Шиветсарийә пайтәхти бернда уйғур ана тил мәктипи ечилди

Бериндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.09.22
shiwetsariye-uyghur-ana-til-1.jpg Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипиниң оқуғучилири кутупханида. 2023-Йили сентәбир.
RFA/Hebibulla Izchi

Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипи 16-сентәбир күни оқуш башлиди. Шу күни шиветсарийәниң һәр қайсий шитатлиридин кәлгән ата-анилар вә пәрзәнтләр, пайтәхт бернниң чәт әл әлчиханилири районидики бир оттура мәктәптә ечилған уйғур ана тил мәктипиниң оқуш башлаш мурасимиға қатнашти.

Оқуғучиларниң рәңгарәң әтләс көйнәклири вә гиләм доппилири бу мәктәпниң һөснигә һөсн қошқан иди. язлиқ тәтилдин кейинки бу тунҗи дәрс наһайити җанлиқ кәйпиятта өтүлди. Оқуғучилар тәҗрибилик оқутқучи саҗидә ханимниң ана тил дәрсидин башқа йәнә, уйғурларниң гүзәл әдәп-әхлақлири, өрп-адәтлири, туғқандарчилиқ мунасивәтлири вә миллий хаслиқи тоғрилиқ әтраплиқ билимләр биләнму тонушуп чиқти.

Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипиниң оқуғучилири дәрс аңлимақта. 2023-Йили сентәбир.
Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипиниң оқуғучилири дәрс аңлимақта. 2023-Йили сентәбир.
RFA/Hebibulla Izchi

Нәқ мәйданда радийомизниң зиярити қобул қилған саҗидә ханим мундақ деди: “чәт әлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан пәрзәнтлиримизниң ана тил өгиниши интайин муһим. Пәрзәнтлиримиз ана тилини билмисә, аилисидә ата-анилири билән алақә қилалмайду. Көрүп туруптимизки, вәтәндики мәктәпләрдә ана тилимиз йоқ қилинди, биз чәт әлдә әркин дуняда яшаватимиз, һеч болмиса, өзимизниң ана тилимизни өгинимиз десәк пурситимиз бар, шуңа һәр бир аилә әзалири өзимизниң ана тилимизни сақлап қелишқа бир кишилик төһпимизни қошушимиз керәк, дәп қараймән. Уйғур тили наһайити бай тил, буниң үчүн ана тилни сөзлисила ана тилни билгән болиду, дәп қаримаслиқ керәк. Муһаҗирәттә яшаватқанлар һеч болмиса һәптидә бир қетим болсиму, баштин башлап системилиқ һалда ана тилни өгиниш бәк муһим икән.”

Дәрс арилиқида алдинқи қетим шиветсарийә бойичә өткүзүлгән балиларниң әркин бокс мусабиқисидә иккинчи болған илтәриш билән билгәхан бизгә өзлири яхши көридиған икки шеирни- “ана тил” вә “вәтән оғли” намлиқ шеирларни декламатсийә қилип бәрди.

Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипиниң оқуғучилири дәрсханида. 2023-Йили сентәбир.
Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипиниң оқуғучилири дәрсханида. 2023-Йили сентәбир.
RFA/Hebibulla Izchi

Шивитсарийә пайтәхти берндә қурулған уйғур ана тил мәктипини берн шәһәрлик маарип идариси тәстиқлиған болуп, бу мәктәп берндики уйғур балилириға һәптә ахирида уйғур ана тилидин дәрс беришни асас қилиду. Зияритимизни қобул қилған шиветсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханли әпәнди, шиветсарийәдә уйғур ана тил мәктипиниң ечилиш тарихи, бу җәрянда бесип өткән мусапиләр, шундақла уйғур ана тил мәктипи ечиш үчүн илтимас сунуш әһваллирини тонуштуруп өтти.

У мундақ деди: “ана тил миллий мәвҗутлуқимизни сақлап қелишниң муһим бир асаси, шуңиму ана тилимизни сақлап қелиш, раваҗландуруш вә қоғдаш қелишни муһаҗирәттики шәрқи түркистан мустәқиллиқ дәвасиниң биринчи қәдими дәп қараймиз. Шивитсарийә уйғур җәмийитиму бу йәрдики әвладлиримизни ана тил билән тәрбийәләш һәмдә ана тилимизни сақлап қелиш ишлириға наһайити көңүл бөлүп келиватиду.”

Берндики уйғур ана тил мәктипиниң ечилиш җәряниму бир мәйдан сиясий күрәшни баштин кәчүргән. Әйни вақитта хитай әлчиханисиниң вәкили уйғур ана тил мәктипиниң ечилиш ишида берн шәһәрлик маарип идарисигә бесим ишләткәнлики мәлум. Әмма уларниң бу хил тосқунлуқи әмәлгә ашмиған.

Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипигә лехтәнштәйндин келип оқуватқан ифран ана тил байримиға атап сизған рәсим. 2023-Йили сентәбир.
Шиветсарийә пайтәхти берндә ечилған уйғур ана тили мәктипигә лехтәнштәйндин келип оқуватқан ифран ана тил байримиға атап сизған рәсим. 2023-Йили сентәбир.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу һәқтә әндили әпәндим мундақ деди: “мән шу қетимлиқ йиғинға қатнашқандин кейин андин билдим, бу йиғинға қатнашқанларниң көпинчиси һәр қайси дөләтләрниң шиветсарийәдики әлчиханилириниң маарипқа мәсул вәкиллири икән. Уларниң арисида хитай әлчиханисиниң маарипқа мәсул вәкилиму бар икән. Шу йиғинда һәммә милләтләрниң вәкиллири өзлириниң оқуғучи сани, ана тил дәрсигә болған еһтияҗи вә дәрс саити қатарлиқ тәләпләрни оттуриға қойди. Башқа милләтләрниң ана тил мәктипигә қатнишалайдиған оқуғучилириниң сани әң аз болғанда йүздин ашидикән. Мәнму шу йиғинда сөз елип, уйғур уқуғучиларниң әң җиқ болғанда 16-15 әтрапида икәнликини ейтқинимда улар һәйран қалди. Мән шиветсарийәдики уйғурларниң саниниң унчилик көп әмәсликини вә тарқақ олтурақлашқанлиқини ейттим. Хитай ишғали астидики шәрқий түркистанда уйғур тили дуч келиватқан тәһдит вә хрисларни, шундақла уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқини чүшәндүрүп өттүм. Шивитсарийәдики уйғурларниң ана тилини сақлап қелиш үчүн, ана тил мәктипи вә синиплириға җиддий еһтияҗи барлиқини тунуштурғанда, хитай әлчиханисиниң вәкили тосқунлуқ қилип, арида раһәтсизлик пәйда қилди, әмма мәқситигә йетәлмиди.”

Әндили әпәндиниң шу қетимлиқ йиғинда хитай әлчиханиси вәкилиниң тосқунлуқиға қаримай дадиллиқ билән чүшәндүрүши нәтиҗисидә, берн шәһәрлик маарип идариси уйғур балилири үчүн ана тилини өгинидиған мәхсус синип ечиш қарарини чиқарған. Бу һәқтә әндели әпәнди мундақ деди: “уйғур ана тил синипиға балилирини елип келидиған бәзи аилиләр 160 километир мусапини бесип келиду. Ана тил мәктипи пәқәтла ана тил дәрси өтүш үчүнла әмәс, бәлки тарқақ олтурақлашқан, сани җиқ болмиған вә ирқий қирғинчилиққа учраватқан бир милләтниң чәт әлдики йеңи әвладлирини өз ана тилида тәрбийәлиши һәм җамаәт болуп уюшушиға йетәкләш үчүндур. Әлвәттә, бу җәһәттә әң көп җапа чекидиғини йәнила шиветсарийәдики пидакар уйғур анилардур.”

Шивитсарийә көп тиллиқ вә көп милләтлик бир дөләт. Бу дөләттә германчә, фирансузчә, италиянчә вә романчә қатарлиқ төт хил тил қоллинидиған болуп, мәктәпләрдә асаслиқи германчә, фирансузчә, италиянчә вә инглизчә тиллар асас қилиниду. Шивитсарийәниң маарип тәрбийәсини алған һәрқандақ бир уйғур пәрзәнти өзиниң ана тилидин башқа әң аз болғанда үч-төт тиллиқ болуп чиқиду. Муһаҗирәттики башқа дөләтләрдә яшаватқан уйғурларға охшашла шиветсарийәдә яшаватқан уйғурларму өзиниң миллий кимлики, мәдәнийити вә ана тилини сақлап қелиш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.

Берндики уйғур ана тил мәктипиниң бу мәвсумлуқ тунҗи қетимлиқ дәрси қайнам-ташқинлиқ вә юқири кәйпиятта өтүлди. Дәрс ахирида шиветсарийәниң һәр тәрәплиридин кәлгән уйғур пәрзәнтлири бир-бири билән тонушуп, достлашти һәмдә биллә ойниди, ахирида бир-биридин айрилишқа көзи қиймиған һалда хошлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.