Хитайға садиқ, уйғурға қаттиққол сақчи башлиқи қадир мәмәтниң тутқунда икәнлики ашкариланди
2019.08.29

Йеқинда үрүмчи вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири хитайға нисбәтән садақәтмәнликтә, уйғур сиясий мәһбусларға қарита қаттиққоллуқта даң чиқарған үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң сабиқ муавин башлиқи қадир мәмәтниңму тутулғанлиқини мәлум қилди. Мухбиримизниң үрүмчидики сақчи хадимлириға қарита икки һәптидин бери елип барған телефон зиярәтлири давамида қадир мәмәтниң тутқунда икәнлики айдиңлашти.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға йоллиған мәктупида хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан қаттиқ зәрбә бериш долқунида хитай үчүн әң актип хизмәт қилип келиватқан вә чапармәнликтә дәриҗә һалқиған сақчи башлиқи қадир мәмәтниңму чәттә қалмиғанлиқи тилға елинған.
Хитай хәвәр архиплирида қадир мәмәтниң үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң муавин башлиқи, җ х идариси парткоминиң муавин башлиқи вә аптоном районлуқ җ х назаритиниң назарәт дәриҗилик тәптиши икәнлики, хитайниң сабиқ дөләт рәиси җяң земинниң қобул қилиши вә мукапатиға еришкәнлики қәйт қилинған.
Телефонимизни дәсләптә қобул қилған көпинчә сақчи хадимлири қадир мәмәтниң әһвали һәққидә мәлумат беришни рәт қилған болсиму, әмма һечқайсиси униң нормал хизмәт қиливатқанлиқи вә яки дәм елишта икәнлики һәққидә мәлумат берәлмиди. Хадимлардин бири өзиниң дело беҗирмәйдиғанлиқини сәвәб қилип көрситип, бу һәқтә алақидар бөлүмләрдин әһвал игилишимизни тәвсийә қилди.
Вәзийәттин хәвәрдар киши йоллиған инкаста қадир мәмәтниң “икки йүзлимичи” ләргә зәрбә бериш долқунидин аман-есән чиққанлиқи, әмма “қара гуруһларға зәрбә бериш” долқунида җинайәтчиләргә “күнлүк” болуш гумани билән тумшуқидин илинғанлиқи йезилған. Илгири бәзи шаһитлар хитайда мәмликәт бойичә давам қилған “қара гуруһларға зәрбә бериш” һәрикитиниң уйғур райониға кәлгәндә җәмийәт аманлиқини қоғдаш әмәс, бәлки дөләт аманлиқини қоғдаш характеридә давам қиливатқанлиқини паш қилған иди.
Шуңа биз қадир мәмәтниң әһвалидин хәвәр тепиш үчүн үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң дөләт аманлиқ әтритигә телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған вә соаллиримизға уйғурчә җаваб бәргән бир хитай хадим қадир мәмәтниң исмини атишимиз биләнла җиддийләшти вә қадир мәмәтниң әһвали һәққидә һечнемә билмәйдиғанлиқини тәкрар-тәкрар баян қилди.
Бу әтрәттики бир хадим соалимизға тәнә тәләппузида җаваб қайтурған болса, йәнә бир хадим қадир мәмәт һәққидә соал сориғанлиқимиз үчүн аччиқланди. Тәңритағ районлуқ сақчи идарисиниң бир хадими қадир мәмәт делосидин шәһәрлик сақчи идарисидики әмәлдарларниң толуқ хәвәрдар икәнликини ишарәтлиди.
Хитай хәвәр архиплирини әтраплиқ ахтурғинимизда униң хизмәт җәряни тилға елинған икки парчила хәвәр көзимизгә челиқти. Хитай мәтбуатлирида нисбәтән кәң көләмдә тарқалған бу икки хәвәрниң бири 2014 -йили 6 -айда, йәнә бири 2017 -йили 4 -айда елан қилинған. Һәр икки хәвәрдә қадир мәмәтниң аталмиш “үч хил күч” ләргә зәрбә бериштә қәсәм ичкәнлики вә сақчиларни қәсәм беришкә йетәкчилик қилғанлиқи тилға елинған. Хәвәрләрдин биридә дейилишичә, қадир мәмәт қол астидики сақчи хадимлирини “үч хил күчләрни тездин җәһәннәмгә йолға селиш” қа чақириқ қилған. Раийомизға кәлгән инкаста қадир мәмәтниң бу чақириқи әскәртилип, униң өз хоҗайинлири тәрипидин җәһәннәмгә-хитай қамақханисиға ташланғанлиқи йезилған. Хадимлардин бири қадир мәмәтниң қайси қамақханида икәнликини сақчиханиларниң билидиғанлиқини баян қилған иди. Бир сақчихана хадими қадир мәмәтниң қайси қамақханида икәнликини билмәйдиғанлиқини тилға алди, әмма униң қамақханида икәнликини рәт қилмиди.
Телефонимизни қобул қилған үрүмчи шәһиридики мәлум районлуқ сақчи хадими қадир мәмәт делосиниң “дөләт мәхпийәтлики” гә ятидиғанлиқи вә өзиниң җаваб берәлмәйдиғанлиқини баян қилиш арқилиқ униң тутқунда икәнликини айдиңлаштурди. У йәнә қадир мәтмәтниң тутқунда икәнликидин өзиниң хәвири барлиқи, әмма мәлумат берәлмәйдиғанлиқини әскәртип, бу һәқтә шәһәрлик интизам тәкшүрүш комитети билән алақилишишимизни тәвсийә қилди. Шәһәрлик сақчи идарисидики бир хадим қадир мәмәтниң тутулғанлиқиға қанчилик вақит болғанлиқи һәққидики соалимизға һазирҗаваблиқ билән “бир айдин ашти” дәп җаваб бәрди. Әмма қадир мәмәтниң немә үчүн тутулғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб берәлмиди. Шәһәрлик җ х идариси интизам тәкшүрүш комитетиниң бир хадими “қадир мәмәт қоюп берилдиму?” дегән соалимизға “яқ” дәп җаваб бәрди. Қадир мәмәтниң җинайитиниң “икки йүзлимичилик” яки әмәсликини сориғинимизда у өзиниң бу җәһәттә хәвири йоқлуқи, бу тоғрида алақидар рәһбәрләрдин соал соришимизни тәвсийә қилиш арқилиқ униң тутқунда икәнликини муәййәнләштүрди.