Атақлиқ қазақ паалийәтчи билашоғли қазақистан даирилириниң өзигә бесим ишләткәнликини илгири сүрди

Мухбиримиз әркин
2019.03.14
serikjan-bilash-sottin-chiqqan-waqti.jpg “ата юрт җәмийити” ниң қурғучиси, қазақ паалийәтчи серикҗан билашоғли сот мәһкимисиниң сиртида мухбирларниң соалиға җаваб бәрмәктә. 2019-Йили 13-март, алмута.
REUTERS

Қазақистандики атақлиқ қазақ паалийәтчи серикҗан билашоғлиниң астанадики нәзәрбәндтә тутуп турулуватқан җайда қазақистан сақчилириниң бесимиға учриғанлиқи, сақчиларниң у турушлуқ җайға келип, уни ақ қәғәзгә имза қоюшқа, адвокатини алмаштурушқа вә “җинайити” ни қобул қилишқа мәҗбурлиғанлиқи илгири сүрүлди.

Билашоғли қазақистанда “ата юрт пидаийлири” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати қуруп, хитайниң йиғивелиш лагерлиридики қазақ вә уйғур тутқунларни қоюп бериш һәрикити башлиған иди. Униң һәрикити наһайити тезла хәлқараниң диққитини қозғап, хитайни қаттиқ биарам қилған.

Билашоғли 10‏-март күни кечиси алмутадики бир меһманханида қазақистан аманлиқ даирилириниң тутқун қилишиға учрап, пайтәхт астанаға елип кетилгән. Кейинрәк қазақистан даирилириниң уни “етник өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблигәнлики мәлум болған иди. Униң тутқун қилиниши хәлқарада зор ғулғула қозғап, қазақистанниң бу һәрикити қаттиқ тәнқидкә учриди. Қазақистан һөкүмити хәлқара җамаәт пикириниң бесимида уни аилә нәзәрбәндигә елип, астанадики бир өйдә мирза қамақта тутуп туруватқан иди

Билашоғлиниң 14‏-март күни адвокатиға әвәткән авазлиқ учури вә униң адвокати айман өмәрованиң бәргән мәлуматида илгири сүрүлүшичә, 13‏-март күни исми намәлум 2 нәпәр қазақистан дөләт аманлиқ хадими серикҗан билашоғли турушлуқ өйгә келип, униңға аталмиш “җинайити” ни қобул қилиш, адвокатини алмаштуруш һәққидә бесим ишләткән. Шуниңдәк йәнә бирқанчә парчә ақ қәғәзгә имза қоюшқа мәҗбурлиған.

Серикҗан билашоғлиниң 13‏-март күни йерим кечидә авазға елинған учурида мундақ дейилгән: “13‏-март күни чүштин кейин мени алмутада тутқун қилған адәмләрдин исми вә салаһийити намәлум икки киши астана шәһиридики мән турушлуқ өйгә кирип, мени ақ қәғәзгә қол қоюшқа мәҗбурлиди вә 3-2 парчә видейоға алди. Видейоларниң биринчисида мени аблизофқа қарши сөзлә деди. Мән аблизофниң ким икәнликини билмәймән. Униң сиясий қарашлири һәққидә сөзләшкә һәққим йоқ. Сиясәткә кирмәймән, униң хәлқни инқилабқа чақиришиға қарши турдум. Қан төкүлүш болмисун, дедим. Буниңда аблизофқа қарши сөзлидим. Айман өмәровадин ваз кәч, деди. Униң адвокатлиқини бикар қил, деди. Мени мәҗбурлиди. Айман өмәрованиң адвокатлиқидин ваз кечисән, деди. Улар айман өмәровани аблизофниң адәмлири, деди. Мән бу видейода сөзләшкә мәҗбур болдум.”

Серикҗан билашоғлиниң билдүрүшичә, даириләр йәнә униң “җинайити” ни иқрар қилип, йәңгил бир тәрәп қилинишини тәләп қилишни, қазақистанда хитайға қарши паалийәт елип бармайдиғанлиқиға вәдә беришни тәләп қилған. Билашоғли адвокатиға әвәткән авазлиқ учурида буниңға даир бәзи һөҗҗәтләргә қол қойдурулғанлиқи, буниңда ақ қәғәзләргә қол қойдурулғанлиқини билдүргән.

Билашоғли мундақ дәйду: “арқидин улар бир кишини чақиртип кәлди. У кишиниң исим-фамилиси булат шелйәшеф икән. Униң исми мениң исмимға охшап қалғачқа униң исми есимдә қалди. У мени сорақ қилған баймуһәммәтофниң башлиқи икән. У маңа җинайитимни иқрар қилимән, мени йәңгиллитип җазалашни тәләп қилимән дәп язисән. Әгәр шундақ қилсаң, биз сениң йәңгил бир тәрәп қилинишиңға ярдәм қилимиз, деди. Улар мени мәҗбурлиғачқа униңға қол қоюшқа мәҗбур болдум. Улар маңа мушундақ қилсаң сотқа елип чиқмаймиз, әгәр сотқа чиқсаң 10 йил кесилип кетисән, дәп бәзи қанунларни көрсәткән болди. Улар мени мәҗбурий қол қойдурди. Мән бәзи һөҗҗәтләргә қол қоюшқа мәҗбур болдум. . . Улар ейтти, әгәр сән җинайәттин ақлинимән, сотта қисқартилсун, десәң, әркинликкә чиқишиң үчүн ярдәм қилимиз. Нәврузниң 31‏-күни әркинликкә чиқисән. Буниңдин кейин хитайдики қазақларниң мәсилисигә арилашмаймән, бу мәсилини көтүрүп чиқмаймән, дәп вәдә қилисән, шундақ қилсаң 10 йиллиқ сотланмайсән, деди. Шуниң билән бирқанчә һөҗҗәткә мәҗбурий қол қойдум. Улар сотқа йоллаймиз, дәп қәғәзгә бәзи нәрсиләрни язди, лекин қәғәзләрниң нурғун йәрлирини бош қалдуруп қойди. Бу қәғәзләрни немә мәқсәттә пайдилинидиғанлиқини билмәймән.”

Билашоғлиниң тутқун қилинишида хитайниң бесими бар-йоқлуқи мәлум әмәс. Хитай һөкүмитиниң уйғур районида 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға қамиши хитайниң оттура асиядики әң чоң сода шерики шундақла униң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсидики һалқилиқ дөләт қазақистанда җиддий әнсизлик пәйда қилған. Билашоғли лагердики тутқунларниң қазақистанда турушлуқ аилә тавабиатлирини тәшкилләп, уларниң из-дерикини сүрүштүргән. Биз қазақистанниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиға телефон қилип, уларниң мәзкур мәсилидики инкасини елишқа тириштуқ. Лекин әлчиханиниң ахбарат ишханиси телефонимизни алмиди. Биз уларға телефон қилиштики мәқситимизни билдүрүп, сөз қалдуруп қойған болсақму, әмма һазирға қәдәр җаваб қайтурмиди.

Биз йәнә пәйшәнбә күни серикҗан билашоғлиниң адвокати айман өмәроваға телефон қилип, униң инкасини соридуқ. Униң илгири сүрүшичә, қазақистан аманлиқ даирилириниң билашоғлини видейоға елип, униңға бәзи һөҗҗәтләрни мәҗбурий имзалитиши қанунсиз икән. У мундақ деди: “бизниң қанунимизда бундақ қанунсизлиқлар чәклиниду, бирақ биз өзимиз көрүп туруватимиз, улар бундақ қанунсиз қилмишни садир қиливатиду. Шу вәқәдин кейин у аялиға авазлиқ учур йоллиған. У шу авазлиқ учурида ведиоға сөзлигәнлиримниң һәммиси ялған. Мени улар қорқутти. Мениң пәқәт бирла адвокатим бар, у болсиму айман өмәрова, у мениң адвокатим болувериду, мән униңдин ваз кәчмәймән. Мени мәҗбурлап, солаймиз, кесимиз, дәп қорқутти. Шуниң билән мән униңға һәммини ейттим. Буниңдин бурунму шундақ вәқәләр йүз бәргән. Мән адвокат болуп башта барғанда улар мени сотқа киргүзмәй өзлири бәлгилигән бир адвокатни қатнаштурған. Лекин серикҗан маңа башқа адвокатниң керики йоқ дегән иди. Шуниңдин кейин сотта у мирза қамаққа буйрулди. Мирза қамақта видейо елишқа болмисиму, лекин дөләт хәвпсизлик комитетиниң адәмлири вә сақчилар келип, видейоға елип, өмәровадин ваз кечимән дегин. Ула немә үчүн өмәровадин ваз кечисән дәйду. Чүнки мән билимән. Өмәрова раст гәпни қилиду. Шуниң үчүн ваз кечисән дәватиду. Уларға өзлириниң сөзини аңлайдиған адәм керәк. Лекин мән уларниң дегинини аңлимаймән, мән қанун немә дегән болса шуни дәймән.”

Өмәрованиң билдүрүшичә, у пәйшәнбә күни билашоғлиниң делосиға мәсул тергавчиға телефон қилип, униңға наразилиқини билдүргән. У өзиниң 19‏-март күни астанаға берип, серикҗанни зиярәт қилидиғанлиқини билдүрди. Өмәрова мундақ дәйду: “мән тергавчиға телефон қилдим. Йәни сақчи идарисиниң бу делоға мәсул тәкшүргүчи хадимиға. Телефон қилип, немә болди? сиз мени 19-нәвроз (март) күнигә чақириватисиз. Тергав болиду, йәни сорақ қилиниду. Сорақ үстидә болушқа чақириватисиз. Немишқа мени чақиртип алдап қоюп, сиз өзиңиз билашқа берип ейтипсиз, айман өмәровадин ваз кәч дәп. Немишқа маңа ундақ ялғанчилиқ қилисән, дәп соридим. Тергавчи ундақ иш болғини йоқ дәйду. Шуниң билән мән ейттим, ундақ иш болмиса, аву видейони ким алди? ундақ болмиса, немишқа видейоға алисиз, дедим. Вай, мән билмәймән, дәйду. Шуниң билән дедим: һәә, сән билмәйсән, у видейони мән алдимму әмисә, һәммә нәрсә көрүнүп туридиғу у видейода. Қандақ болғини бу, дедим. Лекин соалимға җаваб бәрмиди. Шуниң билән 19‏-март күни астанаға баридиғанлиқимни ейттим.”

Лекин билашоғли авазлиқ учурида юқириқи һөҗҗәтләргә қазақистан аманлиқ хадимлириниң бесимида қол қойғанлиқи вә видейода сөзләшкә мәҗбурланғанлиқини билдүрүп, буниң инавәтсиз икәнликини билдүргән. У: “мән адвокатим айман өмәровадин һечқачан ваз кәчмән вә һечқандақ бир җинайәтни үстүмгә алмаймән. Мән һечқандақ бир җинайәт садир қилғиним йоқ. Мән һечкимни җиһадқа чақирғиним йоқ. Мән пәқәт ахбарат арқилиқ хитайда тутқун қилинған қериндашларниң әһвалини ашкарилидим. Хәлқараға уларниң қачан, қәйәрдә, немә үчүн түрмигә соланғанлиқини мәлум қилдим. Һечқачан оттуриға зиддийәт салғиним йоқ.” дегән.

Билашоғлиниң тутқун қилиниши хәлқара таратқуларниң диққитини қозғап, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса өткән дүшәнбә күни радийомизда пикир баян қилип, униң тутқун қилинишиниң қануний асаси йоқлуқи, буниң бир “сиясий қарар” икәнликини илгири сүргән. У, билашоғлиниң қазақистан қануниға хилаплиқ қилмиғанлиқини билдүрүп, “қазақистанниң уни хитайниң қаттиқ бесимида тутқун қилғанлиқиға ишинимән,” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.