“қәтий мәхпий” һөҗҗәтләрдики уйғурларға даир бастуруш көрсәтмилири (2)

Мухбиримиз әзиз
2022.06.09
“қәтий мәхпий” һөҗҗәтләрдики уйғурларға даир бастуруш көрсәтмилири (2) “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адриян зенз(Adrian Zenz) әпәнди ашкарилиған хитайниң җаза лагерлири һәққидики “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики сүрәтләрниң бир. 2022-Йили 24-май.
xinjiangpolicefiles.org

Йеқинда ашкара болуп кәткән “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики топламда хитай һөкүмранлар гуруһиниң ички қисмидики мәхпий сөһбәтләрниң текисткә айландурулған нусхилири бар болуп, буниңда уйғур дияридики қирғинчилиқ вә бастурушни қандақ шәкилдә давам қилдуруш вә тамамлашқа даир бир қатар көрсәтмиләр көзгә челиқиду. “қәтий мәхпий” дәп тамға урулған бу һөҗҗәтләрдики көрсәтмиләр хитай һөкүмитиниң нөвәттики қирғинчилиқиниң толиму әстайидиллиқ билән пиланланғанлиқини, шуниңдәк пүткүл уйғур миллитиниң “дүшмән” қатарида муамилә қилиниватқанлиқини көрситиду.

“‛муқимлиқ вә әминлик‚ баш нишани үчүн зәрбә бериш һәркити мәңгү бошап қалмайду!”

Бу қетимқи сақчи һөҗҗәтлири арисида алаһидә көзгә челиқидиған текистләрниң бири уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари чен чуәнго 2018-йили 18-июнда чақирилған юқури дәриҗилик кадирлар йиғинида сөзлигән нутуқ һесаблиниду. Мәзкур нутуқ шу вақиттики хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң министири җав кеҗи уйғур дияридики лагерларни көздин кәчүрүп қайтқандин кейин, һәрқайси җайлардики наһийә дәриҗилик рәһбирий кадирларға сөзләнгән болуп, униңда бундин кейинки хизмәтләрни қандақ давам қилдуруш һәққидә омумйүзлүк көрсәтмә берилгән.

Чен чуәнгониң бу қетимқи сөзидә әң күчлүк тәкитләнгән бир нуқта “ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийәсиниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ни қандақ қилғанда әмәлгә ашуруш мәсилиси иди. Чен чуәнгониң билдүришичә, хитай җамаәт хәвпсизлики министири җав кеҗи бу қетимқи тәкшүрүштә ши җинпиңниң көрсәтмиси вә тәләплирини йәткүзгән болуп, униңда “шинҗаңдики әң муһим вә баш орундики вәзипә иҗтимаий муқимлиқ вә узун мәзгиллик әминлик орнитиш” дейилгән. Буниң үчүн уйғур дияридики һөкүмәт системиси қандақ бәдәл төлинишидин қәтийнәзәр, ши җинпиңниң ашу тәләплирини биринчи вәзипә қатарида орунлиши шәрт болған. Шундақла уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң муқим болуши пүтүн мәмликәт сиясий вәзийитиниң ачқучи икәнлики, уйғур дияридики миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң ашурулуши яки иқтисадий тәрәққияттики “қәһриманлиқ үлгиси” яритишниңму иккинчи яки үчинчи орундики вәзипә икәнлики, йәнә келип бу хил “һәммә баш нишан үчүн” дегән йетәкчи идийәниң уйғур дияридки “мәңгүлүк баш тема” икәнлики алаһидә әскәртилгән.

Җав кеҗи бу җәһәтләрдики хизмәтләрни көздин кәчүргәндә “қаттиқ зәрбә бериш, ашқунлуқни түгитиш, төтни (йәни нәсәбини, йилтизини, мәнбәсини вә алақисини) үзүп ташлаш, кадирларни һәр бир өйгә орунлаштуруш, дөләт тили маарипини йәслидин алий мәктәпкичә омумлаштуруш, ‛тәрбийәләш‚ арқилиқ өзгәртиш, бирләшмә уруш суписи бәрпа қилиш, биңтуәнни җәнубқа кеңәйтиш қатарлиқ он түрлүк хизмәт наһайити яхши ишләнгән. Баш секретарниң үмиди толуқ орунланған. Бәш йиллиқ пилан мукәммәл әмәлгә ашқан” дәп хуласә чиқарған. Чен чуәнго болса бу һәқтә тохтилип: “бу йил (йәни 2018-йили) мустәһкәмләш йили. Биз бу тәдбирләрни кәлгүси бәш йилда ‛даимлаштуруш‚ басқучиға йүксәлдүримиз. Әнә шуниңдин кейин муқимлиқ әмәлгә ашқан һаләттиму бу хил зәрбә беришни давам қилдуримиз. Мән шинҗаңда он йил турсам буни бир минутму бошаштурмаймән. Шуңа һушярлиқимизни қилчиму йоқатмастин юқиридин төвәнгичә буни қәтий иҗра қилимиз” дегән.

Чен чуәнго мушу хил “баһалаш хуласиси” ни алаһидә тәкитләш арқилиқ 2013-йили аллиқачан ул селинған бастурушниң 2018-йилиға кәлгәндә толуқ “ғәлибә қилған” лиқини җакарлиған. Әмма нөвәттики вәзийәттә “үч хил күчләр”, “шинҗаң мустәқилчи күчлири” вә “пан түркизимчи вә пан исламизимчи күчләр” ниң һелиһәм “қутраватқанлиқи” ни әскәртип мундақ дегән: “биз һәргизму нөвәттики ғәлибигә қарапла һушярлиқимизни бошаштуруп қойсақ болмайду. Бизниң бу күришимиз һәргизму бөлгүнчи унсурлар ойлиғандәк мәлум басқучқа барғанда тохтап қалмайду. Бир қисим бөлгүнчиләр һазирқи қаттиқ зәрбә бериштә йошурунивелип, илгирикидәк вәзийәт сәл юмшап қалса йәнә баш көтүрүшни хам хиял қиливатиду. Бу уларниң ухлимай көргән чүши. Бизниң бу қаттиқ зәрбә беришимиз бундин кейин бир минутму бошап қалмайду. Бәш йилда муқимлашқан күришимиз кейинки бәш йилда йәнила қаттиқ зәрбә бериш шәклидә давам қилиду”.

Дәрвәқә, 2022-йилиниң оттурисида андин ташқий дуняға мәлум болған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики архиплар өткән бәш йилдики сиясий бастурушниң һәқиқәтән чен чуәнго ейтқандәк давам қилғанлиқини, бу һалниң бундин кейинму охшашла давам қилидиғанлиқини, лагирларниң вә түрмиләрниң мәйли сан яки көләм җәһәттин болсун давамлиқ кеңийип маңидиғанлиқини бивастә көрситип бериду.

Бу һәқтә сөз болғанда бу қетимқи “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ниң дуняға мәлум болушида вастичилик ролини ойниған шәхс, вашингтон шәһиридики “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адрян зенз мундақ дәйду:

“бу дәлил-испатлар ши җинпиңниң 2014-йилила шинҗаңдики ‛тәрбйәләш мәркәзлири‚ ниң қайси йөнилишкә қарап меңиши һәққидә бивастә көрсәтмә бәргәнликини һәмдә униңға тәстиқ салғанлиқини ейтип бериду. Шуңа 2014-йилила тунҗи лагерлар қурулушқа башлиған. Йәнә келип хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири җав кеҗи ениқ қилип: ‛баш секретар ши җинпиң техиму көп лагерлар вә сақчилар қошуни бәрпа қилиш, һазирқи лагерларни адәмгә тошуп кәткәнлики үчүн техиму кеңәйтиш, буниңға кетәрлик хираҗәтни мәркизий һөкүмәт толуқ үстигә елиш һәққидә көрсәтмә бәрди. Мәркәз бу җәһәттики қийинчилиқлардин хәвәрдар‚ дегән. Шундақ болғанлиқи үчүн чен чуәнго маһийәттә пәқәт бейҗиң даирилириниң дегәнлирини орунлиған, шулар һавалә қилған сөзләрни тәкрарлап бәргән, халас. У һәтта ениқ қилип ‛5-июл күни үрүмчидики сақчилар һаңвақтилиқ қилип намайишчиларға оқ чиқармиған. Бу бәкму әпсуслуқ бир иш‚ дегән. Униң қаришичә, лагерға қамалғанлар әнә шу хилдики қаттиқ контрол қилиш лазим болған, қечишқа урунса етиветиш зөрүр болған кишиләрдур. Һазирқи бу мәлуматлардин қариғанда мәйли чен чуәнго болсун яки мәркизий һөкүмәт болса өзлириниң мушу хилдики тәшвиқатлириға өзлири ишинип қалған. Бу җайда терорлуқ тәһдити һәммила йәрни қаплиған, шуңа бихәтәрликни бошаштурмастин давам қилишимиз лазим, дәп қариған.”

“турғун алмасниң өлүкини сотлаймиз!”

Хитай һөкүмити нәччә он йиллап давам қилған сиясий һәркәт җәрянида вәйран болған иқтисадий системини һалакәттин сақлинип қелиш үчүн 1980-йиллардин башлап тәдриҗи һалда “ишикни ечиветиш” сияситини иҗра қилишқа башлиған иди. Шуниң баһанисида уйғур диярида қисқиғинә мәзгил давам қилған нисбий “әркинлик” дәвридә бир қисим зиялилар уйғурларниң мәдәнийити вә тарихиға даир бир йүрүш әсәрләрни яритишқа күч чиқарған болса, йәнә бир қисим уйғур кадирлар тәдриҗи һалда һәрқайси мәмурийәт сәплиригә қобул қилинишқа башлиғанлиқи мәлум. Әнә шу хилдики кадирларниң бир қисми 2000-йилларға кәлгәндә алиқачан һәрқайси системиларда юқури дәриҗилик рәһбәрлик орунлириға чиқип болған иди. 2015-Йилидин башланған сиясий бастурушта ашу хил уйғур рәһбирий кадирлар “хизмәт” лириниң нәтиҗиси қандақ болушидин қәтинәзәр “икки йүзлимичи” дегән қалпақ кийдүрүлүп, һәммиси бир-бирләп тутқун қилинған. Йәнә келип шунчә чоң дело һесаблинидиған бу ишларниң көпинчиси җәмийәт үчүн хели узунғичә қаттиқ “сир” тутулған.

Чен чуәнго 2018-йили июндики сөзидә нуқтилиқ қилип “компартийәдин мааш елип компартийәдин миннәтдар болмайдиған” бир түркүм рәһбири кадирларниң мәвҗутлуқини алаһидә тәкитлигәндә уйғур аптоном районлуқ әдлийә назаритиниң сабиқ назири, уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң муавин секретари ширзат бавудунни алаһидә мисал сүпитидә тилға алған. Униң бу һәқтики сөзлиридә муну қурлар көзгә челиқиду: “ло доңчуән (аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети вә ревизийә комитетиниң мудири) йеқинда тутқан ширзат (бавудун) вәтәнгә хаинлиқ қилип дүшмәнниң қойниға өзини атқан бир тузкор. У шунчә яш турупла әдлийә назаритигә назир болған болсиму йәнила партийәмиздин миннәтдар болмиған. Қурбан тулум чеғида һөкүмәт бирнәччә мо йәр бөлүп бәргәндин кейин хошаллиқида ешәк минип бейҗиңға бармақчи вә рәис мав зедуңға рәһмәт ейтмақчи болған иди. Ширзатни өстүргәндила мән бу ишниң чатақлиқини байқиған. Шуңа кейин уни сиясий-қанун комитетиға муавин секретар қилип йөткигәндә мән униңға тәгмәй турушни, кейинчә уни сиясий кеңәшкә йөткәшни ейттим. Әмма у хаталиқиға қилчиму това қилмастин туюқ йолда меңивәрди. Әҗиба ширзат бир өзи шинҗаңни мустәқил қилаламти? һазир баш секретар (ши җинпиң) ниң дана рәһбәрлики, бир милярд үч йүз милйон нопус вә нәччә милйон кишилик армийә бизгә қалқан болуп туриватқанда, униң қилмиши сүвәрәкниң һарвини тосмақчи болғинидәк бир иш әмәсму? шуңа биз уни туттуқ. Аяли вә балисиниму туттуқ. Аяли йүрәк кесили барлиқи һәққидә ялған испат ясап бизни қорқутмақчи болди. Әмма биз бундақ асийлардин қилчиму қорқуп қалмаймиз. Шуңа биз уни түрмидә чирип өлгин, дедуқ. Шөһрәт (закир) немә үчүн давамлиқ рәис болуп сайланди? чүнки у баш секретарниң ишәнчисигә, партийәмизниң ишәнчисигә еришти.”

Чен чуәнго бу сөзләрни қилиш җәрянида идиологийә саһәсиниң “ис-түтәксиз җәң мәйдани” икәнликини, “икки йүзлимичи” кадирларниң әнә шу җәңгаһтин пайдилинип, “шинҗаңниң мустәқиллиқи” ни әмәлгә ашурмақчи болғанлиқини алаһидә тәкитлигән. У бу һәқтә сөз қилғанда 2018-йиллириниң алди-кәйнидә қолға елинған бир түркүм уйғур сәрхиллири һәққидә тохтилип мундақ дегән: “ширзат (бавудун) мушундақ қилди; тил-йезиқ комитетиниң мудири муһәммәт ели шундақ қилди. У пан-түркизим вә пан-исламизимға даир көплигән әсәрләрниң оттуриға чиқишиға йол ечип бәргән. Ташполат (тейип) дегән икки йүзлимичи болса дуня уйғур қурултийиниң адимини шинҗаң университетиға келип дәрс өтүшкә тәклип қилған. Маарип назаритиниң назири саттар (савут) һәтта ‛алий мәктәпкә имтиһан бериш гуваһнамиси‚дики ‛имтиһан елинидиған чәтәл тили‚ дегән катәкчигә ‛хәнзу тили‚ дегән түрни қошуп қойған. ‛шинҗаң тиббий университетиниң мудири (халмурат ғопур)му шундақ қилмидиму? уни ‛дөлитимизниң маарип министири болғин‚ дисиму унимайду. Немә үчүн дегәндә әслидә улар (оттура асиядики) қошна җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин назирлар министир болғандәк иш болушни хам хиял қиливатиду. Бизниң дөлитимиз совет иттипақи әмәс. Партийәмизни алдаш ундақ асан әмәс. Баш секретар ши җинпиң қайта-қайта ‛һечқандақ тәшкилат яки сиясий гуруһниң һәрқандақ шәкил билән дөлитимиз територийәсидин бир ғерич йәрниму бөлүвелишиға йол қоймаймиз‚ дәп тәкитлигән. Һелиғу бир ширзат икән, он яки йүз ширзат чиқсиму, бу хам хиял әмәлгә ашмайду.”

Чен чуәнгониң баян қилишичә, уйғур дияридики зорлуқ күч арқилиқ қаршилиқ көрситиш һәркәтлириниң мәнбәси ислам дини болса, бөлгүнчилик һәркәтлириниң идийиви мәнбәси “зәһәрлик” тарих китаблири икән. Шуниң үчүн “зиялий қияпитигә киривалған” бир түркүм кишиләргә “қилчиму рәһимдиллик қилмаслиқ” пиринсипи бойичә иш көрүш зөрүр лазим, дәп тәкитлигән. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дегән: “шөһрәт (закир) дәсләп маңа (турғун алмасниң) ‛үч китаб‚ иниң зәһири бәк еғир болғанлиқини сөзләп берип: ‛бу китабларниң аптори өлүп кәтти‚ деди. Ло доңчуән бу һәқтә мәхсус дело гурупписи қуруп чиқти. Аптори өлүп кәткән болсиму каримиз йоқ. Биз йәнила униңға дело турғузиверимиз. Компартийә һәммидинму бәк әстайидил болғачқа у адәм өлүп кәткән болсиму биз униңдин давамлиқ һесап алимиз. ‛үч китаб‚ аз адәмни зәһәрлидиму? биз буни җиқ тәкшүрдуқ. Йәкән наһийисиниң һакими әслидә шинҗаң университетини пүттүргән бир түзүк зияли икәнтуқ. Әмма у ашу китабларни оқуғандин кейин бөлгүнчиликкә маһил болған.”

Чен чуәнгониң бу сөзлири уйғур дияридики бир қисим мойсипит зиялиларниң немә үчүн пенсийәгә чиққан яки “бир пути гөргә саңгилиған” болушиға қаримай еғир қамаққа һөкүм қилиниши яки лагерларға қамилишидики “сир” ларни ечип бәргән. Шуниңдәк уйғур зиялилар қатлимидики “тазилаш” ниң өткән бәш йилда шунчә кәң көләмдә давам қилиши, бу җәрянда уйғурлар арисида бәлгилик тәсир қозғиған шәхсләрниң һечқандақ хәвири болмаслиқтәк реаллиққа қарита пәйда болған бәзи соалларғиму қисмән һалда җаваб бәргән. Дәрвәқә, чен чуәнгониң бу хил сиясий мәвқәси әмилийәттә бейҗиңдин келиватқан “әң алий йолйоруқ” ни дәстәк қилған һалда оттуриға чиққан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.