқ әрз сунса болидиғанлиқи тәкитләнгән.
Әркин асия радийосиниң барлиқ мәшғулатлириниң қандақ шәкилдә вә қачан тохтайдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс. Әркин асия радийоси пәқәтла федератсийә мәблиғигә тайинидиған ахбарат оргинидур.
Әркин асия радийосиниң пирезиденти бәй фаң 15-март күни бәргән баянатида, бу иҗраийә буйруқиға қарита мундақ дегән: “әркин асия радийосиға бериливатқан федератсийә мәблиғиниң тохтитилиши, әмәлийәттә диктаторларға вә мустәбитләргә берилгән мукапаттур. Бу йәнә хитай компартийәсини өз ичигә алған мустәбит күчләрниң өз тәшвиқатлириниң таратқу бошлуқида чәклимисиз тарқилиши вә тәсир көрситишигә пурсәт һазирлап бериду”. У йәнә мундақ дегән: “бүгүнки бу уқтуруш һәқиқәтни билиш үчүн һәр һәптидә әркин асия радийосиниң хәвәрлирини аңлаватқан 60 милйонға йеқин аңлиғучини учур әркинликидин мәһрум қилипла қалмай, бәлки йәнә американиң риқабәтчилиригә пайда йәткүзиду.”
Әркин асия радийоси өз алдиға тәһрират мустәқиллиқи болған, дөләт мәҗлиси мақуллиған қанун бойичә федератсийә мәблиғи арқилиқ тәминлинидиған ахбарат оргинидур. Әркин асия радийоси 1996-йили тунҗи қетим хитай тилида аңлитиш башлиған болуп, кейинки йилларда йәнә кантон (гуаңдоң), уйғур, тибәт, кореян, камбоджа, вейтнам, берма вә лаос қатарлиқ тоққуз тилда аңлитиш беридиған көп тиллиқ радийо болуп кеңәйгән.
Әркин асия радийоси әркин мәтбуатлири аз яки йоқ болған дөләтләргә радийо, телевизийә, иҗтимаий таратқу вә тор арқилиқ тарқитилиду. Көпинчә һалларда сензорсиз вә тәшвиқат характери болмиған мәнбәси ишәнчлик хәвәрләрни аңлитиду. Әркин асия радийоси шималий корейә, тибәт вә шинҗаң қатарлиқ йепиқ дөләтләр яки районлар һәққидә хәвәр бәргәнликтин, бу хәвәрләрниң инглиз тилидики тәрҗимилири ашу дөләт яки районлар һәққидики ахбарат учурлириниң асаслиқ мәнбәси болуп қалмақта.
Америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң күнлүки астида йүз милйонларчә аңлиғучиси болған 60 дин артуқ тилда аңлитиш беридиған радийо истансиси бар. Буларниң ичидә әркин явропа радийоси \ азадлиқ радийоси қатарлиқ таратқуларму бар. Уларниңму мәблиғи 15-марттин башлап охшашла тохтитиветилгән. Америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM тәрипидин биваситә башқурулидиған “америка авази” вә “кубаға аңлитиш” радийоси шәнбә күни (15-март)тин башлап барлиқ хадимлирини маашлиқ шәкилдә вақитлиқ дәм елишқа қоюп бәргән.
“америка авази” ниң баш директори майкил абрамовитз (Michael Abramowitz) өзиниң фейсбук бетигә мундақ язған: “мән бүгүн әтигән ‛америка авази‚ дики барлиқ хадимларниң, йәни 1300 дин артуқ мухбир, пирограмма тәйярлиғучи вә мәмурий хадимниң дәм елишқа қоюп берилгәнликидин хәвәр таптим, уларниң арисида мәнму бар.”
Мухбирларни қоғдаш комитетиниң пирограмма мудири карлос мартинез де ла серна (Carlos Martinez de la Serna) дөләт мәҗлисини “мәтбуат чәкләнгән дөләтләрдә учурларни йошурмай тарқитидиған” америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң мәблиғини дәрһал әслигә кәлтүрүшкә чақирған.
У баянатида мундақ дегән: “ақсарайниң дөләт мәҗлиси мәхсус мәбләғ аҗритип дунядики мустәбит һөкүмәтләрниң ахбарат вә пикир әркинликини боғушиға қарши тиғму-тиғ күрәш қиливатқан мустәқил ахбарат органлирини иштин тохтитиши, толиму қәбиһликтур”.
“хитайни көзитиш” тәшкилатиму ақсарайниң әркин асия радийосиниң федератсийә мәблиғини тохтитиши, вашингтонниң бейҗиң билән болған риқабәт иқтидарини аҗизлаштуруветиши мумкин, дәп агаһландурған:
Калифорнийә иштатиниң демократчилар партийәсидин болған вәкили ами бера (Ami Bera) X та язған инкасида мундақ дегән: “әркин асия радийоси өзиниң тоғра вә очуқ-ашкара хәвәрлири арқилиқ хитайниң тәсирини паш қилишта интайин муһим рол ойниди. Шундақла хитай хәлқ җумһурийитиниң аңлиғучиларға елип барған тинимсиз сиясий тәшвиқатлириниң маһийитини ечип көрсәтти”. У йәнә мундақ дәп язған: “әркин асия радийоси америка билән хитай оттурисидики чоң күчләр риқабитидә, америка қиммәт қарашлирини илгири сүрүштә күчлүк ярдәмчи болди. Уйғур ирқий қирғинчилиқи вә бейҗиңниң чәт әлдики йошурун һәрикәтлирини өз ичигә алған еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ашкарилап көрсәтти”.
Американиң русийәдә турушлуқ сабиқ баш әлчиси майкл мекфавл (Michael McFaul), әркин асия радийоси вә униң қериндаш нәшр органлириниң тохтитилишини “хитайға берилгән чоң совғат” дәп атиған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики мая ваң (Maya Wang) мундақ дәп язған: “әркин асия радийоси шинҗаң вә тибәткә охшаш җайлардин учур алалайдиған интайин аз сандики таратқуларниң бири. Униң иштин тохтитилиши, бу җайларни учур-ахбаратниң қара өңкүригә айландуриду. Бу дәл хитай коммунистик партийәсиниң күткән йеридур”.
Америка дуняви таратқулар агентлиқи (USAGM) ниң алий мәслиһәтчиси кари лейк (Lake) ниң имзаси билән шәнбә (15-март) күни X та елан қилинған баянатта мәзкур агентлиқниң бир қатар бихәтәрлик қаидилиригә хилаплиқ қилиш һәмдә көплигән баш-баштақлиқ қилмишлири түпәйлидин “қутқузғили болмайдиған әһвалға” чүшүп қалғанлиқи ейтилған. Әмма буниң тәпсилати асасән көрситилмигән.
Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “бу агентлиқ юқиридин төвәнгичә чирип кәткән, шундақла америка баҗ төлигүчилиригә еғир йүк болуп қалған органдур. Бу әмәлийәттә дөләт хәвпсизликигә қарита бир хәвп. Әлвәттә, USAGM ниң иҗабий тәрәплириму бар, йәни бу агентлиқта талантлиқ вә пидакар хизмәтчиләр бар, әмма мәвҗут мәсилигә нисбәтән улар буниң сиртида”.