Уйғур елиниң бүгүнки вәзийити рус тиллиқ мәтбуатлардинму орун алмақта
2019.09.26

Кейинки вақитларда хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүп келиватқан зор көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлири вә буниң нәтиҗисидә үч милйонғичә уйғур, қазақ вә башқиму түркий-мусулман хәлқләрниң аталмиш “қайта тәрбийиләш лагерлири” ға қамилиши җиддий диққәт нуқтиси болмақта. Болупму уйғур дияриниң асасий аһалиси болған уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң һәддидин ашқанлиқи көплигән хәлқара тәшкилатларниң, кишилик һоқуқ комитетлириниң, көзәткүчиләрниң вә аммиви ахбарат васитилириниң асаслиқ вә муһим темилириға айланмақта. Җүмлидин бу мәсилиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида вә америка һөкүмитидә оттуриға қоюлуши русийә вә қазақистанниң бәзи рус тиллиқ мәтбуатлиридинму орун алмақта.
Русийәниң әң инавәтлик мәтбуатлириниң бири “комсомолская правда” гезитиниң 20-сентәбирдики санида “дуня уйғур қурултийиниң ледири: ‛мениң вәтәндашлирим үчүн лагерларда үч милйонғичә адәм азабланмақта‚” намлиқ мақалә елан қилинған иди. Мәзкур мақалида гезит мухбири едвард чеснокофниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән болған кәң көләмлик сөһбити берилгән. Долқун әйса өз сөзидә хитай даирилириниң сахта тәшвиқат арқилиқ уйғур елидики әйни вәзийәтни дуня җамаәтчиликидин йошуруватқанлиқини, бир пүтүн уйғур хәлқини “террорчи” қилип көрситишкә урунуватқанлиқини, шу җүмлидин өзиниңму хитай тәрипидин шундақ һуҗумға дуч кәлгәнликини, лекин буниң барлиқиниң асассиз икәнликини тәкитлигән. У йәнә “тәрбийиләш лагерлири” ниң түп мәқситини ашкарилиди.
Ахирқи вақитларда русийәниң “новости” ахбарат агентлиқи уйғур елидики вәзийәткә мунасивәтлик көплигән мәлуматларни елан қилмақта. 22-Сентәбирдә берилгән “помпейо хитайниң уйғурларни чәтәлләрдин қайтуруп келиш илтимасини тәнқидлиди” намлиқ йекатерина лизлованиң мақалисидә ройтерс агентлиқидин нәқил кәлтүрүлүп, мундақ дейилгән: “америка ташқи ишлар министири майк помпейо дуняниң барлиқ әллирини хитайниң уйғурларни башқа әлләрдин қайтуруп келиш бойичә елип бериватқан һәрикитигә қаршилиқ көрситишкә чақирди. Америка шинҗаң уйғур аптоном районида кишилик һоқуқниң вә диний етиқадниң чәклимигә учраватқанлиқи үчүн хитайни қаттиқ тәнқид қилмақта.”
Әмди қазақистанниң “нур қазақ” тор бетидә берилгән “аммиви ахбарат васитилири: ‛хитайда мәсчитләрни йоқитиш башланди‚” намлиқ мақалида ейтилишичә, америка ташқи ишлар министири майк помпейо ню-йоркта қазақистан, түркмәнистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири билән болған учришишидин кейин хитайдики бу вәзийәт һәққидә тохталған. Мақалидә американиң б д т ниң нөвәттики мәҗлисидә бу мәсилини оттуриға қоюшқа тиришидиғанлиқи ейтилған.
Қазақистанда нәшр қилинидиған “форбес” журнилиниң 25-сентәбирдә нәшр қилинған санида “америка хитайни уйғурларни тәқиб қилишта әйиблиди” намлиқ мақалида американиң муавин ташқи ишлар министири җон солливенниң уйғур елидики вәзийәткә қарита ейтқан пикирлири кәлтүрүлгән. У өз мәмликитиниң хитайни уйғур мәсилиси бойичә әйибләватқанлиқини ейтип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини бу ишни тәкшүрүшкә чақирған. У хитайниң уйғур елидики йиғивелиш лагерлири тоғрилиқ йеңи пакитларға игә болғанлиқини, хитайниң һәқиқәтәнму уйғур елидә кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини әскәртип, б д т баш катипиниң террорлуқ билән күрәш қилиш бойичә русийәлик муавини владимир воронкофниң уйғур елигә қилған сәпирини әйиблигән. У бу сәпәрниң американиң қарши болушиға қаримай әмәлгә ашқанлиқини, мундақ сәпәрләрниң хитайниң аталмиш “террорлуққа қарши күриши” гә чапан япидиғанлиқини оттуриға қойған.
Уйғур елидики бастуруш сияситиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида вә америка һөкүмитидә оттуриға қоюлуши хитайниң уйғур елидики бастуруш һәрикәтлирини тосияламду?
Тонулған қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, дуня уйғур қурултийи вә бир қатар уйғур паалийәтчилириниң актип һәрикити арқисида уйғур мәсилиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәҗлислиридә һәмдә америка һөкүмитидә күнтәртипкә кәлмәктикән. У бу җәһәттә уйғур мәсилисиниң хәлқарада сәһнидә йүксәк бир пәллигә көтүрүлгәнликини тәкитләп, мундақ деди: “әмма хитайға бу йетәрлик әмәс. Хитай буниңдин чекинмәйду. Бир усул бар, у америка ембаргоси. Американиң хитайға қаритилған иқтисадий бесимини явропа бирлики, башқа дөләтләр, б д т баш катипи қоллиса, хитай чекиниду.”
Сиясәтшунас җасарал қуанишалин радиомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “хитай шәрқий түркистандики өзиниң сияситини йүргүзүвериду. Бу йәрдә мән хитайниң уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ қериндаш мусулман хәлқләргә қарши елип бериватқан қирғинчилиқ сияситини көздә тутуватимән. Хитай бүгүнки күндә америка билән етишип, өзини дунядики әң улуғ мәмликәт дәп һесаблайду. Әгәр мушу ейтиливатқан сөзләргә қошумчә ғәрбий явропа, а қ ш ембарголар қолланса, у вақитта әһвал өзгириду. Мениң пикримчә, улар өз ара тил тепишип вә бирлишип, хитайни улар билән һесаблишишқа мәҗбурлайдиған иқтисадий бесим көрсәтсә, бир нәтиҗә чиқиду. Мениң бу йәрдә гуманим йоқ. Иккинчи тәрәптин, қазақистанму өз нөвитидә хитайдин пәхәс болидиған амалларни қилиши лазим.”
Қазақ паалийәтчиси әзимбай ғали әпәндиниң пикричә, қазақистан рәһбәрлики бу қетимқи америкаға қилған сәпиридиму уйғур елидики қазақ мәсилисини оттуриға қоймиған икән. У мундақ деди: “хитайниң пәқәт уйғур, қазақ мәсилисила әмәс, униң башқа өлкиләр мәсилиси вә башқа милләтләр мәсилисиму бар. Хитайда иқтисад мәсилисиму бар. Мубада хитай таварлири 25 пирсәнткә көтүрүлсә, хитай буни көтүрәлмәйду. Буни аз дегәндәк, хитай таварлириниң сапасиму анчә яхши әмәс. Бу таварлар қанчә көтүрүлсә, у шунчә өтмәйду. Мениң оюмчә, хитайға пәқәт иқтисадий ембарго керәк.”
Игилишимизчә, америка билән хитай оттурисида башланған сода уруши нәтиҗисидә мушу йили 1-сентәбирдин башлап америка хитайдин киргән таварларға йәнә 10 пирсәнт миқдарда баҗ қоюшни пиланлиған иди. Бу омумән 300 милярд долларни тәшкил қилидикән.