Уйғурлар мәсилиси рус тиллиқ мәтбуатларниң асасий темилириниң биригә айланмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.11.25
Җов байден билән ши җинпиңниң син арқилиқ сөһбәтлишиишниң нәтиҗиси немә болди? Америка президенти җов байден ақсарайда хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән син арқилиқ сөһбәтләшмәктә. 2021-Йили 15-ноябир, вашингтон.
REUTERS

Мәлумки, йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң коммунистик хитай һакимийити тәрипидин омумиййүзлүк қирғинчилиққа учраватқанлиқини америка башлиқ ғәрб демократик дөләтлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һоқуқ қоғдиғучилири, айрим дөләт вә җамаәт әрбаблириниң етирап қилиши, дуня аммивий ахбарат васитилиридә өзиниң ярқин ипадисини тапмақта. Болупму кейинки вақитларда чехийә пайтәхти прагида өткән дуня уйғур қурултийиниң 7-нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәм шуниңдәк америка президенти җов байден билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң син арқилиқ өткүзгән сөһбити вә униңда уйғурлар мәсилисиниң тилға елиниши, русийә вә мәркизий асияниң рус тиллиқ мәтбуатлириниң қизиқ темисиға айланған.

“азадлиқ” радийосиниң қазақ бөлүми елан қилған рид стендишниң “пәқәтла шәрмәндичилик: уйғурлар хитайға қарши дунявий һәрикәтләрниң йоқлуқидин көңли йерим болди” намлиқ мақалида көрситилишичә, чехийәдә өткән 7-нөвәтлик дуня уйғур қурултийида уйғур вәкиллири хитай тәрипидин уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң бузулуватқанлиқи тоғрилиқ көплигән пакитлар кәлтүрүлгән болсиму, хәлқара сиясий вә қануний һәрикәтләрниң йетәрлик дәриҗидә елип берилмайватқанлиқидин, шуниңдәк бу җәһәттә хитайға қарши бесимниң кәмликидин ечиниватқанлиқини билдүргән. Мақалидә германийәлик мутәхәссис адриан зенс уйғурларниң бүгүнки ечинишлиқ тәқдирини тилға елип: “уйғурлар үмидини үзмәктә, сәвәби дуня уларни алдап қойди” дегән. Йәни зенс уйғурлар хитайниң қирғинчилиқ сияситигә мунасивәтлик йетәрлик пакит топлисиму, уйғурларға болған көзқараш өзгәрмигән, дегән хуласини чиқарған.

Әмди русийәниң “истратегийәлик мәдәнийәт фонди” аналитикилиқ торида елан қилинған йелена пустовойтованиң “бейҗиң билән вашингтонға келишимгә келиш несип болмиди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң асасий мәқсити, уйғурларни уларға қан-қериндаш болған милләтләрдин айриветиш икән. Уйғурлар бүгүнли күндә пәқәтла хитай тәркибидила әмәс, бәлки йәнә қазақистан, қирғизистан вә өзбекистандиму яшаватқан болуп, пәқәт хитайдила уйғурларға қәғәз йүзидики “аптономийә” берилгән икән. Лекин мақалә аптори уйғурларға қандақ қилип “аптономийә” берилгәнликини һәм уйғурларниң хитай тәрипидин қирғинчилиққа учраватқанлиқини тилға алмиған.

“аврора” ахбарат агентлиқида берилгән борис меҗуйефниң “а қ ш ниң ташқий сияситидики артуқчилиқлириниң тоқунуши һәққидә” намлиқ мақалида җов байден вә ши җинпиң оттурисидики музакириниң җиддий өткәнлики ейтилип, униңда хоңкоң вә тәйвән мәсилиси билән бир қатарда уйғур мәсилисиму тилға елинған.

Дуня уйғур қурултийиниң 7-нөвәтлик вәкилләр қурултийи һәм шуниңдәк америка президенти җов байден билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң син арқилиқ өткүзгән сөһбити һәм булардин келип чиққан уйғур мәсилиси, шундақла америка-хитай-русийә мунасивәтлири һәққидә мутәхәссисләр немә дәйду?

Русийә вә хитайниң бир иттипаққа келиши һәмдә уйғур вә башқиму түркий хәлқләрниң тәқдири мәсилисидә бирлишиши һәм америка башлиқ ғәрб дөләтлиригә қарши туруши мумкинму?

Қазақистанлиқ сиясәтшунас пйотр свойик әпәнди мундақ деди: “русийә-хитай шерикликини һеч бузулмайдиған шериклиқ дәп ейтишқа болиду. Қандақтур бир мәсилиләр сәвәбидин путинниң хитай билән җедәллишип, америка я болмиса ғәрб тәрәпни яқлишиға һеч қандақ асас йоқ. Шундақтиму русийә билән хитай бир-биригә охшимайдиған икки дунядур. Улар риқабәтчиләр болсиму, әмма бир-бири билән тоқунушқа чүшидиғанға һазирчә һеч сәвәб йоқ, йәни улар риқабәтчи болуп һәмкарлишиши мумкин. Һазир дуня бир нәччигә бөлүнүватиду. Бу бөлүнүш аяқлашқанда, русийә вә хитай биринчилик үчүн бир-бири билән тоқунуши мумкин. Һазирчә улар иттипақдашлар, ширикләр. Шундақ болғанда русийә һазир шинҗаң вә тибәт картисини оттуриға ташлимайду, дәп ойлаймән. Шуңлашқа русийә һазирчә шинҗаңда һеч қандақ йиғивелиш лагерлири йоқ дәп җар салиду. Русийә дөлити өз тәркибидә түркий хәлқләр яшаватқан болғачқа, хитай тәркибидики түркий хәлқләрниң ишиға арилашқуси кәлмәйду. Русийә вә хитай америка вә ғәрбкә нисбәтән һәр қайсиси өз мәнпәәтини қоғдашқа тиришиду.”

Америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп итирап қилиши, лондонда “уйғур сот коллегийәси” ниң испат аңлаш йиғининиң өткүзүлүши, уйғур вә қазақ лагер шаһитлириниң кәлтүргән пакитлири уйғурларниң һәқиқәтәнму “ирқий қирғинчилиққа” дуч келиватқанлиқини испатламду? бу җәһәттә хәлқара җамаәтчилик хитайға йетәрлик бесим көрситиватамду?

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди мундақ деди: “кейинки үч ай ичидә ‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң мәҗлиси җәрянида оттуриға чиққан пакитлар лагер шаһитлириниң сотта, хәлқара аммивий ахбарат васитилиридә бәргән пакитлиридин қариғанда, америка башлиқ ғәрб дөләтлири хитайға биз күткәндәк қаттиқ бесим ишләтмиди. Бу йетәрлик болмиди. Буни дуня уйғур қурултийиниң рәһбири долқун әйса һәр йәрдә дәватиду. Мәқсәт америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитайға қарита қаттиқ бесимини қолға кәлтүрүштур. Пәқәт шу вақиттила хитай еғир әһвалға чүшиду.”

Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә мусулман вә түркий дунясиниң уйғур мәсилисидә хитайға әмәлий бесим ишлитиштин чәттә турғанлиқиға әпсусланди вә бәзи демократик дөләтләрниң, дөләт әрбаблириниң бу мәсилә үстидә ойлинип көрүшигә үмид қилди.

Қәһрман ғоҗамбәрди ахиридаҗов байденниң ши җинпиң билән син арқилиқ өткүзгән сөһбити һәққидә өз қарашлирини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.