Фирансийә пайтәхти парижда ши җинпиңға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлди
2019.03.28
Хитай рәиси ши җинпиң италийә зияритидин кейин 24-март күни фирансийәниң нис шәһиридә фирансийә президенти макрон билән учрашқан. Учришиш өткүзүлүватқан чағда фирансийәдики уйғурлар, тибәтләр, демократ хитайлар вә вийетнамлиқлар париждики кишилик һоқуқ мәйданида ши җинпиңға қарши бирләшмә намайиш өткүзгән.
Мәтбуатлардики баянларға асасланғанда, хитай рәиси ши җинпиңниң бу қетимқи явропа зияритиниң мәқсити италийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләр билән болған истратегийәлик шериклик мунасивитини йәниму күчәйтиштин ибарәт икән.
Әмма ши җинпиңниң фирансийә зиярити уйғурлар, тибәтләр, демократ хитайлар вә фирансийәдики йәрлик кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаршилиқиға учриған. Фирансийә уйғур бирликиниң сәпәрвәр қилиши билән париж шәһири вә башқа қошна районлардики уйғурлар, тибәтләр, демократ хитайлар вә йәрлик хәлқләр бирликтә ши җинпиңға қарши намайиш өткүзгән.
Фирансийә уйғур бирликиниң рәиси алим өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң фирансийәдә елип барған 3 күнлүк рәсмий зиярити әснасида париждики кишилик һоқуқ мәйданида икки күн намайиш өткүзгәнликини, намайишта хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бастуруш сиясәтлирини паш қилғанлиқини баян қилди.
Ундақта, бу қетимқи намайишниң фирансийәдә илгири елип берилған намайишларға охшимайдиған тәрәплири нәдә? фирансийә уйғур бирликиниң сабиқ рәиси әкбәр йүсүп әпәнди париждин зияритимизни қобул қилип, ши җинпиң фирансийәдә зиярәттә болуватқан мәзгилдә бу намайишниң фирансийә таратқулирида кәң көләмдә орун алғанлиқини илгири сүрди.
Икки күнлүк намайиш җәрянида фирансийә хәлқара радийоси, явропа хәвәрлири, фирансийә агентлиқиға охшаш көп сандики нопузлуқ ахбарат органлириниң мухбирлири нәқ мәйданға келип намайиш һәққидә хәвәр бәргән. Фирансийә уйғур бирликиниң сабиқ рәиси әкбәр йүсүп әпәнди бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.
Бу қетимқи намайишқа фирансийәдә туруватқан уйғур паалийәтчиләрдин ризвангүл ханимму қатнашқан. У бу қетимқи намайишниң фирансийә хәлқигә шундақла дуня җамаәтчиликигә хитайниң уйғурларға қаритиватқан зулум сиясәтлирини ечип көрситиштә муһим көзнәк болғанлиқини, һәтта ши җинпиңниң өзиму бу наразилиқтин хәвәр тапқанлиқини тилға алди.
Намайиш җәрянида уйғурлар, тибәтләр, демократ хитайлар вә вийетнамлиқлар ши җинпиңға, хитай зулумиға вә уйғур дияридики җаза лагерлириға қарши шоарлар товлашқан. Фирансийә уйғур бирликиниң нөвәттики рәиси алим өмәр әпәнди фирансийә һөкүмитини иқтисадий мәнпәәтнила қоғлашмай кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа, хитайға бесим ишлитишкә чақирип, нутуқлар сөзлигән.
Мәлум болушичә, хитай рәиси ши җинпиң италийәдики 4 күнлүк зияритидин кейин фирансийәгә кәлгән. У фирансийәдики 3 күнлүк зиярити җәрянида фирансийә президенти макрондин сирт йәнә фирансийә парламентиниң рәиси, баш министир вә башқа муһим әрбаблар билән айрим-айрим көрүшкән. Бирақ бу учришишларда уйғур мәсилисиниң оттуриға қоюлған яки қоюлмиғанлиқи мәлум әмәс.