Мутәхәссисләр шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң уйғур елидә елип барған “террорлуққа қарши маневири” ға инкас қайтурди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.07.24
shanghai-hemkarliq-terrorluq-namayish-02 Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин башлап баштин-ахири ‛террорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилип кәлди, шундақла уни өзлириниң мәвҗудийити вә һакимийәт бихәтәрлики үчүн қоллинип кәлди.
Photo: RFA

Хитай вәзийити, шундақла шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр мунасивитини йеқиндин көзитиватқан мутәхәссисләр, хитайниң уйғурларға қарши елип барған ирқий қирғинчилиқ сияситини иттипақдашлириға қобул қилғузуш, йәни уларниң қоллишини қолға кәлтүрүш, сода вә енергийә мәсилисини узун муддәт капаләткә игә қилиш үчүн, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң “2024-йиллиқ террорлуққа қарши туруш маневири” ни уйғур елидә өткүзгәнликини илгири сүрмәктә.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләрниң қораллиқ сақчи вә хәвпсизлик күчлири хитайда тунҗи қетим террорлуққа қарши туруш маневири өткүзүп, “террорлуқ гуруппилирини йоқитиш” қатарлиқ мәхсус мәшиқ һәрикәтләрни елип барған. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи мундақ дегән: “2024-йиллиқ өзара тәсир көрситиш намидики бирләшмә террорлуққа қарши туруш маневири йеқинда хитайниң ғәрбий шималидики шинҗаң уйғур аптоном районида өткүзүлди”.

Хитай башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 23-июлдики хәвиридә, “бу маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләрниң мунасивәтлик органлириниң тунҗи қетим террорлуққа қарши туруш нәқ мәйдан һәрикити” дейилгән. Бу қетимлиқ маневирни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати катибат башқармиси вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати районлуқ террорлуққа қарши туруш қурулмисиниң иҗраийә комитети вәкиллири бирликтә көзәткән

 “йәр шари вақит гезити” ниң хәвиридә дейилишичә, террорлуқ тәһдити һәмишә башқа дөләтләргә ямрап, дуняниң һәрқайси җайлириға тәсир көрситидиған болғачқа, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр террорлуққа қарши туруш һәрикитиниң иқтидари вә өзара маслишишчанлиқини ашуруш үчүн бу қетимқи әң йеңи шәкилдики маневирни елип барған. Хитай һөкүмәт таратқулири тарқатқан сүрәтләрдә көрситилишичә, бу қетимлиқ маневирға бироневик машинилар, тик учар айропилан, адәмсиз учқу (дрон), һәтта қирғучи қораллар орнитилған машина адәмләр қоллинилған.

Америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) радийомиз зияритини қобул қилип, хитай рәһбәрликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур елидә елип барған “2024-йиллиқ террорлуққа қарши туруш маневири” һәққидә пикир баян қилди.

У мундақ деди: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин башлап баштин-ахири ‛террорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилип кәлди, шундақла уни өзлириниң мәвҗудийити вә һакимийәт бихәтәрлики үчүн қоллинип кәлди. Хәлқара җәмийәт хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумлириға инкас қайтурған вақитта, хитай һөкүмити өз әтрапидики һиндистан, пакистанни өз ичигә алған дөләтләрниң вәкиллирини ирқий қирғинчилиқ һелиһәм давам қиливатқан шинҗаңға, йәни шәрқи түркистанға чақирди. Мәлум мәнидин ейтқанда, бу хитайниң өз әтрапидики дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш, өзиниң ирқий қирғинчилиқ сияситини инкар қилишқа урунушидур. Мана бу мәсилиниң интайин қараңғу тәрипи. Кишилик һоқуқ вә демократийәни қоллаш нуқтисидин ейтқанда, бу интайин қараңғу вә рәзил қилмиштур. Мустәбит дөләтләрниң бу мәсилидә бир йәргә җәм болуши пүтүнләй әқилгә сиғмайдиған иш” .

Хитайдики һазирқи заман хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси, дөләт хәвпсизлики мутәхәссиси ли вей хитайниң “йәр шари вақит гезити” гә мундақ дегән: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бир қанчә террорлуққа қарши маневир өткүзгән, әмма улар икки тәрәплик яки көп тәрәплик болуп, алдинқи қетимлиқ маневирлар барлиқ әза дөләтләрни өз ичигә алмиған. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләр террорлуқ елип келиватқан тәһдиткә қарита ортақ тонушқа игә. Оттура, җәнубий вә ғәрбий асиядики дөләтләрниң һәммиси дегүдәк һәр хил мәнбәләрдики террорлуқ тәһдитигә дуч кәлмәктә”.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин башлап баштин-ахири ‛террорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилип кәлди, шундақла уни өзлириниң мәвҗудийити вә һакимийәт бихәтәрлики үчүн қоллинип кәлди.

Хитай адвокат вә сиясий анализчи тең бяв (滕彪) хитай дөләт хәвпсизлики мутәхәссиси ли вейниң юқириқи сөзлиригә рәддийә берип мундақ деди: “терроризм дуняви мәсилә, у интайин мурәккәп вә көп тәрәплимилик амилларни өз ичигә алиду. Қандақла болмисун, хитай һөкүмити шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ сияситини йолға қоюш үчүн, хитай ичидики террорлуқ тәһдитини мубалиғә қиливатиду. ‛террорлуққа қарши туруш‚ билән бир вақитта йәнә ‛ашқунлуқ‚ вә ‛бөлгүнчилик‚ хитай һөкүмитиниң баһанисидур. Хитай һазирқи сиясий түзүмини вә бир партийәлик мустәбит системини сақлап қелиш үчүн, уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқи елип бериватиду”.

Ундақта, хитай дәватқандәк террорлуқ тәһдитиниң пүтүн дуняға ямрап кетиш тәһликиси зади қанчилик? шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш һәрикитидики иқтидари вә өзара маслишишчанлиқини юқири көтүрүшкә еһтияҗи барму? яки бу бир очум мустәбитләр иттипақиниң өзлириниң һакимийитини сақлап қелиш урунушиму?

Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти вә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм соалимизға җаваб берип мундақ деди: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин башлап, уйғурлар бу тәшкилатниң зәрбә бериш нишани болди. Хәлқарада бурун шәкилләнгән терроризм уқуми, терроризмға қарши уруш вә сиясәт һазир өзгәрди. Мәсилән, америка һазир әң чоң тәһдитини терроризмдин әмәс, бәлки хитай вә русийәдин келиду, дәп қарайду. Һалбуки, хитай һелиһәм терроризмни баһанә қилип уйғурларға вәтән ичи сиртида зәрбә бериватиду. Хитайниң ‛2024-йиллиқ террорлуққа қарши туруш маневири‚ ни өткүзүшниң муһим сәвәблиридин бири, өзиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ичидики үстүнлүк вә рәһбәрлик орнини мустәһкәмләш үчүндур”.

 Доктор андерс кор бу мәсилидики көз қаришини ипадиләп, мундақ деди: “тәйвән хитай үчүн муһим, шуниң билән бир вақитта, сода вә енергийәму хитай үчүн бәк муһим дәп қараймән. Мәнчә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләрниң шинҗаңда ‛террорлуққа қарши маневир‚ өткүзүши, һазирқи мәвҗут вәзийәтни өзигә пайдилиқ йөнилишкә өзгәртиш үчүндур. Биз бу маневирдин уларниң ғәрбниң әхлақ мәсилисигә болған әндишисини нәзәрдин сақит қилип, хитай билән иттипақлишалайдиғанлиқини көрситиш ирадисиниң барлиқини көрүвалалаймиз”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.