Инглизчә шеирлар топлими—“мәңгүлүк риштә—бир аилиниң шеирдики симаси” оқурмәнләр билән йүз көрүшти

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2025.01.31
mengguluk-rishte-1 “мәңгүлүк риштә - бир аилиниң шеирдики сиймаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлиминиң аптори доктор гүлназ абдуқадир ханим өзиниң иҗадийәтлири һәққидә җамаәтниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2025-Йили январ.
Photo: RFA

24-январ күни американиң вирҗинийә иштатидики доктор гүлназ абдуқадир ханимниң “мәңгүлүк риштә— бир аилиниң шеирдики симаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлими вирҗинийәниң фәйирфакис шәһиридики уйғур мәркизидә уйғур җамаитигә тонуштурулуп зор қизиқиш қозғиди.

 Гүлназ абдуқадир ханимниң шеирлар топлимини имзалиқ тарқитиш мурасимида, униң шеирлирида ипадиләнгән аилә-муһәббәт, ана юрт сөйгүси вә һаят һәққидики қарашлири йезиқчилиқ саһәсидә тонулған бир қисим уйғур зиялийлириниң юқири баһасиға еришти. Топламдики бирқанчә парчә шеир йәнә униң мәстанилири тәрипидин инглизчә вә уйғурчә декламатсийә қилинип уйғур җамаитиниң алқишиға еришти.

 Мәзкур шеирлар топлимиға 110 парчә шеир киргүзүлгән болуп, радийомиз зияритини қобул қилған доктор гүлназ абдуқадир ханимниң билдүрүшичә, у 40 нәччә йилдин буян язған 300 дин артуқ шеирини пенсийәгә чиққандин кейин, қайтидин рәтләп чиқип, буни тунҗи шеирлар топлими сүпитидә инглиз тилида нәшр қилдурған.

“мәңгүлүк риштә - бир аилиниң шеирдики сиймаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлиминиң муқависи. 2025-Йили январ.
“мәңгүлүк риштә - бир аилиниң шеирдики сиймаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлиминиң муқависи. 2025-Йили январ.

 Гүлназ абдуқадир ханимниң билдүрүшичә, униң шеир иҗадийити әмәлийәттә балилиқ мәзгилидила башланған болуп, ғулҗида башланғуч мәктәп вә оттура мәктәптә оқуватқан мәзгилидә униң бир қисим шеирлири әйни чағдики өсмүрләр гезитидә елан қилинған. У, 1985-йили америкаға келип, иқтисад кәспидә магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуватқан мәзгилидә болса, шеирға болған қизиқиши сәвәблик қошумчә шеир йезиш услублири һәққидә талланма дәрс алған. Бу униң америкада яшиған бу йиллардики һаят кәчмишлири вә һес туйғулирини инглиз тилида шеир арқилиқ хатириләп чиқишиға кәспий җәһәттин асас болған. У йәнә вирҗинийә иштатидики бирқанчә шеир иҗадийәт кулублириниң әзаси икән.

У, алдинқи йилларда сингапорда өткүзүлгән, 300дин артуқ шаирниң торда шеир иҗад қилиш мусабиқисигә “хәлқаралиқ аяллар байримидики уйғур аяллири” намлиқ шеири билән қатнашқан икән.

Гүлназ абдуқадир ханим йәнә топламға киргүзүлгән шеирлириниң мәзмун җәһәттики түрлири һәққидә тохтилип, шеирлирида вәтәндин айрилип муһаҗирәттә яшаватқан вә вәтинигә баралмайватқан уйғурлар вә башқа түркий хәлқләргә ортақ болған ана юрт сөйгүси, сеғиниш һеслири һәм муһаҗирәттики мусапирлиқ һаяти тема қилинғанлиқини билдүрди.

Һаят хатирисидики фото сүрәтләр кириштүрүлгән бу шеирлар топлимида гүлназ абдуқадирниң аилә-муһәббәт, һиҗран вә сеғиниш туйғулири, ана юрт вә қериндашлиқ меһри һәққидики әслимиләр, ят әлләрдики һаят қайнимида үзлүксиз тиришиш арқилиқ мувәппәқийәт қазанған бир аниниң қәлби вә һаятлиқ һәққидики пәлсәпиви қарашлири изһар қилинған болуп, буларни мәзмун җәһәттин 6 чоң түргә бөлүшкә болидикән.

“мәңгүлүк риштә - бир аилиниң шеирдики сиймаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлиминиң аптори доктор гүлназ абдуқадир ханимниң йолдиши шөһрәт сәйдиәхмәт гүл тәқдим қилди. 2025-Йили январ.
“мәңгүлүк риштә - бир аилиниң шеирдики сиймаси” намлиқ инглизчә шеирлар топлиминиң аптори доктор гүлназ абдуқадир ханимниң йолдиши шөһрәт сәйдиәхмәт гүл тәқдим қилди. 2025-Йили январ.

Гүлназ ханим йәнә немә үчүн өзиниң тунҗи шеирлар топлиминиң инглиз тилида нәшр қилинғанлиқиниң сәвәби һәққидә тохтилип, буниң америкада өсүп чоң болған кейинки әвладларниң ата-анисиниң ана юрти вә мәдәнийитигә болған бағлинишини күчәйтиш вә ғәрб дунясиниң уйғурларни тонушиға пурсәт яритиш икәнликини билдүрди.

Гүлназ абдуқадир ханимниң шеирлири һәққидики сөһбәт йиғинида шиветсийәдики уйғур шаири раһилә камал ханим син арқилиқ йоллиған тәбрик сөзидә, гүлназ абдуқадир ханимниң шеирлириниң мәзмун даирисиниң кәңликини вә юқири бәдиий маһарәттә йезилғанлиқини көрсәтти. Шаир раһилә камал ханим радийомиз зияритини қобул қилип, гүлназ ханимниң сөйгү-муһәббәткә тоюнған шеирлар топлиминиң инглиз тилида биваситә йезилишиниң юқири әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Раһилә камал ханимниң билдүрүшичә, гүлназ абдуқадир ханимниң шеирлиридин униң ғәрб килассик шеирийәт нәзәрийәсини өз шеирлирида юқири бәдиий маһарәт билән ипадилигәнликини көрүшкә болидикән.

Гүлназ абдуқадир ханимниң китабини тонуштуруш кечиликигә йәнә “меһрибан анилар уйғур тили мәктипи” ниң оқутқучилири вә оқуғучилириму қатнашқан. Мәктәпниң ана тил оқутқучиси рошән хәмит, гүлназ ханимниң бирқанчә шеирини уйғур тилиға тәрҗимә қилип, шу мәйданниң өзидә уйғур тилида декламатсийә қилиши җамаәтниң алқишиға еришкән болса, униң синипидики бирқанчә оқуғучиниң гүлназ ханимниң шеирини коллектип һалда инглизчә декламатсийә қилиши йиғин кәйпиятини техиму юқири көтүргәниди.

Рошән хәмит ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу шеирларниң балиларда ана юрт сөйгүси вә өз өрп-адитигә болған йеқинлиқини йетилдүрүштә зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, чәт әлләрдә өсүп йетиливатқан вә тәрбийәлиниватқан уйғур балилири гәрчә ана тил мәктәплиридә уйғур тилидин саватини чиқиралисиму, әмма уларниң ана вәтән муһәббити вә өз мәдәнийитигә болған бағлиниш һәм сөйгүсини йетилдүрүштә, биваситә инглиз тилида йезилған бундақ әсәрләрниң әһмийити техиму чоң икән.

“мәңгүлүк риштә-бир аилиниң шеирдики симаси” намлиқ мәзкур шеирлар топлиминиң аптори доктор гүлназ абдуқадир ханим, америкаға келип оқуп, иқтисадшунаслиқ пәнлири бойичә докторлуқ унвани алғандин кейин өткән әсирниң 90-йиллиридин буян дуня банкисида вә башқа орунларда хәлқаралиқ малийә пиланлаш вә мәбләғ селиш саһәсидә 30 нәччә йил ишлигән.

У, пенсийәгә чиққан бир қанчә йилдин буян уйғурларни американиң иқтисадий қурулмиси, мәбләғ селиш, пенсийә соммилиридин пайдилиниш вә башқа иқтисадий мәсилиләр һәққидики мәлуматлар билән тәминләп турған.

Бу қетимқи паалийәтни америка уйғурлири бирләшмиси, уйғур академийәси, меһрибан анилар уйғур тили мәктипи қатарлиқлар бирлишип тәшкиллигән.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.