Шветсарийәниң “нәзәр” гезитидә “уйғурларниң азаби вә шветсарийәниң сүкүти мәсилиси оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.12.14
Германчә мәтбуатлар хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лири билән толуп ташти Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Шветсарийәниң даңлиқ күндилик гезитлиридин герман тилида чиқидиған “Blick”, йәни “нәзәр” гезити 13-декабир күни “азсанлиқларниң азаби, шветсарийәниң сүкүти, әлчиханисиниң тәһдити” дегән қошумчә мавзу астида “уйғурларға йүргүзүлүватқан коллектип җаза” намлиқ бир мақалә елан қилди. Бу йәрдики ‛аз санлиқлар‚ ибариси уйғурларни, ‛әлчихана‚ болса хитай әлчиханисини көздә тутқаниди.

Мақалә мундақ җүмлиләр билән башланған: “қайта тәрбийәләш, қийин-қистақ, мәҗбурий туғмас қилиш: уйғурлар хитай реҗими астида азабланмақта. Тәхминән 1 милйон мусулман аз санлиқлири аталмиш қайта тәрбийәләш орунлириға соланди, улардин қайтип чиқалайдиғанлири йоқ дейәрлик. Шаһитлар, дәлилләр һәмдә икки ай илгири б д т тәрипидин елан қилинған доклатлар бу еғир зулумларни испатлап туруватқан бир чағда, 40 тин артуқ уйғурниң җениға замин болған от апити дуняниң диққәт нәзирини йәнә қайтидин бу мәсилигә тартип әкәлди”.

“нәзәр” гезити бу мақалә үчүн зурик университетиниң хитай ишлири мутәхәссиси симона грано ханимни зиярәт қилған болуп, “хитайниң уйғурларға қарита бу қәдәр өчмәнлики нәдин кәлгән?” дегән соалға симона бирқанчә нуқтидин чүшәнчә бәргән. Униң қаришичә, “1949-йили хитайлар шәрқий түркистанни қошувалғандин кейин, уйғурларда һакимийәткә қарши қозғилиш һәрикәтлири баш көтүргән, илгири бир мәзгил хитай пуқралириға қарита әсәбийлик һәрикәтлири вә террорлуқ һуҗумлириму йүз бәргән. Хитай һөкүмити 11-сентәбир вәқәсидин кейинки хәлқара терроризмға қарши омумий еқимда ‛бөлгүнчилик, диний әсәбийлик вә терроризмға қарши туруш‚ дегән намда күрәш башлиған”.

Әмма симона гранониң қаришичә, хитайниң уйғурларға коллектип җаза йүргүзүшиниң башқа бирқанчә муһим сәвәблири баркән. Буниң бири, ши җинпиңниң “динни хитайчилаштуруш” сиясити болуп, хитайдики һәрқандақ дин партийәниң худасизлиқ нәзәрийәсигә һәм хитайларни асас қилған иҗтимаий муһитқа уйғун келиши керәккән. Иккинчиси, уйғур райони мол тәбиий байлиқ макани болупла қалмай, ши җинпиңниң “бир бәлвағ, бир йол” қурулушиниң чиқиш еғизи болғачқа, хитай бу йәрдә һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлирини түптин җимиқтурушни көздә тутқаникән. Үчинчиси, уйғур райони хитай һакимийитиниң тәҗрибә маканиға айланған. Бу районда давам қиливатқан назарәт вә башқуруш системилири тәдриҗий һалда хитайниң ичкири өлкилиридә омумлишидикән.

Күндилик муштириси 472 миңдин артуқ болған “нәзәр” гезити йеқинқи мәзгилләрдин буян уйғурларға аит хәвәрләргә көпләп сәһипә аҗритиватқан болуп, бу гезит 6-декабир елан қилған “хитайлар тутқунларниң ички әзалирини сатмақта” намлиқ мақалисидә шветсарийә яшайдиған уйғур зиялийси андели мәмәткәримниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисидики баянлириға кәң орун бәргәниди. Бүгүн, 14-декабир күни бу хусуста зияритимизни қобул қилған андели мәмәткәрим уйғурлар мәсилисиниң нөвәттә шветсарийә парламентида талаш-тартиш ичидә туруватқан бир мәсилигә айланғанлиқини илгири сүрди. Шветсарийәдики уйғур зиялийси һәбибулла изчиму шветсарийә ахбарат васитилириниң уйғурлар мәсилисигә җиддий диққәт қиливатқанлиқини әскәртти.

“уйғурларға йүргүзүлүватқан коллектип җаза” намлиқ мақалида хитайниң шветсарийә пайтәхти бериндики әлчиханисиниң “уйғур ирқий қирғичилиқи” вә җаза лагерлири мәсилисигә тутқан позитсийәсиму шәрһләп өтүлгән. Хитай әлчиханиси “нәзәр” гезитиниң соаллириға бәргән язма шәкилдики җавабида мундақ дегән: “шинҗаң мәсилиси диний мәсилә, миллий мәсилә яки кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки зораван террорлуққа, бөлгүнчиликкә вә әсәбийликкә қарши туруш мәсилисидур. 1990-Йилидин 2016-йилиғичә шинҗаңда миңларчә қетим зораван террорлуқ һуҗумлири йүз берип, миңлиған бигунаһ хәлқ һаятидин айрилди”.

Хитай әлчиханиси хетидә йәнә шуларни баян қилған: “б д т ниң доклати тамамән америка башлиқ бир қисим ғәрб күчлири лайиһәләп ясап чиққан бир доклат. Шуниң үчүн у қанунсиз вә мәнисиз. Униң мәзмуни тамамән ялған хәвәрләрниң арилашмисидур. У америка вә ғәрб күчлириниң шинҗаң мәсилисини көтүрүп чиқип хитайни тизгинлиши үчүн хизмәт қилидиған қоралидур. Шинҗаңда әзәлдин аталмиш қайта тәрбийәләш лагери яки җаза лагери дәйдиған нәрсә мәвҗут болуп бақмиди. Бу йәрдики техника билән тәрбийәләш мәркәзлириниң америка, әнглийә вә фирансийәләрниң йолға қойған әсәбийликни түгитиш пилан-лайиһәлиридин һеч пәрқи йоқ”.

“уйғурларға йүргүзүлүватқан коллектип җаза” намлиқ мақалида йәнә шветсарийә һөкүмитиниң явропа иттипақи вә бир қисим ғәрб дөләтлири йолға қоюватқан хитайға қарита җаза йүргүзүш тәдбирлиригә аваз қошалмайватқанлиқи тәнқидләнгән. Шветсарийәниң уйғурлар учраватқан зулумларға давамлиқ сүкүт қилишиға хитай билән болған пул муамилидә еришиватқан таможна беҗидин қуруқ қелиш әндишисиниң сәвәб болуватқанлиқи тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.