“шаңхәй тизимлики” дики уйғурлар хитайниң әйибләшлирини рәт қилди

Мухбиримиз әркин
2021.05.11
Photo: RFA

Төт балиниң дадиси болған 59 яшлиқ шавкәт абдулла 2016-йилдин бери оғул-қиз вә нәврилири болуп, аилисидики 17 җан билән түркийәдә яшап келиватқан бир уйғур деһқан тиҗарәтчи иди. Түркийәниң қәйсәри шәһридә яшаватан шавкәт 2016-йили 8-айда, йәни чен чүәнго уйғур аптоном райониниң 1-қол һөкүмдарлиқ орниға олтуруп, чоң тутқунни башлашниң алдида чәт әлдики миңлиған уйғурларға охшаш бихәтәрлик, хатирҗәмлик издәп түркийәгә қәдәм басқан. Бирақ һечқачан хитайниң “терорлуқ тизимлики” гә кирип қалидиғанлиқини ойлап бақмиған иди.

Йеқинда хитайниң “шаңхәй тизимлики” дәп аталған шаңхәй җ х идаирисиниң 10 миң кишилик “терорлуққа четишлиқ” кишиләр тизимлики ашкарлинип, хәлқарада хитайниң уйғурларға қаратқан “терорлуққа қарши туруш һәркити” ниң маһийити йәнә бир қетим ғулғла қозғиди. Шавкәт абдулла шу тизимликтики “қачқун” дәп йезилған кишиләрниң бири. Текәс наһийәсидики қошкөл кәнтиниң мәзкур сабиқ турғуни зияритимизни қобул қилип, өзиниң “дәсләптә әндишә қилип, кейин бир аз пәсәйгәнлики” ни билдүрди.

5-6 яшлиқ балилардин тартип, 80 нәччә яшлиқ пешқәдәмләргә, чәтәлдики уйғурлардин тартип, һечқачан чәтәлгә чиқип бақмиған уйғурларғичә болған кәң саһәләрдики шәхсләр киргүзүлгән “шаңхәй тизимлики” гә асасән ишләнгән график.

Шавкәт абдулла мундақ деди: “фейсбук арилаветип қарисам, қачқунларға мавзусини бир немә дәп қоюптикән, мундақ қарисам, өзүмниң исми туриду, өзүмниң адреси билән. Шуниң билән бу қандақ болуп кәтти, дәп, бизниң ағинә балиға ‛вай адаш, мушундақ әһвал бопту‚ десәм, ‛мушу австралийә шаңхәй тизимликидин тепип чиқипту‚ деди. Шуниң билән башта әндишә қилдим, раст гәпни демисәм болмайду. Башта әндишә қилип кейин ‛аллаһдин кәлгинини көрәрмиз, ялғуз маңа келиватамти, бу 8000 адәм турса, дәп йәнә тәскин таптим. Башта сәл қорқтум, раст әндишә қилдим.”

“шаңхәй тизимлики” дә униң немә үчүн “қачқун” дәп йезилғанлиқиға изаһат берилмигән. Бирақ униң билдүрүшичә, у илгири қошкөл кәнтидики деһқанларниң йәр дәвасиға арилишип “қара тизимлик” кә кирип қалған икән. У һөкүмәтниң 2011-йили “тәрәққиятқа ачимиз” дәп қошкөл кәнтидики уйғур деһқанлириниң 4000 мо йерини алғанлиқи, әсли һөкүмәтниң һәр бир мо йәргә 37 миң 500 йүән пул бәргән болсиму, бирақ йәрлик даириләрниң 7 миң 500 йүәнни тутуп қалғанлиқи ашкарлинип, деһқанларниң әрз қилғанлиқи, өзиниң бу әрзгә йетәкчилик қилғанлиқи үчүн “нуқтилиқ шәхсләр тизимлики” гә кирип қалғанлиқини билдүрди.

Шавкәт абдулла мундақ деди: “йәр дөләтниңки, лекин дөләт йәнә сетивелип пулуңларни бериватиду, дәп деһқанларға 30 миң сомдин беришни тохтатқан. Мәнму бар идим шу йиғинда. Әрзийәт ишханисиниң секритари яң йиғин ечип, қизил башлиқ һөҗҗәтни оқувәткән гәп бизгә. Шуниң билән һесаблисақ, бир мо йәр әсли есимиздиму йоқ 7 миң 500 сом икән. Шуң билән 2014-2015 икки йил қаттиқ елишип кәттуқ. Аптоном районға берип кирмигән төшүк қалмиди. Лекин бәрмиди, һечкимгә бәрмиди… һәр бир мо йәрдин 7 миң 500 сомдин тутуп қаптикән. 4000 Мо йәр, 30 милйон пул болиду.”

“шаңхәй тизимлики” уйғур җәмийитиниң мәлум саһәсикиләрни нишан қилған әмәс. Бәлки, униңға җәмийәтниң маарип, сәнәт, мәдәнийәт, сода, нәшрият қатарлиқ кәң саһәлиридики уйғурлар киргүзүлгән.

Бу тизимликтики уйғур шаири, 2018-йили тутқун қилинип һазирғичә из-дерики болмиған “үгән нәшриятчилиқ ширкити” ниң игиси әркин ибраһимниң америкадики оғли буғра әркинниң көрситишичә, униң аписи билән хитайниң ичкири өлкисидә оқуватқан сиңлисиниң бу тизимликкә киргүзүлүши униңда уларниң бихәтәрликигә болған әндишисини техиму күчәйткән.

Буғра әркин мундақ деди: “һазир шу мән раст гәп қилсам, өзүмниң кәйпиятиму шундақ мурәккәп. Әмди һечқандақ йол қалмиғандәк, интайин ярдәмсиз һаләттә болуп кәттим. Әмди апам билән сиңлимни тизимликкә киргүзүп қоюпту, улар 2-қәдәмдә уларни әкирип кетәмду, уқмидим. Ашундақ иш болуп қалса, мән әмди җенимни тиксәм болғидәк, әгәр йәнә шундақ иш болуп қалса.”

Униң ейтишичә, хитайниң “шаңхәй тизимлики” дә чәт әлдики өзи тонуйдиған уйғурларму бар икән, бирақ улар қорқуп ашкара оттуриға чиқиштин әндишә қилидикән. У бу кишиләрниң вәтән билән болған ‍иқтисадий алақиси сәвәблик җим туруватқанлиқини билдүрди.

Буғра әркин мундақ деди: “бу бәк чүшиниксз бир иш болди. Чәт әлдә туруватқанларму бар буниң ичидә. Мән өзүм тонуйдиғанлар билән алақилишип бақсам, һечким йеқин кәлмиди буниңға. Биз җим турсақ, дәп турувалди. Уларниң вәтәндә анчә-мунчә нәрсилири бар охшайду, шуниңдин ‍әнсирәйдикән. Мениң йеқин достлирим бар иди, мушу йәрдә, шу тизимликтә бар икән. Лекин ширкәтлири нормал меңиватқан охшайду. . .”

Лекин шавкәт ‍абдулланиң қаришичә, “шаңхәй тизимлики” уйғурлар ичидики актип кишиләрни йоқитишни мәқсәт қилған ‍икән. У бу тизимлик “бу хил кишиләрни йоқитишниң бир йоли” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Шавкәт абдулла мундақ деди: “бу хитайниң бу тизимликини униңғиму бағлимаймән. Мени қачқун, дәп мушундақ чиқирипту, уларниң мәқсити асасән бизни шу йоқ қиливетиш. Сән кәнттә илғаррақ, шәһәр көргән, көзи ечилип кәткән, дәп бизни йоқ қиливетишниң бир йолиғу бу. Мән ашундақ, дәп ойлаватимән. Алдида маңсаң йүрәккә оқ тегиду, арқида қалсақ дүмбәңгә тегиду, оттура һал болған болсақ, бәлким шу күнләрму болмас болғейти. Биз әмди хитайниң көзигә санҗилған миқ болуп қалғандин кейин, (мәқсәт) бизни йоқ қиливетиш, дәп ойлаймән.”

“шаңхәй тизимлики” австралийәдики хаккерлар өткән йили қолға қолға чүшүргән бир милйондин артуқ санлиқ мәлуматниң бир қисми болуп, тизимликтикиләрниң көп қисмини аталмиш “терорлуққа четишлиқ” уйғурлар тәшкил қилған. Униңға әң кичики 5-6 яшлиқ балилардин тартип, әң чоңи 80 нәччә яшлиқ яшанғанларни өз ичигә алған 7600 дин артуқ уйғур киргүзүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.