Қәшқәрдики 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури сайит һаҗиниң тутқунда икәнлики мәлум

Мухбиримиз меһрибан
2019.08.21
doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-1.jpg

Қәшқәрдики 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури сайит һаҗи тонуштурулған, үндидар салонида елан қилинған “кәсипкә болған һөрмәт вә иштияқ” намлиқ әдәбий ахбаратқа чиқирилған сүрәт. Social Media

doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-2.jpg

25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс) Social Media

doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-3.jpg

25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди оператсийә үстидә. (Вақти вә орни ениқ әмәс) Social Media

doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-4.jpg

25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди оператсийә үстидә. (Вақти вә орни ениқ әмәс) Social Media

doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-5.jpg

25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс) Social Media

doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-6.jpg

25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди аилиси билән. (Вақти вә орни ениқ әмәс) Social Media

Дохтур сайитһаҗи қасим қәшқәр 2-дохтурханиси ташқи кесәлләр бөлүминиң мудир вирачи болуп, у 2017-йил 9-айниң 4-күни, йәни қурбан һейт кечиси сақчиханиға чақиртилип елип кетилгәндин буянқи икки йил җәрянида һечқандақ из-дерики болмиған.

Уни билидиғанларниң радийомизға ашкарилишичә, дохтур сайитһаҗи қасим тәҗрибилик ташқи кесәлләр дохтури болуп, у өзи хизмәт қилған дохтурханидила әмәс, бәлки җәнубий уйғур диярида сүйдүк йолидики ташни чүшүрүш оператсийәсидә юқири техникиси билән тонулған уйғур дохтур һесаблинидикән.

Сайитһаҗи қасимни йеқиндин билидиған тонушлиридин бир қанчәйлән өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән радийомиз зияритини қобул қилип, дохтур сайитһаҗи һәққидә билидиған әһвалларни баян қилди.

Уларниң билдүрүшичә, бу йил 47 яшларға киргән сайитһаҗи қасим 1996-йили шинҗаң теббий университетиниң давалаш кәспини түгәткәндин кейин, қәшқәр 2-хәлқ дохтурханисиниң ташқи кесәлләр бөлүмигә хизмәткә тәқсим қилинған. У 2004-йилидин буян мәзкур дохтурханиниң сүйдүк йоли вә ташқи кесәлләр бөлүмидә вирачлиқ унвани билән ишләшкә башлиған. 2006-Йили бейҗиң теббий университетиниң дохтурханисида бир йил билим ашурған. Дохтур сайитһаҗи қасим мәзкур дохтурханида ишлигән 20 йилдин буян бөрәк вә сүйдүк йоллиридики ташни чүшүрүш оператсийәсидики юқири маһарити билән қәшқәр вилайитидила әмәс, бәлки җәнубий уйғур дияридиму намә чиққан икән.

Мәлум болушичә, сайитһаҗи қасим 2017-йили 9-айниң 4-күни қәшқәрдики өйидин елип кетилгәндә униң 80 яштин һалқиған ата-аниси, аяли вә икки нарәсидә балиси немә болғанлиқини биләлмәй қалған. Униң аилисидикиләр билән дохтурханидики хизмәтдашлириму сайит һаҗиниң немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқини һәтта сүрүштүрүшкиму петиналмиған.

Кейинки мәзгилләрдә аилисидикиләр сайит һаҗиниң тутқун қилиниш сәвәбини сақчилар арқилиқ анчә-мунчә хәвәр тапқан. Игилинишичә, сайит һаҗиниң тутулушиға униң илгири қәшқәр вилайитигә қарашлиқ наһийәләрдә елип берилған бир қетимлиқ сәйярә давалаш мәзгилидә мәлум бир гуманлиқ киши чүшкән меһманханида ятқанлиқи сәвәб болған икән.



Уларниң билдүрүшичә, дохтур сайит һаҗи тутуп кетилиштин бурун пат-пат һәрқайси наһийәләргә тәклип қилинип, сүйдүк йолидики ташни чүшүрүш оператсийәси ишлигән икән. Шу чағларда сайитһаҗи һәққидә хитай һөкүмәт таратқулирида “хизмәттә нәтиҗә көрсәткән дохтур” дегәндәк мәдһийә түсидики хәвәрләр берилгән икән.

Игилинишимизчә, илгири үндидар салонида сайитһаҗиниң кәспий җәһәттики юқири техникиси вә иш-излири тонуштурулған “Кәсипкә болған һөрмәт вә иштияқ” намлиқ әдәбий ахбарат елан қилинған икән.

Биз қәшқәр 2-хәлқ дохтурханисиниң тор бетигә кирип, мәзкур дохтурханиниң мутәхәссисләр тизимликини тәкшүргинимиздә сайитһаҗи қасимниң исми тепилмиди. Дохтурханиниң торидики хәвәр вә рәсимләрни тәкшүргинимиздә 2015-йилиға аит бирқанчә хәвәрдә сайитһаҗи қасимниң 2015-йили дохтурханида ечилған “бир йол бир бәлвағ” қурулуши бойичә сәпәрвәрлик йиғини вә илмий доклат йиғинлирида коллектип чүшкән бирқанчә парчә фото сүрити тепилди.

Биз йәнә дохтурханиниң 2019-йиллиқ кесәл көргүчи мутәхәссисләр тизимлики билән дохтурханиға аит хәвәрләрни тәкшүргинимиздә униң исминиң 2017-йили 4-сентәбир күнидин кейин дохтурханидики мутәхәссисләр тизимликидин өчүрүлгәнлики мәлум болди.

Биз қәшқәр вилайәтлик 2-хәлқ дохтурханисиға телефон қилип, ташқи кесәлләр бөлүмидики мутәхәссисләрдин мудир врач сайитһаҗиниң кесәл көрүш номурини қандақ алғили болидиғанлиқини сүрүштүрдуқ.

Әмма мәзкур дохтурханидин телефонни алған хадим дохтурханидики мутәхәссисләр тизимликидә сайитһаҗи қасимниң исминиң йоқлиғини дәпла телефонни қоювәтти.

Сайит һаҗи қасимниң илгирики кесәллиридин бири намида әйни номурға қайта телефон қилип униң исминиң немә үчүн дохтурханиниң мутәхәссисләр тизимликидин йоқап кәткәнликини сүрүштүрдуқ.

Бу қетим телефонимизни алған аял хадим аввал телефонниң хата урулғанлиқини билдүрди. Униңға мәзкур номурниң қәшқәр 2-хәлқ дохтурханисиниң тор бекитидики номур икәнликини қайта тәкрарлиғандин кейин болса, у сайитһаҗи дохтур һәққидә һечнемә билмәйдиғанлиқини шуңа униң һәққидики соалларға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Ундин кейин урған бирқанчә қетимлиқ телефонлиримизниң һәммиси дегүдәк җавабсиз қалди.

Дохтур сайитһаҗиниң әһвали һәққидә радийомизға инкас йоллиған бу киши йәнә дохтур сайитһаҗи сүрүштүрүлгәндә дохтурхана хадимлириниң җаваб бәрмәслики һәққидиму өзиниң гуманий қарашлирини оттуриға қойди.

У өзиниң 2017-йили 9-айда сайитһаҗи сақчилар тәрипидин тутқун қилинип сорақ қилинған дәсләпки мәзгилләрдә, сүрүштүрүш арқилиқ, сақчилар тәрипидин тутқун қилинип сорақ қилинғанлар һәққидә идарә рәһбәрлири кепиллик хети чиқирип бәргинидә, шу кишиниң қоюп берилиш еһтималлиқини билгәндин кейин, сайит һаҗиниң аилисидикиләр вә уни йеқиндин билидиғанларниң қәшқәр 2-дохтурхана рәһбәрлиридин испат хети тәләп қилған болсиму, әйни чағда бу тәләпниң дохтурхана башлиқлири тәрипидин рәт қилинғанлиқини билдүрүп, сайитһаҗидәк өз кәспидә пишқан бир дохтурниң тутқун қилинишида һәр хил гуманлиқ қиясларни қилиш мумкинликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.