Рошән аббас “җәнвә мунбири-2023” тә уйғур мәсилисини оттуриға қойди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.10.30
roshen-abbas-jenwe-01 Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғини көрүнүши. 2023-Йили 26-өктәбир, җәнвә
RFA/Hebibulla

26-27-Өктәбир күнлири шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғиниға вашингтон шәһиридики уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас ханимму қатнашқан болуп, у бу қетимқи йиғинда, хитайниң нөвәттә уйғур елида йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә уйғур ирқий қирғинчилиқини оттуриға қойған.

Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғинида шиветсарийә парламент әзаси николас валдер сөз қилмақта. 2023-Йили 26-өктәбир, җәнвә
Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғинида шиветсарийә парламент әзаси николас валдер сөз қилмақта. 2023-Йили 26-өктәбир, җәнвә
RFA/Hebibulla

Икки күнлүк мунбәрниң ечилиш мурасимида литва парламентиниң әзаси арунас валинскас, шиветсийә парламент әзаси николас валдер қатарлиқлар ечилиш сөзи сөзлигән.

 Икки күнлүк мунбәр җәрянида, асаслиқи хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, сиясий паалийәтчиләрниң авазини бастуруши, ассимилятсийә вә зәрбә бериш сиясити, хитайниң дөләт һалқиға бастуруши вә башқа темиларда доклатлар берилгән һәм муназирә елип берилған.

Мунбәрниң “хитайниң нөвәттики кишилик һоқуқ киризиси” намлиқ йиғинида сөз қилған рошән аббас ханим хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини мисал вә пакитлар билән шәрһләп өткән. Рошән аббас ханим бизниң телефон зияритимизни қобул қилип, йиғинда оттуриға қойған мәсилиләр, җүмлидин йиғинниң әһмийити һәққидә тохталди:

 Рошән аббас ханим йәнә, мунбәрдә оттуриға қоюлған “тәрәққиятму яки мустәмликичиликниң йеңи шәклиму? ” дегән тема һәққидики муһакимиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғида уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас сөзләватиду. 2023-Йили 26-өктәбир, җәнвә
Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән “җәнвә мунбири-2023” йиғида уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас сөзләватиду. 2023-Йили 26-өктәбир, җәнвә
RFA/Hebibulla

 “җәнвә мунбири-2023” ниң ечилиш мурасимиға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән кишилик һоқуқ мутәхәссислири, тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр, һөкүмәтләрниң вәкиллири, дипломатлар, ақиллар амбири вә пуқрави җәмийәтләр һәм явропа парламентиниң әзалири қатнашқан. Мәзкур мунбәрниң ечилиш мурасимида сөз қилған тибәт сүргүндики һөкүмитиниң министирлиридин бири, тибәт парламенти әзаси норзин долма хитайниң һөкүмранлиқидики уйғур, тибәт, моңғул вә башқиларниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқанлиқини шәрһлигән. У мундақ дегән:

 “хитай һөкүмити тибәт, тәйвән, хоңкоң, шәрқий түркистан, манҗурийә, ички моңғул вә башқа нурғун районларда кишилик һоқуқ мәсилисидә қизил рәқәмгә дуч кәлмәктә. Бу йәрләрдә давам қиливатқан миллий зулумларға қарши у земинниң игилири йәнила мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә. Хитайға охшаш мустәбит һакимийәтниң қаришичә, бу зиянкәшликкә учриған гуруппиларға бәргән инкаси муқимлиқни сақлаш үчүнмиш. Йәни униң бу йәрдә дәватқини, охшимиған пикирдикиләрни бастуруш вә зиддийәт мәнбәси дәп қариған һәр қандақ шәхсни йоқитиштин ибарәт болуп, хитай һөкүмитиниң мәқсити ипадиләш васитисини монопол қилиш арқилиқ, хитай компартийәсиниң һакиммутләқликигә капаләтлик қилиш. Шуңлашқа хитайниң бу сиясити хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики киризисни өз ичигә алған техиму чоң мәсилиләргә йол ачмақта” .

Бу қетимқи мунбәргә норзин долма вә җәнвәдики тәйбей мәдәнийәт вә иқтисадий вәкилләр өмикиниң баш директори никол су риясәтчилик қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.