Сәлчуқ өздағ: “биз түркийә парламентида шәрқий түркистанлиқларниң авази вә виҗдани болимиз! ”
2023.08.14

Узундин буян уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан, сиясәт билән шуғуллинишқа башлиғандин кейинму түркийә парламентида вә хәлқара сорунларда уйғур мәсилисини оттуриға қоюп келиватқан “келәчәк” (Gelecek) вә “рәфаһ” (Refah) партийәлиридин болған парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сәлчуқ өздағ (Selçuk Özdağ) әпәнди 8-авғуст күни парламент бинасидики ишханисида мәхсус зияритимизни қобул қилди. У радийо зияритимиз җәрянида “биз түркийә парламентида шәрқий түркистанлиқларниң авази вә виҗдани болимиз” деди.
У, уйғур қирғинчилиқи вә түркийәниң буниңға болған инкаси қатарлиқ мәсилиләр бойичә соаллиримизға җаваб бәрди. Җүмлидин хитайниң уйғурларға қарши иҗра қиливатқан зулум сиясити вә ирқий қирғинчилиқини өткән йилларда сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу қурған “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси болуш сүпити билән түркийәдә вә хәлқара сорунларда аңлитишқа тиришқанлиқини, бу йил 5-айниң 28-күнидики сайламда түркийә парламентиға киргәндин кейин икки сиясий партийә бирликтә гуруппа қуруп, шәрқий түркистан мәсилисини түркийә парламентида оттуриға қоюватқанлиқини, алдимиздики күнләрдә бу һәқтә башқа дөләтләр парламентидикигә охшаш түркийә парламентидиму қарар мақуллитишқа тиришидиғанлиқини тәкитлиди.
“ ‛келәчәк‚ партийәси уйғур мәсилисигә қандақ қарайду? ” дегән соалимизға сәлчуқ өздағ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “шәрқий түркистан биз түркләрниң ата юртидур. Уйғурлар һазир ана юрти болған түркийәдиму туруватиду. Шәрқий түркистан мәсилисигә кәлсәк бу мәсилиниң сиясий тәрипи бар, мәдәнийәт билән четишлиқ тәрипиму бар, инсаний тәрипиму бар. Биз шәрқий түркистан мәсилисидә давамлиқ хитайға чақириқ қилип келиватимиз. Биз давамлиқ һалда буни тәкитләватимиз. Хитайлар хитайда қандақ һәқ вә һоқуққа игә болса, шәрқий түркистандики уйғур, қазақ вә қирғизлар, шуниңдәк хиристиян вә будда диниға етиқад қилидиған кишиләрниңму охшаш һәқ вә һоқуқларға болуши керәкликини тәкитләп кәлдуқ.”
У “буни әмәлгә ашуруш үчүн немиләрни қилиш керәк? ” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “буни әмәлгә ашуруш үчүн кишилик һәқ вә һоқуққа һөрмәт қилидиған демократик дөләтләр қилишқа тегишлик хизмәтләр көп. Биринчиси хитайға иқтисадий вә сода җәһәттин бесим ишлитиш керәк. Иккинчиси сиясий җәһәттин хитайға бесим ишлитиш керәк. Үчинчиси, кишилик һәқ вә һоқуқлар җәһәттин хитайға бесим ишлитиш керәк.”
“уйғурлар немиләрни қилиши керәк? ” дегән соалимизға сәлчуқ өздағ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “уйғур түрклирини күтүватқан хирислар бар. Шәрқий түркистандики уйғур түрклири үсти очуқ түрмидә турмақта. Хитай буларниң тили, дини вә мәдәнийитини йоқ қилишқа, уларни ассимилятсийә қилишқа урунуватиду. Хитай <шәрқий түркистан әзәлдин мениң земиним, бу җайниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлири маңа мәнсуп> дәватиду. Иккинчиси шәрқий түркистандин айрилип, түркийәгә, ғәрб дөләтлири вә башқа дөләтләргә кәткәнләрниму күтүватқан хирислар мәвҗут. Чәтәлдики уйғурлар бир тәрәптин турмуш һәләкчилики билән болса, йәнә бир тәрәптин уйғур тилини вә өрп-адәтлирини қоғдап қелиш үчүн тиришиши керәк. Буниң билән бирликтә өз вәтини болған шәрқий түркистанни унтумаслиқи, шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлики үчүн күрәш қилиши керәк. Тил-бир милләтниң мәдәнийитини әвладтин әвладқа давамлаштурушидики муһим васитидур. Шуңа чәтәлдики уйғурлар ана тилини унтумаслиқи лазим. Мәдәнийәт дегән немә, дегән вақтимизда мәдәнийәт бир милләт пәйда болған күндин тартип бүгүнгичә бәрпа қилған һәммә нәрсини өз ичигә алиду. Әң муһими шәрқий түркистанлиқлар чәтәлләрдә хитай зулмини аңлатқандин сирт, уйғур кимликини қоғдап қелишқа, уйғур милләтчилик роһини күчәйтишкә әһмийәт бериши керәк.”
“уйғурлар миллий кимликини қоғдап қелиши үчүн немиләрни қилиши керәк? түркийә һөкүмитичу?” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “уйғурлар бәш миң йиллиқ тарихқа игә. Уйғурлар бәш миң йилдин буян өз музикисини, тилини, сәнитини, тарихини, бинакарлиқ сәнитини, йемәк-ичмәк мәдәнийитини вә өрп-адәтлирини давамлаштуруп кәлмәктә. Бундин кейинки әвладларму буни давамлаштуруши керәк. Уйғур түрклири қайси дөләттә туруватқан болушидин қәтийнәзәр уйғур кимликини, шундақла уйғур түрклирини башқа милләтләрдин айрип туруватқан барлиқ амилларни унтумаслиқи һәмдә буларни әвладлириға өгитиши лазим. Түркийә уйғурлар билән қериндаш дөләт болуш сүпити билән түркләр мәдәнийитиниң айрилмас бир қисми болған уйғур мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн уйғурларни маддий вә мәниви җәһәттин қоллиши, уйғурларға ярдәм қилиши керәк.”
“ ‛келәчәк‚ партийәси бундин кейин уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немиләрни қилмақчи? ” дегән соалимизға сәлчуқ өздағ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “мән түркийә парламент әзаси болуш сүпитим билән әркин асия радийоси арқилиқ ‛келәчәк‚ партийәси рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлуниң салимини йоллаймән. Уйғурлар әң еғир күнләрни бешидин өткүзүватқанда мән сабиқ баш министир әхмәт давутоғлуниң орун басар (муавин) лиқ вәзиписини өтәвататтим. Шу вақитта биз уйғур түрклириниң түркийәгә келишигә қолайлиқ яритип бәргән идуқ. Бу бизниң бурчимиз иди. Чүнки уйғур түрклири бизниң қан қериндашлиримиз. Биз ата юртимиз болған шәрқий түркистанға болған бурчимизни ада қилдуқ, дәп ойлаймән. Бундин кейин түркийә парламентида бурчимизни ада қилишқа тиришимиз. Түркийә парламентида икки партийәниң парламент әзалириниң гуруппа мәсули болуш сүпитим билән шәрқий түркистан хәлқиниң авази вә виҗдани болушни давам қилимән. Биз уйғур қериндашлиримизға ярдәм қилған һәр қандақ дөләт вә шәхсләргә уларниң қайси милләттин яки қайси диндин болушиға қаримай рәһмәт ейтимиз һәм улар билән һәмкарлишимиз.”
Бу қетимқи парламент әзалири сайлимида “келәчәк” партийәсидин он нәпәр, “рәфаһ” партийәсидин он нәпәр болуп, җәмий 20 нәпәр парламент әзаси сайлинип парламентта орун игилигән һәмдә мәзкур икки партийә бирликтә түркийә парламентида гуруппа қурған. Сәлчуқ өздағ әпәнди болса мәзкур гуруппиниң мәсули болуп тәйинләнгән. Сәлчуқ өздағ әпәнди пешқәдәм сиясәтчи болуп, у, бурун вә һазир түркийәни идарә қиливатқан “адаләт вә тәрәқият (AK) партийәси” ниң муавин рәислик вәзиписини өтигән. 2019-Йили сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу билән бирликтә мәзкур партийәдин айрилип “келәчәк” партийәсини қурған.