Тутқундики сақчи башлиқи қадир мәмәтниң сәпдиши: “әгәр тутулмиған уйғур бар дейилсә, бу пәқәтла нөвәт мәсилисидур”
2019.09.02

Хитайға болған садақәтмәнликтә даңқи чиқарған үрүмчи шәһәрлик җ. Х. Идарисиниң сабиқ муавин башлиқи қадир мәмәтниңму тутқунда икәнлик хәвири уни йеқиндин тонуйдиған муһаҗирәттики уйғурлар арисида күчлүк инкас қозғиди. Әйни чағда униң билән бир сәптә хизмәт қилған, кейин вәзипилиридин истепа бәргән вә нөвәттә муһаҗирәттә яшаватқан икки нәпәр сабиқ сақчи хадими зияритимизни қобул қилип, хитайға садақәтмәнликтә қадир мәмәтниң алдиға өтүшниң мүмкинсизликини әскәртип өтти. Улар “әгәр бүгүнки уйғур җәмийитидә тутулмиған бир уйғур бар дейилсә, буниң пәқәт вақит вә нөвәт мәсилиси икәнлики” ни оттуриға қойди.
Үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң муавин башлиқи қадир мәмәтниңму тутқун қилинғанлиқи муһаҗирәттики уйғурлар арисида һәр саһә кишилириниң диққитини тартти. Қадир мәмәтниң тутулуши һәққидә радийомизға әң дәсләп учур йәткүзгән бир аңлиғучимизниң баян қилишичә, “қадир мәмәт 2000 -йиллардин баюн давам қилип келиватқан хитайниң қаттиқ зәрбә долқунлирида буйруқни һәддидин ашуруп орундаш билән хитай даирилириниң алқишиға вә пәпилишигә еришкән икән”.
Истанбулда яшаватқан кона үрүмчиликләрдин һәсән әпәнди қадир мәмәтниң тутулғанлиқ хәвириниң истанбулдин хотәнгә қәдәр тез сүрәттә тарқалғанлиқи вә бу хәвәрниң уни билидиғанларни мәмнун қилғанлиқини илгири сүрди. Қадир мәмәт билән әйни чағда бир сәптә хизмәт қилған сабиқ сақчи хадими, һазир шиветсийәдә яшаватқан йолвас әпәндиниң дейишичә, қадир мәмәт өзигә хас миҗәз-характери вә һаят тәҗрибилири билән бәлгилик хизмәт иқтидариға игә киши икән, әмма у бу иқтидарини миллий мәнпәәт үчүн әмәс, бәлки хитайниң дөләт мәнпәәти үчүн ишләткән икән. Һәсән әпәндиниң дейишичә, “қадир мәмәт кичик ишларда хитай тәрәпкә гепини өткүзгәндәк қилған билән чоңрақ ишларға кәлгәндә башқа қорчақ әмәлдарларға охшашла карға кәлмигән. Шуңа у қейин һәдисиниң 17 яшлиқ пәрзәнти нурулисламни хәтәрдин қутқузалмиған. Әйни чағда радийомизда хәвири берилгән нурулислам 2009-йили 5-июл вәқәсидә тутқун қилинған вә қамақханида қийин-қистақтин җан үзгән иди. Шу чағда җ. Х. Идарисиниң муавин башлиқи қадир мәмәт нурулисламни қамақтин қутқузуш әмәс, қамақхана ичидики қийин-қистақтинму қоғдап қалалмиған.
Радийомизға кәлгән инкаста қадир мәмәтниң “қара җәмийәтләргә күнлүк болуш” гумани билән тутқун қилинғанлиқ пәризи оттуриға қоюлған. Әйни чағда қадир мәмәт билән һәм хизмәтдаш һәм дост болуп өткән вә кейин хизмитидин истепа бәргән, нөвәттә вашингтонда яшаватқан сабиқ сақчи әхмәт рози әпәнди пәрәз қилинғандәк қадир мәмәтниң дин вә илим саһәсидики кишиләргә зәрбә бериштә актип болғанлиқи вә өзигә сиясий җәһәттин бихәтәр дәп қариғанлиқи үчүн оғри-қарақчи вә хушамәтчи кишиләрни әтрапиға йиғқанлиқи вә бу арқилиқ җәмийәттә сахта йүз тапқанлиқини тилға алди.
Йолвас әпәндиниң дейишичә, қара җәмийәт билән шериклишиш хитайдики әмәлдарлар үчүн йеңи бир әһвал әмәс болуп, қадир мәмәт әмәлдарлар арисидики һоқуқ җедилидә йеңилгән тәрәптә туруп қалған болуши мумкин икән.” йолвас әпәндиниң қаришичә, хитай даирилири өткән йилниң ахириға қәдәр уйғурлар тәрипидин сөйүлгән вә һөрмәт тапқан зиялийлар, тиҗарәтчиләр, миллий мәйданини йоқатмиған әмәлдарларни җазалап кәлгән. Бу йил болса өзлири үчүн әсәбийләрчә кәтмән чапқан әмәлдарларниму тутушқа башлиған. Әхмәт розиму бу нуқтида охшаш қарашта. Униң дейишичә, “хитай өзигә садақәтмәнләрни җазалашта ишни әң чоққисидин, йәни юқиридин төвәнгә башлиған. Шуңа аввал нур бәкри, андин қадир мәмәт тутулған.”
Қадир мәмәтниң тутулуш һадисидин хуласә чиқарған йолвас әпәндиниң дейишичә, “әгәр бүгүнки уйғур җәмийитидә бәлгилик бир иҗтимаий орун вә тәсиргә игә туруқлуқ тутулмиған бир уйғур бар болса, бу һәргизму униң хитайға садиқлиқи яки өзини қоғдашни билгәнлики үчүн әмәс, бәлки техи нөвәт тәгмигәнлики үчүн икән.”