Уйғур яш сатуқ гөктуғниң TRT музика қанилида орундиған уйғурчә нахшилири алқишқа еришти
2023.02.03

28-январ күни уйғур яш нахшичи сатуқ гөктуғниң орунлишидики уйғурчә нахшилар түркийәниң әң чоң дөләтлик телевизийә қанили болған TRT (түркийә радийо-телевизийәси) ниң музика қанилида көрситилип, күрмәнләрләрниң қизғин алқишқа еришти. яш нахшичи сатуқ гөктуғ шу күни абдуреһим өткүрниң “баһарға муштақлиқ” намлиқ шеирини нахша қилип оқуштин сирт йәнә “салам лутпулла”, “бизниң нахшимиз” қатарлиқ уйғурчә нахшиларниму ейтқан.
Биз бу мунасивәт билән уйғур яш нахшичи сутуқ гөктуғни зиярәт қилдуқ. Униң билдүрүшичә, у әслидә 2009-йили мисирға оқушқа чиққан болуп, 2014-йили дадиси билән түркийәгә келип, истанбулда олтурақлашқан икән. У һазир бир тәрәптин ишләп аилисиниң түрмушини қамдашқа тиришса, йәнә бир тәрәптин, иштин сирт студийоға берип нахша-музика мәшқи елип бармақта икән. У һазирғичә өз алдиға 4-5 уйғурчә нахшини өзи иҗат қилған
Униң билдүрүшичә, у бир сәнәт һәвәскари болуп, уларниң аилисиму илгири сәнәт билән шуғулланған аилә икән.
Сутуқ гөктуғниң билдүрүшичә, униң ситудийодики йетәкчиси уни TRT дики мунасивәтлик программа режиссури билән тонуштурған икән. У таллаштин өткәндин кейин, TRT музика қанилида нахша ейтиш салаһийитигә еришкән.
У, өзи ейтқан “баһар муштақлиқи” намлиқ нахшиниң мәзмуни тоғрисида тохтилип, бу шеирни мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң 1978-йили язғанлиқини, шеирда вәтәнниң һөрлүки вә мустәқиллиқиға болған интилишни бир қизниң тәсвиридин гүзәл шәкилдә оттуриға қойғанлиқини баян қилип өтти.
Сутуқ гөктуғниң ейтишичә, униң аписи буниңдин бирқанчә йиллар илгири ата-анинси йоқлап вәтәнгә қайтақанда, хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинип лагирға қамалған вә кейинчә 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған икән. Сутуқ гөктуғ вәтәндики уруқ-туғқанлириниң бешиға техиму еғир палакәтләрниң келип қелишидин сақлиниш үчүн, аписи тоғрисида тәпсилий мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
У өзиниң бир сәнәт һәвәскари икәнликини, вәтән-хәлқи үчүн сәнәт арқилиқ хизмәт қилишқа тиршиватқанлиқини билдүрди.
Биз йәнә бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн TRT уйғурчә радийо қанилиниң хадими, журналист миркамил қәшқәрлири билән сөһбәт елип бардуқ.
Миркамил қәшқәрли әпәнди, көрүрмәнлири көп болғанTRT музика қанилида уйғурчә нахша орундашниң уйғурлар вә уйғур мәсилисини түркийә һәм түрк дунясиға тонуштурушта зор әһмийәткә игә икәнликини, бу хил пирограммиларниң техиму көпләп оттуриға чиқиши үчүн техиму зор тиришчанлиқ көрситиш керәкликини тилға алди.