Германийә мәтбуатлири хитайниң сахта тәшвиқатлириниң үнүмигә сәл қаримаслиқни агаһландурди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.05.27
Хитай һөкүмитиниң иҗтимаий торбәттики тәтүр тәшвиқати
Yettesu

Хитайниң сахта тәшвиқатиға һәссә қошуватқан чәт әлликләрниң саниниң барғансери көпийиватқанлиқи мәлум болмақта.

26-Май германийәниң дөләтлик телевизийә қанили болған ARD ниң бейҗиңда турушлуқ мухбири рут кирихнер “хитайниң уйғур истратегийәси, қәбиһ вә күчлик тәшвиқат” намлиқ бир программа елан қилди. Униңда хитайниң барлиқ тәшвиқат қораллирини ишқа селип ғәрбликләрниң уйғурлар тоғрисидики учурлириниң һәммисинила ялғанға чиқиришқа уруниватқанлиқи илгири сүрүлгән һәмдә хитайниң бу сахта тәшвиқат сепидин бир бөлүк чәт әлликләрниңму орун алғанлиқи баян қилинған. Программиға “хитай уйғурлар мәсилисигә қарши туриду-филим вә йотуб арқилиқ тақабил туруш сиясити” дәп қошумчә мавзу қоюлған иди.

Программида хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сияситини әйибләшниң хәлқаралиқ омумий бир еқимға айланғанлиқи, хитай хәлқара җәмийәтниң уйғур районида тәкшүрүш елип беришиға йол қоймиғанниң үстигә, сахта тәшвиқат арқилиқ қайтурма һуҗумға өтүп уйғурлар тоғрисида һәрхил фелимләрни ишләп тарқитип дуняни қаймуқтуриватқанлиқи, бу тәшвиқати үчүн йотуб қатарлиқ иҗтимаий таратқулардин кәң түрдә пайдинилиниватқанлиқи тилға елинған. Буниң мисали сүпитидә хитайлар йеқинда ишләп тарқатқан “нахшиниң қанити”, “тәғритағлириниң җәнубий вә шимали”, “җуңгониң шинҗаңдики һәқиқий һаят хатириси” намлиқ филимләр көрситилгән. Филимларда гүзәл мәнзирилик тағ бағрида уйғур, қазақ, хитайларниң бирликтә хушал-хорам нахша ейтип, уссул ойнаватқан “ғәмсиз”, “бәхтлик һаяти” тәсвирләнгән. Филимда топ тепиватқан уйғур қизи, сатрачхана ачқан ромалсиз уйғур аялниң тәсвири берилип, хитай һакимийитиниң бу “қалақ районни заманиви еқимға маслаштурған” лиқи әкс әттүрүлгән.

Филим апториниң диққитини хитайниң бу сахта тәшвиқати сепидин орун алған бир бөлүк чәт әлликләр чәккән. Хитайниң шенҗен шәһридә яшаватқан әнгилийәлик ле баррет вә униң оғли оли, канадалиқ давид думбирил, исраилийәлик раз галор қатарлиқларниң иҗтимаий таратқуларда қанчә йүз миң муштәрилири болуп, уларниң һәммиси уйғур райониға тәклип билән барған вә хитай орунлаштурған бәзи җайларни саяһәт қилип, қайтип кәлгәндин кейин “шинҗаңдики гүзәл һаят” ни мәдһийәлигән, ғәрб ахбарат вастилириниң мәлуматлирини “ойдурма”, “өсәк сөзләр” дәп әйиблигән. Аптор бу йәрдә “буларни хитай һакимийити дәсмайә билән тәминлигән болуши мумкин” ликини пәрәз қилиду.

Германийә вурсбург университетиниң шинҗаң ишлири мутәхәссиси алперман бу һәқтә тохталғанда “явропалиқларниң нәзәридин қариғанда, нуқсанлар билән толған бу қопал тәшвиқат еқиминиң үнүмини төвән мөлчәрләшкә болмайду. Охшаш бир ипадә шәклигә нисбәтән, биз хитайға башқичә бир нәзәрдин қариғанлиқимиз үчүн бизгә қарита бу тәшвиқатниң анчә бәк тәсири болмайду, әмма дуняниң башқа районлириға нисбәтән ейитқанда, униң тәсири йетип ашқучә юқири болиду. Мутләқ көп қисим мутәхәссисләр хитайниң ахбарат мәзмуниниң қаратмилиққа, истратегийәлик характерға толуп ташқанлиқини ипадә қилмақта, бу тәшвиқатларниң болупму африқа вә җәнубий америкиларға тәсир көрситиш үнүми юқири болиду,” дәйду.

Германийәдики уйғур зиялиси абдушүкүр әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң сахта тәшвиқатлириниң күнсери әвҗ елишиға қарши муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә җамаитиниңму паал һәрикәт қиливатқанлиқини, хитайниң пишанисигә “ирқий қирғинчилиқ” дегән тамғини уруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тәкитлиди.

“хитайниң уйғур истратегийәси, қәбиһ вә күчлүк тәшвиқат” намлиқ программида илгири сүрүшичә, нөвәттә хитай яқтурмайдиған әң чоң аталғу “уйғур мәсилиси”, әң чоң тема “җаза лагерлири” болуп, ши җинпиң һөкүмити буниңға қарши барлиқ тәшвиқат машинилирини ишқа селип қайтурма һуҗум шәкилләндүрмәктә икән. “уйғур мәсилиси” вә “җаза лагерлири” ниң мәвҗутлиқини йоққа чиқириш үчүн чәт әллик ялланмилардинму үнүмлик пайдиланмақта икән.

Дәрвәқә, йеқинқи мәзгилләрдин буян иҗтимаий таратқуларда вә ахбарат орунлирида хитайниң миллий сияситигә чапан япидиған ғәрбликләрниң сани көрүнәрлик көпәйди. Америкалиқ комидийә артиси рәдактәд тониғт, франсийәлик қәләмкәш махимә вәвас, германийәлик мухбир һелмут шебен қатарлиқ қанчилиған ғәрбликләр хитайниң зувани болуш вәзиписини үстигә елип кәлмәктә.

Германийәлик мухбир һелмут шебен 4-айниң 24-күни елан қилған “шинҗаңдики тоқунуш вә униң келип чиқиши” намлиқ мақалисидә хитайниң җаза лагерлири сияситини ақлап, уйғурларни мав зедуң дәвридин башлапла “терорчи” қилип көрситишкә урунған. “уйғурлар тоғрисидики сахта учурниң ахирлишиши” намлиқ китабниң аптори, франсийәлик қәләмкәш махимә вивас болса 5-айниң 7-күни хитай тәрәп тор арқилиқ өткүзгән “һәқиқәттә чиң турайли, ғәрб ахбарати тәрипидин йиқитилмайли” намлиқ йиғинға қатнашқанда, өзиниң хитай билән охшаш мәвқәдә туруп “һәқиқәтни сөзлигәнлики” үчүн ғәрбликләрниң шиддәтлик һуҗумиға учриғанлиқини, шундақтиму уйғурларниң “бәхтияр һаяти” тоғрисида давамлиқ тәшвиқат елип баридиғанлиқини тилға елип хитайниң мәдһийәсигә сазавәр болған. Америкалиқ комедийә артиси рәдактәд тониғт 5-айниң 24-күни елан қилған “хата қараш” намлиқ программида ғәрбтики бәзи дөләтләрниң хитай үстидин елан қилған “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” қарари вә уйғурларниң мәҗбурий әмгики һәққидә тохталғанда, пакитларниң йетәрлик әмәсликини тутқа қилип, бу дөләтләрдин пакит көрситишни тәләп қилған. Униң сөзлири хитай тәшвиқат органлириниң алқишиға сазавәр болуп, хитайниң зувани болған “йәр шари вақти гезити” тәрипидин махтилип кәң тәшвиқ қилинған.

Германийәдики уйғур зиялийси аблимит әпәнди бу һәқтә тохталғанда, уйғурлар учраватқан зулумға даир пакитлар алдида бу ялланма қәләмкшләрниң пикирлириниң пут дәссәп туралмайватқанлиқини әскәритти.

Мәлум болғинидәк, хитайниң өз зулумлириға чапан япидиған сахта тәшвиқатиниң һәссиләп күчийишигә қаримай, уйғурлар үстидики зулумларниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” икәнликини муназирә қиливатқан дөләтләрниң сани көпәймәктә. Америка, әнгилийә, голландийә, канада вә литва “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” ни етирап қилған дәсләпки 5 дөләт болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.