Учтурпандики шохла завутиниң америка қара тизимликидики хитайниң COFCO-Sugar ширкитигә тәвә икәнлики айдиңлашти

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2025.02.07
Adrian-Zenz-shoxla-pemidur-1920 Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз (Adrian Zenz) вә илин лин (I-Lin Lin) 12-декабир күни “шинҗаңниң йеза игилик ишләпчиқиришида мәҗбурий әмгәк, йәр тартивелип ишлитиш вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиш” намлиқ бөсүш характерлик тәтқиқат доклатини елан қилған
Photo: RFA

Бәйду учур амбиридики хатириләрдин мәлум болушичә, учтурпандики шохла завути, йәни учтурпан мевә вә көктат мәһсулатлири ширкити 2007-йили қурулған.

Завутниң қурулуши билән даириләр деһқанларни дәсләпки йилларда бирқанчә миң мо йәргә пәмидур теритқан болса, кейинки йилларда нәччә он миң мо йәргә теритқан. Хатирилинишичә, 2019-йили учтурпанда 43 миң 220 мо йәргә пәмидур терилип, 168миң 300 тонна мәһсулат елинған. Хитай хәвәрлиридә бу ишләпчиқириштики зор мувәппәқийәт дәп тәсвирләнгән. Әмма радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, мәзкур мәһсулат миқдари, болупму униң иқтисадий қиммити деһқанларниң сәрпиятиға нисбәтән ейтқанда интайин төвән болуп, деһқанлар бу ишләпчиқириштин көпләп зиян тартқан. Шундақ туруқлуқ, пәмидур териштин қутулалмиған.

(COFCO Хитай ашлиқ мәһсулатлири сода гуруһи) ниң тор бетидики тонуштуруштин мәлум болушичә, бу, хитайда әң дәсләп қурулған вә хәлқараға йүзләнгән йеза игилик мәһсулатлири сода гуруһи болуп, COFCO-Sugar униң уйғур елидики тармиқи икән вә мәхсус пәмидур қиями ишләпчиқириш вә експорт қилиш билән шуғуллинидикән. Бу ширкәтниң учтурпандин башқа санҗи вә қумулдиму шохла завутлири, үрүмчидә вакаләтчи ишханилири мәвҗут икән. Униң учтурпандики завути COFCO учтурпан мевә вә көктат мәһсулатлири ширкити дәп атилидикән. Инкаслардин йәнә мәлум болушичә, учтурпандики бу ширкәт хадимлири йәрлик даириләр билән тил бириктүрүп, деһқанларниң мәҗбурий әмгәккә селинишида бәзидә йетәкчилик, бәзидә түрткилик рол ойниған. Учтурпанниң имамлирим йезисидин телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған биир кәнт кадириниң баян қилишичә, йәрлик аһалиләр пәмидур теришни рәт қилған әһвалда, мәзкур ширкәт хитай өлкилиридин “териқчилиқ маһирлири” ни тәклип қилип әкәлгән вә бу “маһирлар” ширкәт тәминлигән иқтисадқа тайинип туруп йәрлик аһалиләрниң териқчилиқ йәрлирини әрзан баһада сетивалған. Имамлирим йезисидики бир кәнт сақчисиниң дейишичә, мәзкур ширкәт тәклип қилип әкәлгән 3 аилилик хитай көчмән 7-кәнттики 400 мо йәрни мәзкур ширкәтниң ярдими билән сетивалған. Нәтиҗидә өз йәрлиригә пәмидур теришни рәт қилған йәрлик аһалиләр хитай көчмәнлириниң пәмидур етизлириниң ишләмчилиригә айлинип қалған. Йәнә бир кәнт аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, бу ширкәтниң васитиси билән, у мәсул кәнттики 10 миң мо терилғу йәрдин 3 миң моси 17 аилилик хитай көчмәнниң қолиға мәркәзләшкән, қалған 7000 мо йәр болса 350 аилилик уйғур деһқанниң игидарчилиқида қепқалған.

COFCO-Sugar Ширкитиниң уйғур елидики бу қилмишлиридин хәвәр тапқан америка һөкүмити, мәзкур ширкәтни 2023-йили уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниватқан ширкәтләр қатариға киргүзүп ембарго қойған.

Тордики учурлардин мәлум болушичә, асия, африқа вә латин америкасидики 80 дин артуқ дөләткә мәһсулат експорт қилидиған бу ширкәт алдинқи йили 300 миң тонна пәмидур қиями, 4500 тона пәмидур талқини ишләпчиқарған. Һазирғичә ениқлашлиримиздин бу мәһсулатлардин қанчилик қисминиң уйғур елидә ишләпчиқиридиғанлиқи вә америка ембарго қойғандин кейин, қанчилик чәклимигә учриғанлиқи техи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.