Ши җинпиңниң әң күчлүк қорали: милләтчилик
2021.07.28
Ши җинпиң уйғурларни бастуруш вә ғәрбкә қарши турушта хитайларниң милләтчилик идеологийәсидин кәң түрдә пайдиланмақтикән.
Шивитсарийәдә нәшрдин чиқидиған “йеңи зүрикликләр гезити” 28-июл “ши җинпиңниң әң зор байлиқи” намлиқ бир мақалә елан қилип, хитай рәиси ши җинпиңниң уйғурларни бастуруш вә ғәрбкә қарши турушта хитай хәлқиниң һәм коммунистик партийәниң милләтчилик идеологийәсини қорал қиливатқанлиқи, бу идеологийәдин үнүмлүк пайдилинип өзиниң һакимийәт бешидики орнини мустәһкәмләватқанлиқи илгири сүрүлгән.
Мақалида баян қилинишичә, ши җинпиң 2018-йили хитай қанунидики дөләт рәисиниң вәзипә өтәш муддитигә қоюлған чәклимини оңушлуқ бикар қилип, мәңгүлүк рәис болуш пурситини яратқан. Униң һәм коммунистик партийә ичидә һәм хитай хәлқи арисида қоллашқа еришәлишидики асаслиқ дәсмиси “қипқизил милләтчилик идеологийәси” гә игә болғанлиқи икән. Униң 2013-йили “хитай чүши” шоарини көтүрүп чиқип “җуңхуа милләтлириниң бүйүк қәд көтүрүши” ни тәшәббус қилиши, “2050-йилиға барғанда хитайни дунядики әң қудрәтлик заманиви дөләткә айландуруш” чақириқи хитай хәлқини мәстанә қилған. Хитай мәзкур мақалида пәқәт хитайларла һакимийәт йүргүзидиған “миллий дөләт” дәп аталған.
Ши җинпиң тәхткә чиққандин башлапла милләтчилик идеологийәсидин қорал сүпитидә пайдилиниш йолини тутқан. Буниң үчүн хитайниң телевизийә, гезит, интернет қатарлиқ һәр түрлүк ахбарат васитилиридә һәр күни “хитайниң қәд көтүрүши билән ғәрбниң зәиплишишкә башлиғанлиқи, ғәрбниң тутуватқан йолиниң хаталиқи, ғәрбтә тохтимастин уруш-җедәл, террорлуқ, көчмәнләр кризиси, апәтләр йүз беридиғанлиқи, әксичә хитайниң тутқан йолиниң тоғрилиқи, хитайниң тинчлиқи, хитайниң тохтимастин илгириләватқанлиқи, қудрәт тепиватқанлиқи” күчәп тәшвиқ қилинип, хитай хәлқиниң идийәсидә “ғәрб әллири әски, хитай яхши” дәйдиған тәсиратни шәкилләндүргән. Бу тәсират һәтта хитайниң хәлқара мунасивәт, ғәрб билән болған иқтисадий һәмкарлиқ вә дипломатийә саһәлиригә қәдәр кеңәйгән. Хитайлар чәтәлликләр билән болған һәрқандақ мунасивәттә өзини үстүн тутидиған кебирға еришкән. Худди хоңкоңда йүз бәргәндәк, хитайда бирәр вәқә йүз берип қалса, буниң от пилтисини иккиләнмәй ғәрбликләргә артип қоюш өзгәрмәйдиған адәткә айланған.
Мақалида оттуриға қоюлушичә, ши җинпиң қозғиған вә қорал қилған бу милләтчилик башқа милләтләрниң мустәқиллиқини, инсаний һәққини тонумайдикән. Хитай хәлқиму һакимийәт билән бирлишип башқа милләтләрни бастурушни өзиниң бурчи билидикән. Мақалида мундақ дәйду: “милләтчиликниң ядросидики бузғунчилиқ хитайниң ички сияситидә аллиқачан өзини намаян қилди. Хәлқни, болупму башқа милләт вә етник гуруппиларни қаттиқ идарә қилиш яки тизгинләштә уларға қолланған зулум вә бастурушлар буни көрситип бәрди. Шинҗаңдики уйғурларға йүргүзүлүватқан инсанийәткә қарши җинайәтләр, хитай милләтчиликиниң башқа милләтләрниң мустәқиллиқини етирап қилмайдиғанлиқини дәлиллиди”.
Ши җинпиңниң милләтчилик идеологийәсиниң әйни замандики гитлерниң фашисизимлиқ идеологийәсидин һеч пәрқләнмәйдиғанлиқини тилға алған германийәдики уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди, хитай һакимийитиниң әзәлдин өз һөкүмранлиқиға баш әгмигән мустәмликиси астидики һечқандақ бир милләтниң кишилик һәққигә һөрмәт қилмиғанлиқини тәкитлиди. Норвегийәдики уйғур зиялийси бәхтияр өмәр әпәндиму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.
Бирақ, хитай җәмийитидә чуңқур йилтиз тартқан бу милләтчилик вақти кәлгәндә ши җинпиңға еғир баш ағриқи тепип беридикән. Әшәддийләшкән милләтчилик бәзидә әрзимәс бир вәқәни улғайтип, тизгинлигили болмайдиған зор һадисигә айландуруветидикән. Буниң мисали сүпитидә мақалида бирқанчә вәқәлик тилға елинған. Буларниң бири, H&M, Nike қатарлиқ хәлқаралиқ ширкәтләр уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән алақиси болған шинҗаңниң пахтилирини пишшиқлап ишләшни рәт қилғандин кейин, хитайниң иҗтимаий таратқулирида бу ширкәтләрниң маллирини, һәтта чәтәл маллирини омумийүзлүк байқут қилиш долқуни қозғалған. Йәнә бири, хенәндики кәлкүн апити йүз бериватқан нәқмәйдандин хәвәр тарқитиватқан германийәлик бир мухбир алдинқи күни хитай пуқралириниң қоршап һуҗум қилишиға учриған. Хитайлар униң қол телефонини, камералирини тартивелишқа урунған. Униңға “йоқал бу йәрдин!”, “җуңгони қарилашни тохтат!” дәп варқириған. Йәнә бири болса, илгири хитай өлкилиридә йүз бәргән японға қарши хәлқ һәрикити. Хитай пуқралири “нәнҗиң қирғинчилиқи” ниң хатирә күни мунасивити билән японға қарши намайишларни башлиғанда һөкүмәт дәсләптә қоллиған. Әмма вәқә зорийип кетип, тизгинләш тәскә тохтиған.
Ши җинпиң нөвәттә хитай милләтчилириниң җаһанға хоҗа болуш арзулирини иҗтимаий таратқуларда қандуруп кәлмәктикән. “тәйвәнгә һуҗум қилип, уни дәрһал хитайға қошувелиш, сәнкако арили мәсилиси билән японийәгә һуҗум қилиш, һималая тағлиридики һиндистан әскәрлиригә һуҗум қилиш, американи яманлаш” чуқанлири хитай таратқулирида кәң базар тапмақтикән.