Лагер шаһити сайрагүл савут аилиси билән биллә шиветсийәгә йетип барған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.06.03
Сайрагүл аилисидикиләр билән биллә Сайрагүл соттин кейин аилиси билән чүшкән рәсими. 2018-Йили 8-айниң 1-күнидики
Galim Rakijan

Сайрагүл савутбай қазақистанға қечип өткән лагер шаһитлириниң бири. Лекин у қазақ сақчилири тәрипидин тутқун қилинған вә хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән иди. Униң делоси қазақистандики “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң ярдими вә қоллиши билән қазақистан җамаити вә хәлқаралиқ ахбаратларниң җиддий диққитини қозғиған иди.

“ата юрт тәшкилати” ниң вәкиллиридин ғәйрәт байтолла, радийомизға мәхсус учур йәткүзүп, бүгүн, йәни 3-июн чүштин бурун сайрагүл савутбайниң қазақистандин шиветсийәгә қарап йолға чиққанлиқини, униң шиветсийәгә йетип барғандин кейин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ярдимидә сиясий панаһлиқ тиләш еһтималлиқи барлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, сайрагүлниң хитайға қайтурулуштәк хәвптин қутулуп, үчинчи бир дөләткә кетишкә йол ечилиши 3 айдин буян мирза қамақта тутуп турулуватқан “ата юрт пидаийлири” ниң йетәкчиси серикҗанниңму қоюп берилип башқа бир дөләттә панаһлинишқа рухсәт қилиниш еһтималлиқини оттуриға чиқармақтикән.

Сайрагүл бултур 8-айда алмутада ечилған сиясий панаһлиқ сотида өзиниң моңғулкүрә наһийәсидики йепиқ тәрбийә лагерида оқутқучилиқ қилған мәзгилидә лагерларға аит мәхпий материялларни көргәнликини, мәһбусларға йүргүзгән хорлаш вә қийин-қистақларға шаһит болғанлиқини илгири сүргән иди.

“ата юрт пидаийлири” ниң қурғучиси, һазир мирза қамақта туруватқан серикҗан биләшоғли илгирики зиярәтлиримиздә гәрчә сайрагүл лагер мәсилисидә сүкүтни бузушни қарар қилған болсиму, әмма қазақистандики түрлүк тәһдит вә агаһландурушлар сәвәблик униң бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини вә ахбаратларниң зияритини вақтинчә рәт қилишқа мәҗбур икәнликини билдүргән иди.

“ата юрт пидаийлири” ниң ярдими билән сайрагүл өзигә сүкүт қилишни изчил йосунда тәвсийә қилип кәлгән илгирики адвокати абузал куспанни 2019 йили 15-февралда рәсмий бикар қилған. Униң орниға қазақистандики даңлиқ кишилик һоқуқ адвокати айман омаровани йеңидин адвокатлиққа тәклип қилған. Бултур 8-айда у қазақистан сотиға йеңи адвокати айман билән биллә қатнашқан, сотта сайрагүлниң хитайға қайтурулмаслиқи қарар қилинған иди. Сайрагүлниң қазақистандин хитайға қайтурулмаслиқидәк бир басқучқа келишидә униң адвокати айман вә “ата юрт пидаийлири” ниң йетәкчиси серикҗанниң хәлқаралиқ ахбаратлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға сайрагүл учриған қийинчилиқларни тохтимастин аңлитиши муһим рол ойниған икән.

Сайрагүлниң бултур 8-айдики соти вә сот қараридин кейин бир гуруппа кишиләр униң өйигә келип, униңға лагерда көргәнлири һәққидә сөзлимәсликни, ундақ болмайдикән ақивитигә өзи мәсул болидиғанлиқи һәққидә агаһландурған икән. Шуниң билән у адвокати вә башқиларниң һеч болмиғанда қазақистанда панаһлиниш илтимаси қобул болғучә болсиму җим туруп туруш һәққидики нәсиһәтлири нәтиҗисидә хитайдики лагерлар һәққидә сөзләшни тохтатқан. Һалбуки, шундақ болушиға қаримай униң қазақистанда панаһлиниш илтимаси икки қетим рәт қилинған икән.

Сайрагүл илгири бир қанчә қетим видейолуқ гуваһлиқ берип, өзиниң қазақистанда панаһлиниш арзусиниң хитайниң қазақистанға қиливатқан бесими түпәйли тосқунлуққа учраватқанлиқини, өз үмидиниң барғансери азийиватқанлиқини ейтқан иди. У йәнә өзиниң қазақистанда туруп қелиш үчүн давамлиқ сүкүт қилиш яки лагерларда көргәнлирини ашкарилап, өзиниң виҗдани бурчини ада қилиш оттурисида қаттиқ таллашқа дуч кәлгәнликини билдүргән иди.

Биз сайрагүл вә униң аилисиниң шиветсийә һөкүмитигә сунған сиясий панаһлиқ илтимасиниң қайси басқучта туруватқанлиқини билиш үчүн шиветсийәниң вашингтонда турушлуқ әлчиханиси билән алақиләштуқ. Шиветсийә әлчиханисиниң ахбарат ишханисиниң хадими өзиниң бу дело һәққидә мәлумати йоқлуқини, сайрагүлниң панаһлиқ ишлири тоғрилиқ шиветсийә һөкүмитидин толуқ мәлумат игилигәндин кейин биз билән алақилишидиғанлиқини ейтти.

“ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң қурғучиси серикҗан биләшоғлиниң вәкили ербол дәвлетбек тәшвиш ичидә яшап кәлгән сайрагүлниң ери вә икки пәрзәнти билән биллә шиветсийәгә йетип беришиниң яхши бир пурсәт болғанлиқини, әркин дуняға бихәтәр йетип барған сайрагүлниң әмдиликтә лагерларниң ички сирлирини техиму кәң түрдә ташқи дуняға аңлитиши үчүн имканийәт туғулғанлиқини билдүрди.

Ерболниң қаришичә, сайрагүлниң қазақистанда панаһлиниши рәт қилинған болсиму, әмма униң хитайға қайтурулмай үчинчи бир дөләткә беришиға йол қоюлушини қазақистанниң дипломатийә тактикисиниң бир ғәлибиси дейишкә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.