Стокһолмда уйғур дияридики җаза лагерлириниң маһийити һәққидә йиғин өткүзүлди

Мухбиримиз сада
2019.09.02
Shiwitsiye-Lager-Yighin-2019-00.JPG Шиветсийә пайтәхти стокһолмда өткүзүлгән уйғур дияридики җаза лагерлириниң маһийити һәққидики йиғиндин бир көрүнүш. 2019-Йили 31-авғуст. Стокһолм, шиветсийә.
RFA/Sada

31-Авғуст күни шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики “мәдәнийәт сарийи” да хитайниң уйғур диярида қурған җаза лагерлири вә униңға қамалған милйонлиған тутқунлар һәққидә очуқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
Мәзкур очуқ йиғин шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң бир қанчә айлиқ җапалиқ тәйярлиқлири нәтиҗисидә ечилған. Йиғинға шиветсийә сотсиял демократлар партийәсидин болған дипломат, кишилик һоқуқ қоғдиғучиси томас һаммерберг, америка корнел университетиниң оқутқучиси, шиветсийәлик антрополуг магнус фискәсйө, шиветсийә госенберг университетиниң профессори фредрик фолман, шиветсийә упсала университети түркологийә кәспиниң докторанти патрик хәлзон, шиветсийә диний җәмийити архипханисиниң сабиқ мәсули катарина турел, америка аләм қатниши идарисиниң оптика инженери әркин сидиқ, лагер шаһити сайрагүл савутбай һәмдә хәлқара кәчүрүм тәшкилати шиветсийә шөбисиниң вәкили қатарлиқ алаһидә меһманлар тәклип қилинған һәм мәхсус темиларда сөз қилған.

Йиғин башлиниши билән нөвәттә шиветсийәдә панаһлиниватқан лагер шаһити сайрагүл савутбай уйғур диярдики лагерларниң ич йүзи вә маһийити һәққидә гуваһлиқ бәрди. У гуваһлиқ сөзидә мунуларни алаһидә тәкитлиди: “2017-йили 1-айдин башлап хитай һөкүмити кишиләрни мәҗбурлап лагерларға солап, уларға түрлүк қийин-қистақларни йүргүзүп, бесим қилишқа башлиди. Лагерларға қамалған тутқунларға күндә ши җинпиңниң сөзлирини ядлитип, уларға: ‛компартийә маңа һаятлиқ бәрди, компартийә маңа бәхт-саадәт бәрди, мән җуңголуқ, мән җуңголуқ болғанлиқимдин пәхирлинимән, ‚ дегән сөзләрни юқири авазда дейишкә вә қәсәм беришкә мәҗбурлиди.”

Йиғинда шиветсийә сотсиял демократлар партийәсидин болған дипломат, кишилик һоқуқ қоғдиғучиси томас һаммерберг сөз қилип, өзиниң узундин буян шиветсийәдә паалийәт елип бериватқан шиветсийә уйғур маарип уюшмиси қатарлиқ уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлирини қоллап кәлгәнликини вә шундақла уйғур мусапирлар һәмдә сиясий панаһлиқ тилигүчиләрниң ишлириға хәйрхаһлиқ қилип кәлгәнликини билдүрди.

Йиғинда сөз қилған америка корнел университетиниң оқутқучиси, шиветсийәлик антрополуг магнус фискәсйө мундақ дегән: “һазир хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлири иккинчи дуня уруши мәзгилидә натсистлар германийәсиниң йәһудийларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқи билән тамамән охшаш болмақта. Силәргиму мәлум, хитай һөкүмити уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлири хәлқара таратқулар тәрипидин ташқи дуняға ашкара болғандин кейин, улар һәр хил васитиләрни қоллинип, өзиниң уйғурларға қиливатқанлирини безәп көрситишкә урунмақта. Улар бу лагерларниң “кәспий тәрбийәләш мәктәплири” икәнликини көрситиш үчүн чәтәлләрдин мәхсус өмәкләрни тәклип қилип, өзлири алдин-ала тәйярлиған вә тутқунларни оқуғучи қияпитидә ясиған шундақла уларға немиләрни дейиш вә немиләрни демәслик һәққидә көрсәтмә бәргән орунларни зиярәт қилдурди. Андин мухбирларға: ‛мана, силәр ғәрб таратқулирида ‛йиғивелиш лагерлири‚ дәп аңлиған орунларниң һәқиқий мәнзириси. Мана бу йәрдә тәрбийәлиниватқан кишиләрниң хушал-хурам һаяти,” дәп көрсәтти.

Шиветсийәдики госенберг университетиниң профессори, хитай вә уйғур мәсилилири тәтқиқатчиси фредрик фолманму йиғинда сөз қилип мундақ дегән: “хитай һөкүмити ‛тәрбийәләш мәркизи‚ дегәнләрни тәсис қилиштики сәвәбләрни чүшәндүрүп, уйғурлар ‛билимсиз, қалақ, хурапий вә каллиси диний ашқун идийәләр билән толуп кәткән кишиләрдур‚ демәктә. Улар йәнә шу сәвәбтин уйғурлар ‛тәрбийә‚ гә еһтияҗлиқ дәватиду. Улар уйғурларни бу хил аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә қамаш вә ‛тәрбийәләш‚ арқилиқ уларни өзгәртишкә, ассимилятсийә қилип хитай мәдәнийитиниң гәвдисигә қошувәтмәкчи болуватиду. Һалбуки, мән билидиған вә тонуйдиған уйғур зиялийлириниң хели көп қисми буниңдин 20 йиллар илгири уйғур тилидики маарипта системилиқ тәрбийәләнгән, һәтта бәзилири докторлуқ илмий унваниғичә оқуған кишиләрдур. Хитай тәшвиқатлири изчил түрдә сиртқа қарита уйғур миллити ‛нахша-уссулға маһир хәлқ‚ дегәнни давраң қилип, пүтүн бир милләт кишилириниң образини романтикилаштуруп көрсәтти. Һалбуки, бу романтикилаштурулған милләтниң образиниң арқисида уларниң зиялийлар қатлими, сәрхилләр топи вә һәр саһәдики ихтисаслиқ хадимлириму мәвҗут. Шуңа хитай һөкүмити узундин буян уйғурларни ‛җуңхуа мәдәнийити‚ билән еритип, өз системисиниң бир парчисиға айландурулмай кәлди. Бу һал хитайниң бүгүнки уйғурларға қаратқан дөләт зораванлиқиға йол ачти.”

Бу қетимлиқ йиғинни уюштурған шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллиридин турғун ниҗат, абдулла көкяр қатарлиқлар зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинниң шиветсийә таратқулирида бәс-бәстә хәвәр қилинғанлиқи, мутәхәссисләрниң лагерлар вә уларниң маһийити һәққидики дәлил-испатлиқ сөзлириниң шиветсийә һөкүмити вә хәлқигә хитайниң уйғур дияридики инсанийәткә қарши җинайәтлирини ечип көрситиштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.