Шивейтсарийә-хитай әркин сода келишимигә қарита тәйярланған имзалиқ наразилиқ хети шивейтсарийә дөләт иқтисади ишлири катибат башқармисиға тапшурулди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.06.27
shiwetsariye-paaliyet Шивейтсарийә һөкүмитигә тапшурулған қизил сизиқ. Тибәт достлуқ җәмийитиниң хадими, кампакисниң шивейтсарийә мәсули, тибәт яшлар тәшкилати вә хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң хадимлири вә шивитсарийә уйғур җәмийити рәиси ризванай илһам(оттурида). 2024-Йили 25-июн, шивейтсарийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Шивейтсарийә пайтәхти берндә 25-июн күни, шивейтсарийә уйғур җәмийити, шивейтсарийә тибәт яшлар тәшкилати, тибәт достлуқ җәмийити, хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати вә кампакис тәшкилати бирликтә шиветсарийә-хитай әркин сода келишимигә қарита тәйярлиған “қизил сизиқ” намлиқ имзалиқ тәләп хети шивейтсарийә дөләт иқтисадий ишлири катибат башқармисиға тапшурулған.

Бу имзалиқ хәт билән үстигә “шивейтсарийә үчүн қизил сизиқ” астиға, “кишилик һоқуқ болмиса хитай билән әркин сода болмайду” дегән хәтләр йезилған қизил пилакат шивейтсарийә дөләт иқтисадий ишлири катибат башқармисиниң башлиқи гуй пармәлингә тапшурулған. Хәлқара хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати рәиси анна ләйсең ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.

 У, “биз бүгүн шиветсарийәгә униң хитай билән болған әркин сода келишимигә қарита қизил сизиқимиз арқилиқ хитай билән болған әркин сода келишимидә кишилик һоқуқ айрим тутулмаслиқи керәкликини билдүрдуқ” деди.

Шивейтсарийә билән хитай 2014-йили имзалиған “шиветсарийә-хитай әркин сода келишими” гә он йил болған болуп, шивейтсарийә явропадики хитай билән әркин сода келишими имзалиған бирдинбир дөләт. Шивейтсарийә б д т вә хәлқаралиқ йиғинларда давамлиқ хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләп кәлгән дөләт болғанлиқи үчүн, шивейтсарийә билән хитай арисидики диялог хитайниң кәң-көләмдә ирқий қирғинчилиқи юқири пәллигә чиққан 2018-йилидин башлап тохтиғаниди. Бу йил йеңидин башланған бу диялог дәл мушу “шивейтсарийә-хитай әркин сода келишими” дики муһим темиларниң бири болуп кәлмәктә.

Бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилған шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханли тәпсилий мәлумат берип, бу имза топлаш паалийитини башлиғанлиқиға 10 йил болғанлиқини, шундақла 2020-йилиму бир қетим 20 миң кишилик имзани парламентқа тапшурғанлиқини билдүрди. У: “шиветсарийәдәк бир демократик дөләтниң ишғалчи хитайниң мәҗбурий әмгики вә уйғурлар дуч келиватқан бу қисмәтләргә битәрәп туруши униң әхлақ қаришиға зит” деди:

Хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилатидин анна ләйсең ханим йәнә, бу “қизил сизиқ” паалийитиниң мәқситини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип шундақ дәйду; ; “бу имза топлаш паалийити арқилиқ, шивейтсарийә билән хитай оттурисидики бу әркин сода келишимини көзитиватқан вә буниңға тәнқидий қараш билән болуватқан биздәк органларниңму барлиқини көрсәтмәкчимиз шуниңдәк йәнә шивейтсарийәниң хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз юммаслиқини, рәисләр кеңишиниң хитай билән болған сода келишимидә кишилик һоқуқни алдинқи орунға қуюшини тәкитлимәкчимиз”.

Бу паалийәттә “қизил сизиқ” хетини тапшурушқа қатнашқан шивейтсарийә уйғур җәмийити рәиси ризванай илһам: “әйни вақитта бу келишимниң хитайдики демократийә вә кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшилинишиға төһписи болуши үмид қилинатти. Әмма 10 йилдин кейинки нәтиҗә: сода арқилиқ өзгәртиш әндизиси мәғлуп болди” деди:

Бу қетимқи топланған имзалиқ хәттә; “шивейтсарийә федератсийәси асасий қануниниң 54-маддисиниң 2-тармиқида; ‛федератип һөкүмәт шиветсарийәниң мустәқиллиқи вә параванлиқини қоғдашқа вәдә бериду, болупму дунядики қийинчилиқ вә намратлиқни түгитиш, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә демократийәни илгири сүрүш, хәлқләр ара тинч биллә туруш вә һаятниң тәбиий асасини қоғдашқа төһпә қошиду‚ дәп бәлгиләнгән. Шивейтсарийә федератсийәсиниң асасий қанунида кишилик һоқуққа һөрмәт қилишниң ташқи сиясәт паалийитигә киргүзүлидиғанлиқи ениқ бәлгилиди, шуңа биз бүгүн федератсийә кеңишигә өзиниң мәҗбурийитини әскәртимиз!” дәп йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.