Ши җинпиң қазақистан президентиниң наразилиқ һәрикитини бастурушини қоллиди

Мухбиримиз әркин
2022.01.07
Ши җинпиң қазақистан президентиниң наразилиқ һәрикитини бастурушини қоллиди Хитай рәиси ши җинпиң қазақистан президенти қасим җумарт тоқайефни күтүвелиш мурасимида. 2019-Йили 11-сентәбир, бейҗиң.
AP

Хитай, қазақистанниң ғәрбий-җәнубидики җанаузен шәһиридә 2-январ күни партлиған наразилиқ һәрикити пүтүн мәмликәткә кеңийип тоқунушқа айланған, русийә башчилиқидики “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилати қошун чиқирип, һөкүмәтниң наразилиқни бастурушиға ярдәм беришиниң арқисидинла қазақистан вәзийитигә позитсийә билдүргән. Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай рәиси ши җинпиң 7-январ күни қазақистан президенти тоқайеф билән телефонда сөзлишип, тоқайефни қоллайдиғанлиқи ейтқан.

Тоқайеф буниң алдида русийә президенти путинниң қоллишиға еришкәниди. Ши җинпиң хитайниң һәрқандақ күчниң қазақистанниң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилиши, бихәтәрликигә тәһдит селиши, қазақистан хәлқиниң тинч турмушиға бузғунчилиқ қилишиға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән. Хитайниң 5 күндәк сақлап, “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси” тәшкилати қазақистанға қошун киргүзгәндин кейин униңға позитсийә билдүрүшиниң сәвәби мәлум әмәс.

Лекин мутәхәссисләрниң ейтишичә, хитай қазақистанда һәрқандақ ‍өзгириш болушини халимисиму, бирақ у вәзийәтниң йөлиниши айдиңлашқанға қәдәр униңға қарита ашкара позитсийә билдүрмигән. Канадалиқ мутәхәссис, “раул валленберг кишилик һоқуқ мәркизи” ниң адвокати юна диамонд, хитай һөкүмитиниң бу һәрикити һәйран қарарлиқ әмәсликини билдүрди. Униң ейтишичә, хитай өзиниң қазақистандәк әң муһим қошниси болған бир дөләттә демократик өзгириш болушини халимайдикән.

Юна диамонд мундақ деди: “хитайниң дунядики дөләтләр ичидә әркинлик болмиған мустәбит әлләрниң тәрипини тутуши һәйран қаларлиқ әмәс. Хитайниң дунядики әң мустәбит дөләт болуш тәбиитидин қариғанда, шундақла қазақистанниңму мустәбит дөләт икәнликини нәзәрдә тутқанда хитайниң һәрикитини һәйран қаларлиқ дегили болмайду. Хитайниң өзигә иттипақдаш болған һөкүмәтләрни қоғдап қелишқа, болупму қазақистандәк интайин муһим бир райондики, униңға чегридаш болған бир һакимийәтни қоғдап қелишқа урунуши ениқ” деди.

Йәнә бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, қазақистан вәзийити хитайниң гео-истратегийә, бихәтәрлик, кишилик һоқуқ, шәрқий түркистан қатарлиқ мәсилиләрдики мәнпәәтигила әмәс, бәлки сода-иқтисадий мәнпәәтигиму четилидикән. Америкадики җорҗи вашингтон университети хәлқара тәрәққият тәтқиқат программисиниң директори, профессор шон робертс, қазақистан вәзийити хитайниң мәблиғи вә униң хам-әшя тәминат зәнҗиригә тақишидиғанлиқини билдүрди.

Шон робертс мундақ дәйду: “мениң пәрәз қилишимчә хитай һөкүмити чоқум (қазақистан) вәзийитидин интайин әндишә қиливатиду. Чүнки, қирғизистандәк дөләтләргә охшимайдиған йери, хитайниң қазақистанда көрүнәрлик миқдарда санаәт вә хам материялларға салған мәблиғи бар. Илгири бу байлиқларни хитай ширкәтлиригә сетишта парихорлуқ йүз бәргәнликигә даир соаллар болған”.

Шон робертсниң ейтишичә, һәрқандақ бир һөкүмәт өзгириш бу келишимләрдики шәртләрни қайта музакирә қилиш тәләплирини кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.

У, буниң хитай ядро санаитиниң тәминат зәнҗиригиму четилиши мүмкинликини билдүрди.

Шон робертс: “буниң ядро електр истансилириниму өз ичигә елиш мумкинчилики бар. Қазақистан ядро електр истанслирини уран билән тәминләш түрлирини тәрәққий қилдурған. Хитай һөкүмити яки хитай ядро електр ширкәтлири бу байлиқниң муһим шериклириниң бири. Мениңчә улар буниң 50 пирсәнтигә дегүдәк шерик. Шуңа, әлвәттә хитай һөкүмити (қазақистан) вәзийитидин вә икки дөләт мунасивәтлириниң өзгиришидин қаттиқ әндишә қилиду” деди.

Хитай шинхуа агентлиқиниң ейтишичә, ши җинпиң тоқайеф билән сөзләшкәндә “хитай ташқи күчләрниң қалаймиқанчилиқ чиқириш, қазақистанда ‛рәңлик инқилаб‚ қозғашқа урунуш һәрикитини, шундақла хитай билән қазақистан достлуқиға зиян йәткүзүш, икки дөләтниң һәмкарлиқини бузуш урунушини қәтий рәт қилиду” дегән. Бирақ хәвәрдә, қазақистанда қалаймиқанчилиқ чиқармақчи болған, рәңлик инқилаб елип бармақчи болған, хитай-қазақистан достлуқини бузушқа урунған “ташқи күчләр” ниң ким икәнлики ейтилмиған.

У йәнә тоқайефниң намайишчиларни бастурғанлиқини қоллап, униң “һалқилиқ пәйттә һәл қилғуч вә үнүмлүк һәрикәт қолланғанлиқи, вәзийәтни тездин тинчландуруп, дөләт әрбаблиридәк мәсулийәт туйғусини намаян қилғанлиқи” ни ейтқан. Бирақ адвокат юна ди‍амондниң ши җинпиң тоқайефни ашкара қоллиши, қазақистанда өзгириш болушидин әндишә қилишидики йәнә бир сәвәб уйғур районидики “ирқий қирғинчилиқ” билән мунасивәтлик икән.

Юна диамонд хитайниң мәвҗут қазақистан һөкүмити арқилиқ уйғурлар районида йүз бериватқан қирғинчилиққа аит учурларни контрол давамлиқ контрол қилмақчи болуватқанлиқини билдүрди.

Юна диамонд мундақ деди: “мениңчә бу алаһидә әндишә қиларлиқ нуқта. Чүнки, лагердин қоюп берилгән, көп қисмини қазақлар тәшкил қилидиған нурғун шаһитларниң ичидики бәзиләр, шинҗаңдики лагерларда қандақ ишларниң йүз бәргәнликигә гуваһлиқ беридиған муһим мәнбәдур. Бу диққәт қиларлиқ нуқта, чүнки хитай һаятта қалған бу кишиләргиму контроллуқни күчәйтмәкчи болуватиду. Уларға бихәтәрлик тәһдити селип, лагерларниң шараити һәққидә сөзләш иқтидарида тосмақчи болуватиду.”

Юна диамондниң көрситишичә, уйғур елидә йүз бериватқан вәһшийликкә алақидар учурларни контрол қилиш хитайниң қазақистанға қаратқан сияситиниң бир парчиси икән. У: “хитайниң шинҗаңда йүз бериватқан вәһшийликләргә даир учурларниң тарқилишини контрол қилиш бу дипломатийәниң бир парчиси. Әлвәттә, хитай қазақистанда яшайдиған лагер шаһитлирини униң билән һәмкарлишидиған бир һөкүмәт арқилиқ контрол қилишқа тиришиду” деди.

Президент тоқайеф ши җинпиң билән сөзләишкән дәл шу күни қазақистан аманлиқ күчлиригә буйруқ чүшүрүп, һечқандақ агаһландуруш бәрмәй оқ чиқириш буйруқи бәргән. Тоқайефниң ейтишичә, алмута шәһири 20 миң бандитниң һуҗумиға учриған болуп, “террорчилар чәтәлдә тәрбийәләнгән” икән. Бирақ тоқайеф буниңға аит һечқандақ дәлил көрсәтмигән.

Тоқайеф 7-январ сөзлигән бу һәқтики телевизийә нутқида йәнә намайишчилар билән сөһбәт өткүзүш чақириқлирини рәт қилип бу чақириқларни “қуруқ гәп” дегән, шундақла “биз җинайәтчиләр вә қатиллар билән қандақ сөһбәт елип баримиз” дәп көрсәткән. Униң ейтишичә, “қоралланған вә яхши тәрбийә көргән йәрлик яки чәтәллик бандитлар, техиму ениқини ейтқанда террорчилар биртәрәп қилиниши керәк” икән. У “биз уларни вәйран қилишимиз, буни тез пүттүрүшимиз керәк” дегән.

Бирақ тоқайефниң аманлиқ күчлиригә “агаһландуруш бәрмәй оқ чиқириш” буйруқи бериши кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә салди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 7-январ елан қилған бу һәқтики инкасида, “қазақиистан даирилириниң тәртипни сақлаш мәсулийити болсиму, бирақ сақчи вә қораллиқ қисимларға агаһландуруш бәрмәй оқ чиқириш буйруқи бериши қанунсиз, апәткә ретсеп язғанлиқ. Бу ойлашмай қанунсиз ‍өлтүрүшкә йол ечип бериду” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.