“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ашкарилинип бир йил өткәндә, униң тәсири немә болди?
2023.05.26
Өткән йили дәл мушу күнләрдә, 14 даңлиқ таратқу бирликтә “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ни елан қилғаниди. Бу һөҗҗәтләр түрмә-лагерларға соланғанларниң сүрити, хитай әмәлдарлириниң сөзлири, түрмә башқуруш қаидилири қатарлиқларни өз ичигә алған болуп, хитайниң уйғур районида кәң көләмлик түрмә-лагерларни қурғанлиқини көрситип бәргәниди.
Һөҗҗәтләрдә ашкариланғинидәк, бу архипта хатириләнгән әң яш тутқун 15 яш, әң кичик тутқун аран 6 яшлиқ бала. Тутқунларниң толиси “диний әсәбийлик идийәсидин зәһәрләнгәнләр” дәп қаралғанлар болуп, лагерларға соланғандин кейин идийәси өзгәртилгән, диний етиқадидин ваз кечип, хитай компартийәсигә садиқ болушқа мәҗбурланған. Хитай даирилири түрмә-лагерларда һәммини көзитип туридиған камераларни орунлаштурған болуп, түрмә сиртидиму кәң даирилик тәқип-назарәт тори шәкилләндүргән. Кишиләрниң хусусий мәхпийәтлики, пикир әркинлики тамамән чәкләнгән.
Омумән ейтқанда “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хитай һөкүмитиниң 21-әсирдә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқиниң конкрет испати һесаблиниду.
Бу һөҗҗәт ашкариланғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 5-айниң 25-күни “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” вә униң бир йилдин буян уйғурларға көрсәткән тәсири һәққидә тор сөһбити өткүзди.
Америкида яшаватқан кишилик һоқуқ адвокати тең бияв бу сөһбәттә бәш-алтә йилдин буян “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” гә охшаш көплигән һөҗҗәт вә испатларниң оттуриға чиққанлиқини, хитай һөкүмитиниң һәқиқәтән уйғур вә башқа милләтләргә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини әслитип өтүш билән биргә, бу қирғинчилиқниң тосаттинла башланмиғанлиқини, бәлки униң йүз бериш шәртиниң аллибурун һазирланғанлиқини, буниң арқисидики иҗтимаий, қануний вә сиясий сәвәбләрни баян қилди. Тең бияв әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң қанунсиз түрмә вә йиғивелиш орунлири тарихтин бери мәвҗут болуп, “әмгәк билән өзгәртиш орунлири” буниң типик мисали, бүгүнки күндә юқири техникилиқ тәқиб-назарәт системиси қуруп чиққан хитай адәм тонуш, адәм тутуш вә адәмләрни контрол қилиш иқтидарини юқири сәвийәгә йәткүзди; кәң көләмлик җаза лагерлирини қуруп, идийәсидә мәсилә бар дәп қариған уйғурларни тутуп солап меңә ююш елип барди; хитай милләтчиликини әвҗ алдуруп, башқа милләтләрни кәмситиш вә хорлашни еғирлаштурди; “үч хил күчкә зәрбә бериш” ни баһанә қилип, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшни нормаллаштурди, қанунлаштурди.
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ашкариланғандин кейин хитайниң чәтәлдики уйғурларға салған бесими техиму еғирлашқан. Тең бияв әпәнди хитайниң 53 дөләттә қурған 102 сақчи понкитиниң чәтәлләрдә яшаватқан уйғур, тибәтләрнила әмәс, өктичи хитайларниму нишанға алғанлиқини көрситип өтти; шундақла хитай һөкүмитиниң чәтәлләргә ялған, сахта учур тарқитиши, уйғурларға виза бәрмәслики, визисини қорал орнида пайдилиниши, вәтәндики уруқ-туғқанлирини гөрүгә еливелиши, чәт әлгә җасус қоюши, адәм тутуши, айлап-йиллап қамап қоюши, қийниши, һәтта өлтүрүетишигичә болған көп хил җинайәтлирини тилға алди.
Бу сөһбәткә қатнашқан нирула әлима хитайниң чәтәлдики уйғурларға созулған қара қоли вә хитайниң тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк мәсилисини тәтқиқ қиливатқан мустәқил мухбир вә тәтқиқатчи болуп, у уйғур районидики ирқий қирғинчилиқ җинайитигә қатнашқан сиясий-қанун вә җ х системисидики шәхсләрниң бу еғир җавабкарлиқтин қечип қутулалмайдиғанлиқини әскәртип мундақ деди: “дөләтниң қоли билән өткүзүлгән җинайәттә шәхсләрму җавабкарлиқтин қачалмайду. Пәқәт мәлум рәһбәр яки мәлум органни җазалап қоюш билән мәсилини һәл қилғили, ирқий қирғинчилиқни тохтатқили болмайду. ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ дә зиянкәшликкә учриғучиларниң учурлирила әмәс, сақчиларниң учурлириму ашкариланған. Биз буниңдин қайси сақчиниң қайси делоға мәсул болғанлиқи вә кимләргә зиянкәшлик қилғанлиқини биләләймиз. Ғәрб дөләтлири һөкүмәтлири бу сақчиларниң башлиқлири вә идарилиригиму конкрет җаза йүргүзүши керәк”.
Нирула әлима йәнә “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә ашкариланған учурлардин сақчиларниң лагер тутқунлириниң аилисини қандақ назарәт қилидиғанлиқи, уларға вә вә чәт әлдики қериндашлириға қандақ тәһдит салидиғанлиқини көргили болидиғанлиқини баян қилди вә буниңға үрүмчидики бир сақчиниң язған хатирилиридики қорқунчлуқ ишларни мисал қилип көрсәтти.
Бу сөһбәткә қатнашқан җәвлан ширмуһәммәд өз кәчмишлирини баян қилиш арқилиқ хитайниң чәтәлгә чиққан уйғурларға қандақ зиянкәшлик қилғанлиқини аңлатти. У 2011-йил түркийәгә оқушқа кәлгән оқуғучи болуп, 2016-йил ахирқи қетим вәтәнгә барғанда сақчилар униңға чай ичүргән. 2019-Йил 11-айда у ата-аниси вә инисиниң лагерға елип кетилгәнликидин хәвәр тапқан. Аниси 2013-йил түркийәгә барғанлиқи үчүн, 2018-йили лагерға әкетилгән болуп, 5 йиллиқ кесиветилгән. Кейин сақчилар җәвланниң дадисини сақчи идарисигә апирип, оғлиға телефон бәргүзгән. У ата-анисиниң қоюп берилиши үчүн һазирғичә актип паалийәт қилип кәлгән.
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” елан қилинғандин кейин уйғурлар мәсилисидә қандақ өзгиришләр болди? сөһбәтниң кейинки қисмида бу һәқтә пикир баян қилған
Тең бияв әпәнди, вәзийәттә анчә чоң өзгириш болмиғанлиқини, ши җинпиңниң мустәбит милләтчилики вә буниң тәсиридә чәт әлдики хитайларниңму уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа пәрвасиз қараватқанлиқи, әслидә буниң милләт айримайдиған инсаний виҗдан мәсилиси икәнлики һәққидә тохталди.
Нирула әлима уйғурлар учраватқан мәҗбурий әмгәк зулуминиң йәнила давамлишиватқанлиқи, америкадин башқа йәрдә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң йәнила сетиливатқанлиқи һәққидә тохталди.