“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң асасий темисиға айланди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.08.31
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң асасий темисиға айланди 24-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидин көрүнүш. 2022-Йили 30-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә пайтәхти әнқәрәниң әтимәсқут районида давамлишиватқан 24-нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалида “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң асасий темисиға айланди.

Мәзкур фестивалда уйғурлар мәхсус “шәрқий түркистан өйи” ечип түрк җамаәтчиликигә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни аңлатмақта. Бу фестивалға түркийәдин 45 җәмийәт вә вәхпә қатнашқандин сирт оттура асия түркий җумһурийәтлири һәм башқа түркий милләтләр мәхсус бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийәт-сәнитини намаян қилмақта. Уйғурлар бу қетим бурунқи йиллардикигә охшимайдиған шәкилдә нуқтилиқ һалда “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни болупму “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики сүрәтләрни есип, он миңлиған адәмгә аңлатмақта.

24-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидин көрүнүш. 2022-Йили 30-авғуст, түркийә.

10 Күн давамлишидиған фестивалда һәр күни ахшам бир қанчә вилайәт билән бир түркий милләт сәһнә елип өзиниң сәнәт номурлирини көрсәтмәктә.

30-Авғуст ахшамдики паалийәт уйғур музикант амир қилич билән аяли хәйриниса иҗат қилған “шанлиқ түркийә” намлиқ нахша билән башланди. Уйғур нахшичи абдулла көсә уйғур нахшилирини, истанбулдин кәлгән уйғур яшлар уйғур самаси орунлиди. Ахирида қолида көк байрақ билән түрк байриқини ләпилдитип уйғурларни алқишлиған он миңлиған кишигә сөз қилған дуня уйғур қурултийи вәкили хәйрулла әфәндигил әпәнди, түрк хәлқини “шәрқий түркистан өйи” ни екскурсийә қилишқа чақирип мундақ деди: “һөрмәтлик җан қериндашлиримиз хуш келипсиләр, 24 йилдин буян бу паалийәттә түрк дунясини бир йәргә җәм қилған, шәрқий түркистанлиқларниң дәрд-әләмлирини аңлитишимизға мәйдан һазирлап бәргән әтимәсқут районлуқ һөкүмәт рәиси әнвәр дәмирәл әпәндигә рәһмәт ейтимән. Һөрмәтлик түрк қериндашлирим, шәрқий түркистан хәлқи йоқ болуш хәвпигә дучар болмақта. 2017-Йилидин тартип шәрқий түркистанлиқлар җаза лагерида. Уйғурларниң өйлиригә хитайлар орунлаштурулуп, кичик балилар хитайниң ички районлириға елип кетилмәктә. Қисқиси уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учримақта. Әгәр бу һәқтә мәлумат елишни халисаңлар фестивал мәйданидики ‛шәрқий түркистан өйи‚ни екскурсийә қилиңлар”.

24-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидин көрүнүш. 2022-Йили 30-авғуст, түркийә.

Арқидин 24 йилдин буян хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивали уюштуруп келиватқан әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң рәиси әнвәр дәмирәл әпәнди сөз қилип мундақ деди: “наһайити яхши кечә болди. Түркийәниң гүмүшхана вә самсун вилайити билән бирликтә шәрқий түркистанлиқларму сәнитини сәһнигә қойди. Уларға көп рәһмәт ейтимән. Шәрқий түркистанлиқлар изчил һалда бизниң фестивалимизға қатнишиватиду. Бу фестивалда йүз миңлиған адмгә шәрқий түркистанниң тарихи, мәдәнийити вә уларниң еғир вәзийитини аңлитиватиду. Бизму уларниң дәрд-әләмлиригә вә қийинчилиқлириға ортақ болуватимиз. Биз һәр даим шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида икәнликимизни қайта тәкрарлимақчимән. Улар үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз”.

Булардин сирт уйғурлар йәнә мәзкур фестивалда 24-қетим өзлириниң тарихи, мәдәнийәт-сәнити, уйғурлар тоғрисида түркийәдә чиқиватқан китаб вә гезит-журналлар, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесимлири вә қирғинчилиқ сиясәтлири, инсан һәқлири дәпсәндичиликлири вә һәр қайси дөләтләрдә елип бериливатқан паалийәтлири әкс әттүрүлгән сүрәтләрни көргәзмә қилди.

24-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидин көрүнүш. 2022-Йили 30-авғуст, түркийә.

Узун йиллардин бери изчил һалда бу паалийәткә қатнишип келиватқан түркийә радйо телевизийә идарисиниң мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди, бу паалийәттә көп санда кишигә җаза лагерлири, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң аңлитилғанлиқини, бу фестивалниң т р т аваз, бәңгүтүрк телевизийә қаналлиридин нәқ мәйдандин тарқатқанлиқини, шуңа үнүминиң наһайити зор болғанлиқини баян қилди.

Әтимәсқут, пайтәхт әнқәрәниң бир райони болуп 8-айниң 21-күнидин 31-күнигичә давамлишидиған бу фестивалға қирғизистан, әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан, шималий сипрус түрк җумһурийити қатарлиқ дөләтләрниң һәммиси иштирак қилмақта. Ирақ түркмәнлиригә, гиретсийәдики түркләргә, қирим татарлириға вакалитән уларниң тәшкилатлири бу фестивалға қатнашмақта. Бу түркий милләтләр 10 күн бойичә өз тарихини, сәнитини, мәдәнийитини, өрп-адәтлирини пүтүн мәдәнийәт байлиқлирини тонуштуриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.