Оттура асия анализчилири: русийә вә хитай өз мәқсәтлири үчүн талибанлар билән һәмкарлишиш йолини тутиду
2021.07.17
Йеқинқи вақитларда афғанистан вәзийитиниң дуня аммиви ахбарат васитилириниң, җүмлидин русийә мәтбуатлириниң асасий темилириниң биригә айлиниватқанлиқи мәлум.
Афғанистандин америка қошма штатлири әскәрлириниң чиқип кетиши һәм шу мунасивәт билән талибанлар һуҗумлириниң техиму күчийип, әлдики вәзийәтниң кәскинлишиши һәм униң қошна әлләргә тәсири, русийә вә хитайниң афғанистанға нисбәтән тутқан сиясити, шуниңдәк уйғурларниң талибанларға четишлиқи охшаш мәсилиләр әтрапида бәс-муназириләр күчәймәктә.
Русийә мәтбуатлиридин “московский комсомолетс” ( москва комсомоли) гезитидә елан қилинған “талиплар афғанистандики һакимийәтни қолға алғанда: террорчиларниң һуҗуми давам қилмақта” намлиқ мақалида русийәлик һәрбий мутәхәссис александир михайловскийниң қариши нәқил кәлтүрүлгән. Униң пәризичә, мушу йили сентәбир ейиниң ахириғичә талибанлар пүткүл әлгә игидарчилиқ қилиши мумкинкән. Бу җәһәттә талибанлар өзлириниң қошна мәмликәтләргә тинчлиқни халайдиғанлиқини билдүрүватқан болсиму, у сабиқ совет оттура асия районида террорлуқ һәрикәтләрниң күчийип, вәзийәтниң узун вақитқичә кәскинлишиш мумкинликини оттуриға қойған.
“независимая газета” ( мустәқиллиқ гезити) да берилгән “бейҗиң террорчиларниң афғанистандин шинҗаңға кирип келишидин әнсиримәктә” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, хитай уйғур елидин пакистан арқилиқ һинди окянға чиқидиған өзиниң “бир бәлвағ, бир йол” иқтисадий лайиһәсини қоғдаш үчүн талиплар билән музакириләр йүргүзүватқаникән. Бу җәһәттә пакистан икки тәрәпниң йошурун васитичиси ролини атқурмақта. Мақалида көрситилишичә, хитай талибанларни иқтисадий җәһәттин қоллашқа вәдә бәрмәктә вә уйғурларни қоллимаслиқни тәләп қилмақта.
Мәтбуат инкаслиридин мәлум болушичә, афғанистан вәзийити русийәниму биарам қиливатқан болуп, русийә 2003-йилдин буян талибанлар һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимиға киргүзгәникән.
Афғанистан вәзийитини һәл қилишниң қандақ йоллири бар? бу мәркизий асия мәмликәтлиригә хәвп туғдурамду? русийә вә хитайниң афғанистан вәзийитигә тутқан позитсийәси? немә үчүн афғанистан вәзийитидә уйғурлар тилға елинди?
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң ейтишичә, талибанлар афғанистандики әң мурәккәп, йәни диний, сиясий вә һәрбий җәһәттики күчлүк һәрикәт болуп, у күндин-күнгә күчәймәктикән. Омумән афғанистан вәзийитиниң кәскинлишиши биринчи нөвәттә ички әһвалниң турақсизлиқидин келип чиқиватқаникән.
У мундақ деди: “афғанистанниң һазирқи һөкүмити талиплар билән ортақ тил тепишалмайватиду. Бу һәрикәт интайин кәң даиридә болғанлиқтин униң билән тил тепип, уни һөкүмәткә елип келиш керәк. Мәлум дәриҗидә һакимийәтни бөлүшүш керәк. Бизниң қаттиқ диққәт қилидиғинимиз, талиплар вәкиллири русийәдә ташқи ишлар министири билән сөһбәт қилди. Русийә ахбарат васитилири шундақ хәвәр бәрди: талиплар мәркизий асия дөләтлириниң чеграсиға бесип кирмәйду. Иккинчи, хитай бизниң достимиз, дегән мәсилә чиқти. Талиплар тәхт бешиға чиқип қалса, мән ойлаймән, талиплар һәқиқәтән хитай билән йеқин мунасивәттә болушқа тиришиду, сәвәби хитай мәбләғ салалайду, ярдәм берәләйду”.
Қәһриман ғоҗамбәрди талибанлар һөкүмәт бешиға кәлгән тәқдирдә башқа мусулман мәмликәтлири қатарида уйғур мәсилисидә сүкүт сақлайдиғанлиқини, башқиму көплигән мәсилиләрдә хитай билән ортақ пикиргә келиш еһтималлиқиниң барлиқини билдүрди.
Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә талибанларниң биваситә мәркизий асия дөләтлиригә тәһдит болмайдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “әмма бу интайин мурәккәп һәрикәт. Униң ичидә һәр хил күчләр бар. Шу җүмлидин өзбекистан вә таҗикистанда ислам дөлити қуримиз дегән һәрикәтләр бар. Шу күчләр талиплардин бөлүнүп чиқип, өз дөләтлири үчүн хәвп туғдуриду. Хитай һәтта сиясий ғәрәзлик билән аталмиш уйғур терроризмини асманға көтүрүп, талиплар арисида уйғурлар бар дәйду. Буниң һәммиси ялған”.
Қазақистанлиқ сиясәтшунас әзимбай ғали афғанистандики вәзийәтниң һәқиқәтәнму интайин чигиш вә мурәккәп икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мениң оюмчә, өзбекистан, таҗикистан, қирғизистанда талипларға қарши туридиған тегишлик һәрбий күчму йоқ. Униңға һәтта юрт ичидин, болупму яшлардин қошулуп кетиши мумкин. Чеграниң икки тәрипидин бир-биригә оқ етиш вәқәлириму болди. Талиплар радикал күчләр болғанлиқтин улар билән келишимгә келиш мумкин әмәс. Шуниң үчүн уларни һәрбий күч биләнла йоқитиш лазим. Улар билән бирәр шәртнамә түзүшниңму әһмийити болмиса керәк”.
Қирғизистанлиқ сиясәтшунас рәһим һапизоф әпәнди америка әскәрлири афғанистандин чиқип кәткәндин кейин вәзийәтниң қандақ болидиғанлиқи тоғрилиқ бирәр ениқ пикир қилишниң қийин икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “әмма талиплар тәрипидин бу дөләтләргә қорқунч хәвпи бар. Буни әстә тутушимиз керәк. Чүнки бу дөләтләрниң рәһбәрлири талипларниң тәсиридин өзлириниң мәмликәтлириниң ички әһвалидин чөчүмәктә. Русийә өз пәйтидә талиплар һәрикитини террорлуқ тәшкилат дәп елан қилған болсиму, бүгүнки күндә русийә мушу террорлуқ тәшкилат билән йеқинда москвада музакириләрни йүргүзди. Демәк русийә әмәлийәттә бу тәшкилатни рәсмий етирап қилди”.
Рәһим һапизоф афғанистан вәзийитиниң хитай үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Рәһим һапизоф талибанлар һакимийәт бешиға чиққан тәқдирдә уларниң уйғур мәсилисигә вә хитайға қарита қандақ сиясәт тутидиғанлиқиниң көп вақит өтмәй ашкара болидиғанлиқини билдүрди. Лекин, мәтбуат учурлирида қәйт қилинишичә, талибанлар хитай билән һәмкарлишидиғанлиқи вә уйғур қораллиқлириға йол қоймайдиғанлиқини билдүргән. Бу дегәнлик талибанларниң уйғур мәсилисидә хитай тәрәптә туридиғанлиқиниң бешарити иди.
Рәһим һапизофниң қаришичә, талибанлар мәркизий асия мәмликәтлири үчүн чоң хәвп туғдурмайдикән. Әмма һәр қандақ күтүлмигән вәзийәткә тәйяр болуш лазимкән.