Шаһитлар вә тәтқиқатчилар икки җумһурийәт тоғрисидики тор муһакимә йиғинида пикир баян қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.11.13
Shahidlar-we-tetqiqatchilar.jpg Д у қ орунлаштурған икки җумһурийәт тоғрисидики тор муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2020-Йили 12-ноябир.
RFA/Ekrem

Һәр қайси әлләрдики шаһитлар вә тәтқиқатчилар д у қ орунлаштурған икки җумһурийәт тоғрисидики тор муһакимә йиғиниға қатнашти.

11-Айниң 12-күни 1933-йили вә 1944-йили қурулған икки җумһурийәтниң хатирә күни болуп, бу күни д у қ һәр қайси әлләрдики бир қисим шаһитлар вә тәтқиқатчиларни тәклип қилип, икки җумһурийәтни хатириләш тор муһакимә йиғини уюштурған.

Аммиға очуқ шәкилдә өткүзүлгән бу муһакимә йиғиниға уйғур пешқәдәм зиялийлири вә инқилабчилиридин ғоламидин пахта әпәнди тәбрик сөзи әвәткән. Әркин алиптекин әпәнди кесәллик сәвәбидин қатнишалмиған. Уйғур мөтивәрлиридин қазақистандики риза сәмиди, қәһриман ғоҗамбәрди, австралийәдики әһмәт игәмбәрди, сөйүнгүл чанишеф, америкадин доктор нәбиҗан турсун, түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм қатарлиқлар йиғинға қатнишип, икки җумһурийәт тоғрисида пикир баян қилип өткән. Йиғинға әнқәрә университети тил, тарих, җуғрапийә факултетиниң уйғур тили оқутқучиси дотсент, доктор әркин әмәт әпәнди риясәтчилик қилған.

Йиғинға д у қ рәиси долқун әйса әпәнди тәбрик сөзи әвәткән. Тунҗи болуп сөзгә тәклип қилинған иккинчи җумһурийәтниң шаһитлиридин австралийәдики әһмәд игәмбәрди әпәнди сөзидә нуқтилиқ һалда өзиниң 1944-йили ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасимини 1946-йиллири көргән чағлирини әсләп өткән.

“көз йешида нәмләңән земин” намлиқ әсәрниң аптори болған австралийәдики сөйүнгүл чанишеф ханимниң баянлиридин кейин сөзгә тәклип қилинған америкадики тарихчи доктор нәбиҗан турсун әпәнди икки җумһурийәтниң қурулуш җәряни вә униң тарихий арқа көрүнүши тоғрисида қисқичә мәлумат берип өткән.

Йиғинда йәнә қазақистандики уйғур мойсипитлиридин риза сәмиди әпәндиму өз әслимилирини баян қилған. Д у қ ниң қазақистандики вәкиллиридин қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди һәм әйни чағлардики миллий армийә тоғрисида тохталған.

Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиму йиғинда пикир баян қилип, 1933-йили вә 1944-йили бу икки җумһурийәт қурулған дәврдики хәлқара вәзийәт тоғрисида өз қарашлирини изһар қилған.

Шаһитлар вә тәтқиқатчиларниң қатнишишидики икки саәттин артуқ давам қилған бу тор муһакимә йиғини муһаҗирәттики уйғурларниң күчлүк қизиқишини қозғиған вә юқири баһасиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.