Истанбулда “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқиси өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2025.02.11
sheiriyet-musabiqisi-1

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-2

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-3

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-4

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-5

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-6

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-7

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин көрүнүш. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

sheiriyet-musabiqisi-8

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан үчүн” намлиқ шеирийәт мусабиқисидин кейин хатирә сүрәт. 2025-Йили 9-феврал, түркийә. RFA/Arslan

9-Феврал йәкшәнбә күни мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписи вә “тоққуз туғ мәҗлиси” җәмийитиниң бирликтә уюштуруши билән “шәрқий түркистан үчүн” темисида шеирийәт мусабиқиси өткүзүлди.

Мәзкур шеирийәт мусабиқисиниң баш темиси “шәрқий түркистанда йүз бериватқан азаб вә зулум” болуп, мусабиқигә түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридин 45 түрк шаири өзлири язған шеирлири билән қатнашти мусабиқә башлиниши билән улар арқа-арқидин сәһнигә чиқип, шеирлирини декламатсийә қилди. Мусабиқидә оқулған шеирлар йиғин әһлини қизғин һаяҗанға салди. Бәзи кишиләр һаяҗандин көз яшлирини туталмиди. Алқиш садалар яңрап турди.

Баһалаш һәйити шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәислиридин пирофессор абдулһәмид авшар, доктор муһитдинҗан уйғур, тоққуз туғ мәҗлиси җәмийитиниң рәиси тунҗай гүлчин қатарлиқ кишиләрдин тәшкил тапқан болуп, 2 саәт давамлашқан шеирийәт мусабиқисидин кейин, баһалиғучилар нәтиҗигә еришкәнләрни баһалап чиқип елан қилди вә мукапат тарқитиш мурасими болуп өтти.

Мукапат тарқитиш мурасимида сөз қилған пирофессор абдулһәмид авшар әпәнди, бу шеирийәт мусабиқисигә 45 нәпәр шаирниң қатнашқанлиқини, һәммәйләнниң шеирлири наһайити утуқлуқ йезилған вә оқулған болсиму, бирақ пәқәт 3 кишигә мукапат бериш шәрти болғанлиқи үчүн, өзлириниң ахирида 3 шаирниң шеирни таллап чиққанлиқини билдүрди:

“һәқиқәтәнму бүгүн оқулған һәр бир шеир, шәрқий түркистанниң әһвалини һес қилип туруп қәлбтин йезилипту, һәммиси бир биридин қиммәтлик шеирлар болуп, биз һәммисини биринчи дәриҗә дәп елан қилишни истәйттуқ. Бирақ бу мукапатниң шәртлиридин бирси, пәқәт әң яхши йезилған 3 шаирниң шеирини таллап чиқиш болғачқа, йезилған шеирниң бәлгиләнгән темиға уйғун болуши, җараңлиқ декламатсийә қилиниши, бәдиий формилар билән йезилиши қатарлиқ өлчәмләр бойичә баһалап чиқтуқ. Шуни тәкитләймәнки, бу йәрдә 1-дәриҗилик мукапатлашқа тегишлик 45 шаир вә уларниң шеирлири бар, әмма биз мәҗбурийәт сәвәбидин пәқәт үч кишиниң исмини елан қилимиз”.

Пирофессор абдулһәмит авшар йәнә мундақ деди: “яш шаирларниң шәрқий түркистан тоғрилиқ мушундақ һаяҗанлиқ, гүзәл шеирларни йезиши, биз үчүн бәк қиммәтлик. Шуңа биз бу шеирларни бир шеирлар топлими шәкилдә нәшир қилишни мувапиқ көрдуқ. 45 Шаирниң шеирлири өз исимлири билән у китабта орун алиду, шәрқий түркистан үчүн шеир язған пүтүн шаирларға тәшәккүр ейтимән”.

Мурасимда үч кишиниң исми елан қилинди вә нәх мәйданда мукапат тарқитип берилди. Дүзҗә университетини түрк тил-әдәбияти факултетиниң 4-синип оқуғучиси әлиф аксөз 1-дәриҗилик мукапатқа еришкән болуп, бир данә қол компютери билән мукапатланди.

Истанбул башақ шәһәрдики әмин сарач толуқ оттура мәктипиниң оқутқучиси нагиһан тунч ханим 2-дәриҗилик мукапатқа еришип, бир данә алтун медал билән мукапатланди. яш түрк шаир муһәммәд салиһ булут, 3-дәриҗилик мукапатқа еришкән болуп, 1500 түрк лираси нәх пул билән мукапатланди.

Биз бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илһан туранли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған илһан туранли әпәнди бу шеирийәт мусабиқисини уюштурушидики асасий мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу шеирийәт мусабиқиси, шәрқий түркистанниң авази болуш вә бу йәрдики қериндашларниң шәрқий түркистандики қериндашлар билән болған муһәббәт риштини ипадиләшни мәқсәт қилған. Биз шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң авази болуш вә у йәрдики қайғу-әләм вә налә-пәрядлирини аңлитиш, бизниң мәҗбурийитимиз, шуниң үчүн бу пирограммини орунлаштурдуқ. Буниңдин мәмнунмиз”.

Илһан туранли әпәндиниң билдүрүшичә, шәрқий түркистан темисидики бу шеирийәт мусабиқисигә әнқәрә, қаһраман мараш, сакарийә, қәйсәри, адапазар вә дүзҗә қатарлиқ һәр қайси шәһәрлиридин 100 дин артуқ шаир шеир йезип йоллиған. Уларни баһалаш арқилиқ 45 шаирниң шеирини һәл қилғуч мусабиқигә қатнаштурған. Нәтиҗидә 3 кишигә мукапат берилгән.

Биз 1-дәриҗилик мукапатқа еришкән дүзҗә университети тил-әдәбият факултетиниң 4-синип оқуғучиси шаирә әлиф аксөз билән сөһбәт елип бардуқ. Әлиф аксөз мундақ деди: “мениң шеиримда шәрқий түркистандики зулум тәсвирлиниду. Мән шеиримда шәрқий түркистанниң бир түрмигә охшайдиғанлиқини, бизниң у түрмидики зулумға учраватқан инсанларни, мусулманларни қутулдурушимиз керәкликини ипадиләшкә тириштим. Мән бу шеирни йезиштин илгири шәрқий түркистан тоғрисида тәтқиқат елип бардим, у йәрдики зулумни вә хитайниң қанчилик залим икәнликини тонуп йәттим, зулумға учриған инсанларни қутулдуруш керәкликини тәсвирләп яздим, бу шеирниң бунчивала алқишқа еришидиғанлиқини күтмигән идим. Мениң биринчи болғанлиқим мени бәк хушал қилди, бәк һаяҗанландурди”.

Әлиф аксөз уйғурларға йүрәк сөзлирини ипадиләп мундақ деди: “һәр вақит силәрниң йениңларда болимиз, әң бүйүк дәстәкчи вә әң йеқин қериндишиңлар биз болимиз, силәр һаман бир күни әркинликкә чиқисиләр, биз буниңға ишинимиз, силәрму әркинликкә чиқидиғанлиқиңларға ишиниңлар, биз силәрни қоллаймиз”.

2-Дәриҗилик мукапатқа еришкән истанбул башақ шәһәрдики әмин сарач толуқ оттура мәктипиниң оқутқучиси нагиһан тунч ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мениң шеиримниң асасий мәзмуни у йәрдики зулум вә бесимлар, әмма үмидварлиқниму өз ичигә алиду, чүнки зулум һеч бир заман давам қилмайду, йеқин кәлгүсидә у зулумдин қутулидиған күнләрму келиду. Дунядики түркләр иттипақлишип күчини бирләштүрүп, у йәрдики зулумға учраватқан қериндашлиримизни қутулдуриду дәп қараймиз вә униңға һәссә қошуш бизниң нишанимиздур”.

Нагиһан тунч ханим йәнә мундақ деди: “шәрқий түркистанға биз игә чиқмай ялғуз ташлап қойдуқ. Хитайму буни пурсәт билип зулумни чекидин ашуруп йүргүзүватиду. Ваһаләнки, тарихта бизниң әҗдадлиримиз бир қанчә қетим хитайниң һәддини билдүргән иди, билги хақан, хитайниң ширин сөзлиригә вә юмшақ йипәк рәхтлиригә, һәдийәлиригә ишәнмәңлар дәп бизни агаһландурған иди. Әгәр дөләт әрбаблиримиз бу агаһландурушқа диққәт берип, хитай билән болған тиҗарәт мунасивәтлирини кесип қаттиқ позитсийә билдүрсә, яхши нәтиҗиләр оттуриға чиқиду, дәп қараймән”.

Истанбул тиҗарәт университетиниң оқутқучиси вә шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси пирофессор абдулһәмид авшар иҗтимаий таратқу сәһиписидә бу һәқтә тохтилип мундақ язған: “шәрқий түркистан вәхпидә наһайити әһмийәтлик вә һаяҗанлиқ бир паалийәт болди, шәрқий түркистан темисидики шеирийәт мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә, түркийәниң һәр қайси җайлиридин кәлгән яш шаирлар өзлири язған шеирлирини өзлири оқуди. Һава соғуқ болсиму, яш шаирларниң қизғинлиқи қәлбләрни иллитти. Бу мәнзирә шәрқий түркистан мәсилиси үчүнму һаяҗанлинарлиқ вә үмидварлиқ беғишлиди. яш шаирларниң шәрқий түркистан тоғрисидики шеирлири, шәрқий түркистан үчүн йеқилған мустәқиллиқ мәшилини һеч кимниң өчүрәлмәйдиғанлиқини йәнә бир қетим көрсәтти”.

Мусабиқигә йәнә нурәла исимлик уйғур шаирәму қатнишип, “қара һиҗран” намлиқ уйғурчә шеир оқуди вә қизғин алқишқа еришти:

Өчәрму көз нурум бивақ, вәтән вәслигә йәтмәстин,

Илаһим чачқу қип нусрәт, ғерип башимға сәпмәстин.

Вәтән дәп өтти өмрүмниң баһари-язи тәшнақап,

Зимистан қатти муз қәлбим надамәт дағи-һәсрәттин.

Заманму бақмиди оң көз билән онтулдуқ вә бәлким,

Завалға тутти йүз бәхтим, ичип рәң түндә зулмәттин,

Мәгәр таң атса гүлшәндә, көрәрмән юртни дәп күтсәм,

Бидарлиқ сунди ғәпләттә, намаз хуптәнгә йәтмәстин,

Баһарда солди гүл, яғмиш тумузда қар билән мөлдүр.

Нисип болғайму уйғурға буниңдин өзгә қисмәттин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.