Шиветсийә көчмәнләр идариси: “уйғурларға панаһлиқ беришимизгә хитайниң уларға тутқан сиясити сәвәб болди”
2019.03.29
Йеқинда шиветсийә көчмәнләр идариси һөҗҗәт чүшүрүп, шиветсийәдә сиясий панаһлиқ тилигән уйғур вә уйғур аптоном районилиқ башқа йәрлик милләтләргә бирдәк панаһлиқ беришни қарар қилған. Биз өткән қетимқи программимизда шиветсийә көчмәнләр идариси билән алақилишип, уларни зиярәт қилмақчи болған. Әмма бу өткән қетимлиқ программимизға үлгүрмигән иди.
Биз 28-март күни ахири көчмәнләр идарисиниң әмәлдари билән мәзкур мәсилә һәққидә сөһбәт өткүзүшкә мувәппәқ болдуқ. Шиветсийә көчмәнләр идариси қанун тармиқиниң директори даниел гринфарб зияритимизни қобул қилип, сиясий панаһлиқ қарариниң шәртлирини вә немә үчүн бу қарарниң чиқирилғанлиқини чүшәндүрди.
У, бу қарарниң зөрүрий болған мәҗбурий сиясәт икәнликини билдүрди. У мундақ деди: “тоғра, бу зөрүрлүк характеригә игә мәҗбурий сиясәт. Лекин буниңда сизниң хитай граждани болушиңиз, хитай граждани болупла қалмай сизниң шинҗаң өлкисидин кәлгән болушиңиз шәрт. Әгәр сиз бу шәрткә чүшсиңиз вә бу райондики бир аз санлиқ милләткә мәнсуп болсиңиз, сизниң шиветсийәдики сиясий панаһлиқ илтимасиңизни қобул қилишқа капаләтлик қилиниду”.
Даниел гренфарбниң илгири сүрүшичә, оттура асия, оттура шәрқ қатарлиқ дөләтлириниң граждани болған уйғурлар келип сиясий панаһлиқ тилисә, уларниң илтимаси шу шәхсниң кәчүрмиши, шу дөләтләрниң бу шәхскә тутқан муамилиси қатарлиқ конкрет амилларға қарап бир тәрәп қилинидиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтики соаллиримизға мундақ деди: “шундақ, уларниң сиясий панаһлиқ илтимаси давамлиқ қобул қилиниду. Әмма уларниң илтимаси хитайдин кәлгән уйғурларға чиқирилған сиясәттики шәртләр асасида муамилә қилинмайду. Чүнки, бу дөләтләрниң вәзийити пәрқлиниду. Шуңа, биз хитайдин башқа дөләтләрдин кәлгән уйғурларниң илтимасини бир тәрәп қилишта бу дөләтләрниң вәзийитини, сиясий панаһланғучиниң бизгә тапшурған шәхсий кәчмишини асас алимиз”.
Шиветсийәдә һазир қанчилик уйғур бу сиясәтниң тәсиригә учрайду? даниел гренфарбниң илгири сүрүшичә, һазир шиветсийәдә сиясий панаһлиқ илтимасиниң қобул қилинишини күтүп турған уйғурлар көп әмәс икән. У, “биздә һазир омумән хитайдин келип сиясий панаһлиқ тилигән бир қанчә кишиниңла делоси бар. Шуңа, бу сиясәттин пайдилинидиған кишиләрниң сани бәк аз. Һәр йили пәқәт бир қисим кишиниңла илтимаси бир тәрәп қилинмақта.”
Шиветсийә көчмәнләр идариси хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни тутқун қилип, уларниң бир қисмини қамақ җазалириға һөкүм қилған, шуниңдәк қалған қисмини йиғивелиш лагерлириға қамап, уларни өзлириниң мәдәнийити, тили, диний етиқадини тәрк етишкә мәҗбурлаватқан бир мәзгилдә юқири һөҗҗәтни чүшүрүп, уйғурларға сиясий панаһлиқ беришни қарар қилған иди. Даниел гренфарб бу вәзийәтниң уйғурларға омумйүзлүк сиясий панаһлиқ беришни қарар қилишиға сәвәб болғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “бу һөҗҗәтни чүшүрүшниң сәвәби һазир нурғун кишиләргә мәлум болғандәк бу районда сиясәт өзгирип, нурғун қайта-тәрбийәләш лагерлири қурулди. Кишиләр бу лагерларға халиғанчә қамалмақта. Бу райондики бәзи милләтләр өзи халиған усулда яшиялмай қайта тәрбийиләш лагерлириға мәҗбурий әкетилди. Мана бу шиветсийә қануниға асасән бу милләтләргә сиясий панаһлиқ берилишиниң сәвәбидур”.
Униң көрситишичә, бу һөҗҗәт 2019-йилдин бурун яки кейин кәлгән уйғурларға бирдәк тәтбиқлинидикән. У: “мәйли бурун кәлгәнләр болсун яки кейин кәлгәнләр болсун шиветсийәдила болса бу сиясәтни тәдбиқлайдиғанлиқи” ни билдүрүп, “бу сиясәт һазир күчкә игә болди. Әлвәттә биз уйғур райониниң вәзийитини давамлиқ көзитимиз. Әгәр уйәрниң вәзийити яхшилинип қалса, бизниң бу сиясәткә еһтияҗимиз қалмайду. Лекин әгәр уйәрниң вәзийити һазирқидәк давамлашса сияситимиз өзгәрмәйду” деди.
Униң қәйт қилишичә, бу сиясәт пәқәт шветсийә чеграси ичидики уйғур мусапирлириға өтидикән. У, бу сиясәтниң башқа дөләтләрдики б д т ға сиясий панаһлиқ илтимаси сунған уйғурларға ишлимәйдиғанлиқини билдүрүп, : “шветсийә сиясий панаһлиқ тиләш қанунида сиясий панаһлиқ тилигүчиниң дөләт чеграси ичидә болуши керәкликини тәләп қилиду. Буниң үчүн сиз шветсийәдә туруватқан болушиңиз керәк. Һәтта бу явропа иттипақидики дөләтләрдә туруватқан болсиңизму болмайду. Сиз чоқум шветсийә чеграси ичидә бөлишиңиз керәк. Бу явропадики пүтүн дөләтләрдә охшаш. Әгәр сиз сиясий панаһлиққа илтимас қилмақчи болсиңиз шу дөләтләрниң чеграси ичидә бөлишиңиз керәк”.
Шиветсийә көчмәнләр идарисиниң қарари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши елишиға еришкән. Улар явропадики башқа һөкүмәтләрниң шиветсийәни үлгә елиши керәкликини билдүргән иди. Белгийә пайтәхти бирюсселдики “хәлқара кишилик һоқуқ хизмити” намлиқ тәшкилатниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ брукс ханим 29-март күни радиомизда пикир билдүрүп, һөкүмәтләрниң “учур йоқ” дейишигә һечқандақ сәвәби қалмиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “шветсийә уйғур мусапирлири мәсилисидә сиясәт чиқарған 2-явропа дөлити. Мениңчә һәр бир һөкүмәт ички қисмида бу мәсилини сөзлишиши керәк. Чүнки, бу мәсилидә һөкүмәтләрниң ташқи ишлар министирлиқи билән ички ишлар министирлиқлириниң ‛йетәрлик учур йоқ‚ дәп җиддий музакирә елип бармаслиқиға һечқандақ сәвәб қалмиди”.
Сараһ бруксниң илгири сүрүшичә, явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр б д т ниң өткән қетимлиқ йиғинлирида хитайни җавабкарлиққа тартишниң қиммәтлик пурсәтлирини қачуруп қойған. У, дөләтләрниң “сөзи билән һәрикити бирдәк болуши” керәкликини билдүрди. Сараһ брукс мундақ дәйду: “явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр хитайни хәлқара мутәхәссисләрниң шинҗаңда тәкшүрүш елип беришиға қайил қилишниң қиммәтлик пурсәтлирини қачуруп қойди. Бу, кишилик һоқуқ кеңишиниң бу ай җәнвәдә өткүзүлгән йиғинини өз ичигә алиду. Шиветсийә пурсәтни чиң тутуп, соал сориған, хусусән б д т ниң аз санлиқ милләтләр мәсилисини тәкшүргүчи әмәлдариға хитайниң уйғур мусулманлириға тутқан муамилиси һәққидә соал қойған санақлиқ һөкүмәтләрниң бири. Лекин сөздин һәрикәт миң әла. Шуңа, биз һөкүмәтләрниң сөзи уларниң б д т дики ипадиси вә дөләт ичидики һәрикити билән бирдәк болуп, уйғурларни қоғдашқа ярдәмчи болуши керәк, дәп қараймиз”.
Явропада уйғур мусапирлирини хитайға қайтурушни тохтатқан тунҗи дөләт германийәдур. Германийә ички ишлар министирлиқи өткән йили 8-айда көчмәнләр идарисигә буйруқ чүшүрүп, уйғурларни хитайға қайтурушни тохтатқан. Германийниң бу қарарни чиқиришиға шу йили 4-айда 21 яшлиқ бир уйғур балиниң уқушмай хитайға қайтуруветилиши сәвәб болған. Бу уйғур балиниң из-дерики елинмиған иди. Германийә юқири қарарни чиқирип арқидинла шиветсийә уйғурларни хитайға қайтурушни тохтатқанлиқини билдүргән. У уйғурларни қайтурушни тохтитипла қалмай, йеқинда йәнә уйғурларға бирдәк сиясий панаһлиқ берип, уларни қоғдаш һәққидики юқириқи һөҗҗәтни чүшүргән.