Долқун әйса: “шавгүән вәқәси хитай һөкүмитиниң пүтүн хитай миқясида уйғурларға қарита шәкилләндүргән дүшмәнлик туйғусиниң биваситә нәтиҗиси”
2024.06.27

2009-Йили 6-айниң 26-күни гуаңдуңниң шавгүән шәһиридики “шүри” оюнчуқ завутида хитайларниң топлинип уйғур ишчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән вә нәччә онлиған бигунаһ уйғур өлтүрүлгәниди. Мана бүгүн буниңға дәл 15 йил болди. 15 Йилдин буян “шавгүән вәқәси” уйғурлар тәрипидин пүтүн дуняда һәр хил шәкилләрдә хатирилинип кәлмәктә. Мәзкур қанлиқ вәқәгә 15 йил болған бүгүнки күндә, дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, шавгүән қанлиқ вәқәсиниң хитай һөкүмитиниң пүтүн хитай миқясида уйғурларға қарита шәкилләндүрүлгән дүшмәнлик туйғусиниң биваситә нәтиҗиси шуниңдәк уйғур қирғинчилиқиниң бир парчиси икәнликини тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийи 26-июн күни “шавгүән вәқәси” ниң 15 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида, бу вәқәниң хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян уйғур хәлқигә қаратқан узун йиллиқ “ирқий кәмситиш сияситиниң нәтиҗиси” икәнликини билдүргән. Баянатта йәнә “шавгүән қанлиқ вәқәси” ниң һәргизму хитай һөкүмити баян қилғинидәк, адәттики иҗтимаий тоқунуш болмастин, бәлки чоңқур сиясий арқа көрүнүши бар қанлиқ вәқә икәнлики, униң хитай һакимийитиниң узун йиллардин бери уйғурларға қаритип кәлгән ирқий айримичилиқ сияситиниң биваситә нәтиҗиси икәнлики тәкитләнгән.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди германийәдин зияритимизни қобул қилип, шавгүән қанлиқ вәқәсиниң һазирқи уйғур қирғинчилиқиниң бир қисми икәнликини илгири сүрди. У, мундақ деди: “шавгүән вәқәси йүз бәргәндә иҗтимаий торларда тарқитилған син көрүнүшлиридин вәқәниң келип чиқиш сәвәблиригә қарайдиған болсақ, шавгүән вәқәси бүгүн хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқиниң типик мисаллиридин бири дәп қарашқа болиду. 15 Йил бурун мәзкур вәқәниң ассимилятсийә, ирқий кәмситиш вә уйғурларға қаритилған дүшмәнлик туйғусиниң биваситә нәтиҗиси дәп қарашқа болиду”.
Долқун әйса әпәнди шавгүән қанлиқ қирғинчилиқиниң уйғур мәсилисиниң хәлқарада күнтәртипкә келишидә зор рол ойниғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “шавгүән вәқәси хитай өлкисидә йүз бәрди. Шу вақитларда иҗтимаий таратқуларда, ахбарат васитилиридә күчлүк тәсир қозғиғаниди. Шуниң билән уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ, кәмситиш сиясити хәлқара ахбаратларда орун елишқа башлиди. Бу, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи билән бирликтә дуня җамаәтчиликиниң зор диққитини қозғиди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, явропа парламентида бу мәсилә оттуриға қоюлди. Демократийә билән башқурулуватқан дөләтләрниң һөкүмәтлири билән хитай рәһбәрлири учрашқанда бу мәсилә оттуриға қоюлған. У, замандики түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини, ‛қирғинчилиқ‚ дәп атиғаниди. Демәк уйғур мәсилисиниң хәлқарада күн тәртипкә келишидә зор рол ойниған бир вәқәдур”
Долқун әйса әпәнди, 2009-йилидики “шавгүән вәқәси” вә униң арқисидинла йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситидики дәвр бөлгүч вәқә икәнликини көрсәтти. У, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил паалийәтләр билән хатирилинидиғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатида у вақиттики тор тәрәққиятиниңму хитай тәрипидин тәһдит дәп қаралғанлиқини, уйғурларниң пикир әркинликиниң зәрбигә учриғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилгән: “1990-йилларниң ахирида башланған уйғурчә тор бәтләрниң тәрәққияти2009-йилиға кәлгәндә, 5000 ға йәткән, шундақла уйғур тор мәдәнийитидики гүллиниш мәнзирисини барлиққа кәлтүргән. Һалбуки, 2009-йилидики ‛шавгүән вәқәси‚ вә ‛5-июл үрүмчи қирғинчилиқи‚ дин кейин, ‛уйғурбиз‚, ‛диярим‚, ‛сәлкин‚, ‛алтун тарим‚, ‛орхун тарих тори‚ қатарлиқ 200 дин артуқ уйғурчә тор бәтлири ‛бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш‚билән әйиблинип, тақиветилгән. Тор қурғучилири хитай һөкүмити тәрипидин ‛тәһдит‚ дәп қарилип, бастуруш нишаниға айланған болуп, уйғур хәлқиниң пикир әркинликиму зор зәрбигә учриған. Биз дуня уйғур қурултийи болуш сүпити билән хитайни, уйғурларға елип барған барлиқ қирғинчилиқлириниң һесабини беришкә, бесим сияситини дәрһал тохтитишқа чақиримиз”.
Хитай даирилири шу чағда вәқәдә өлтүрүлгән уйғурларниң сани һәққидиму пәрқлиқ мәлуматларни бәргәниди. Бир қисим шаһитлар вәқәдә аз дегәндә 40-50 уйғурниң өлгәнликини тилға алса, хитайдики сина, теңшүн, бошүн қатарлиқ хитайчә тор бәтлири 12 нәпәрниң уйғур өлгәнликини елан қилған. Хитай һөкүмити болса рәсмий баянида вәқәдә һәр иккилиси қәшқәрниң тоққузақ наһийәсидин болған һашимҗан әмәт вә садиқҗан ғази исимлик икки уйғур ишчиниң өлгәнликини, 80 нәпәрдәк уйғур ишчиниң йеник дәриҗидә яриланғанлиқини елан қилған. Мана шуниңдәк шавгүән вәқәсидә зиянкәшликкә учриғучиларниң ениқ сани, кимлики вә ақивити та һазирғичә сир болуп турмақта.