Хитай һөкүмитиниң уйғур районида йеңи нөвәтлик әмәлдар йеңилиши диққәт қозғиди
2021.10.19

Хитай даирилири 30-сентәбир күни уйғур аптоном райониниң, 2015-йилдин буян рәислик вәзиписини өтәп келиватқан шөһрәт закирниң истепанамисиниң қобул қилинғанлиқини, униң орниға уйғур аптоном райониниң муавин рәислик вәзиписини өтәп келиватқан әркин туниязниң мувәққәт рәис қилип тәйинләнгәнликини елан қилғаниди.
Аридин икки һәптә өтүп, 18-өктәбир күни вә 19-өктәбир күнлири даириләр йәнә хәвәр берип, уйғур аптоном районлуқ парткомниң йеңи даимий һәйәтләрни тәйинлигәнликини вә уйғур аптоном районлуқ рәһбәрлик қатлимида йеңи өзгиришләр болғанлиқини елан қилди.
Хитайниң шинҗаң гезитиниң 18-өктәбирдики хәвиридә, хәйнән өлкиси хәйко шәһириниң партком секретари хе җоңйони уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретарлиқиға, шиән шәһириниң муавин шәһәр башлиқи йүсүпҗан мәмәт билән “хитай дөләтлик ашлиқ гуруһи” ( йәни “җоңлияң гуруһи чәклик ширкити” ) ниң муавин мудири илзат әхмәтҗанни уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң һәйтәтликигә тәйинлигәнликини елан қилди.
Әмма хитай һөкүмәт хәвәрлиридә йүсүпҗан мәмәт билән илзат әхмәтниң қандақ вәзипигә тәйинлинидиғанлиқи һәққидә ениқлима берилмигән.
Даириләрниң 19-өктәбирдики хәвиридә йәнә 2020-йилдин буян уйғур аптоном райониниң муавин партком секретари, райондики ишләпчиқириш қурулуш армийәсиниң сиясий комиссари ваң җүнҗеңниң тибәт аптоном райониниң партком секретари қилип тәйинләнгәнликини елан қилди.
Һалбуки ваң җүнҗең болса 2021-йили 3-айниң 22-күни “явропа бирлики тәрипидин “шинҗаңдики уйғурларни асас қилған милләтләрниң кишилик һоқуқи дәпсәндичилики” сәвәблик җаза тәдбири елан қилинған әмәлдарларниң бири. У әйни чағда шинҗаң уйғур аптоном райониниң сиясий қанун комитетиниң партком секретари җу хәйлүн, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимии һәйити ваң миңшән, уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң назири чен миңго қатарлиқлар билән бирликтә җаза тәдбири елан қилинған төт әмәлдарниң бири икән.
Хитай даирилириниң уйғур аптоном районида қисқиғинә икки һәптә ичидә елип барған йеңи бир нөвәтлик әмәлдар йеңилаш һәрикити диққәт қозғиди.
Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәнди зияритимизни қобул қилип бу җәһәттики қарашлирини ортақлашти.
Тең бияв алди билән хитайдики һөкүмәт әмәлдарлириниң пүтүнләй сиясий мәқсәттә тәйинлинидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитайда сайлам түзүми йоқ, хитайдики әмәлдарлар хитай компартийәсиниң тәйинлиши арқилиқ вәзипигә қоюлиду. Буларниң һәммисидә сиясий мәқсәт чиқиш қилинған дейишкә болиду. Болупму ши җинпиң һөкүмранлиқи мәзгилидә у әмәлдар тәйинләш пурситидин пайдилинип өз һөкүмранлиқини мустәһкәмлиди”.
Униң билдүрүшичә, бу ши җинпиң һөкүмити бу қетим уйғур аптоном районидила әмәс бәлки хитайдики 5 аптоном райондики кадирлар қатлимида әмәлдар йөткигән болуп, бу ши җинпиңниң хитай компартийәсиниң илгирики коллектип мустәбитликини өзиниң шәхси мустәбитликигә айландуруштики сиясий тәдбири икән.
Тең бияв әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән йеңи нөвәтлик әмәлдарлири һәққидә тохтилип, һазирчә бу әмәлдарларниң әһвали һәққидә инчикә тәпсилатларни билмисиму, әмма ши җинпиң тәхткә чиққан 9 йилдин буян хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин тәйинләнгән әмәлдарларниң ши җинпиңға садиқ болуш билән биргә, уйғур районида вәзипигә тәйинләнгән бу әмәлдарларниң хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини актиплиқ билән иҗра қилғучилар икәнликини оттуриға қойди.
Тең бияв әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида әмәлдар алмаштурушиниң хитай һөкүмитиниң бундин кейинки уйғур райони сияситидә юмшаш вәзийитидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “шинҗаңда йолға қоюлған сиясәт һәргизму уйғур аптоном райониниң партком секретари яки рәиси тәрипидин бәлгиләнгән әмәс. Шинҗаңниң вәзийити һазир яманлишип чекигә йәтти. Әң муһими бу йәрдики сиясәт ши җиңпиң вә сиясий биюродикиләр бу йәрдики җинайәтниң җавабкарлири. Бу йәрдики сиясәт улар тәрипидин бәлгилиниду. Шуңа бу йәрдики һөкүмәт кадирлириниң алмаштурулуши бу йәрдики нөвәттики вәзийәтни өзгәртәлмәйду”.
Тең биявниң тәкитлишичә, нөвәттә хәлқарада уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” әйиблиниватқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң алди билән ойлишидиғини йәнила район вәзийитиниң муқимлиқи вә бу райондин еришмәкчи болған иқтисадий мәнпәәти асаслиқ амил икән.
Голландийәдики уйғур сиясий вәзийәт анализчилиридин асийә уйғур ханимму өз қаришини оттуриға қойди.
Асийә ханим даириләрниң уйғур аптоном райониға йеңидин вәзипигә қойған әмәлдарлиридин, муавин партком секритарилиққа тәйинләнгән хе җоңйониң хитай һөкүмитиниң” аталмиш “шинҗаңға ярдәм бериш сиясити” дики нуқтилиқ хадимларниң бири икәнликини билдүрди. ,
Асийә ханимниң билдүрүшичә, хәйнән өлкиси хәйку шәһириниң партком секритарилиқ вәзиписини өтигән хе җоңйо, 2019-йили 12-айғичә гуаңдуң өлкисидә вәзипә өтигән. У гуаңдуңдики мәзгилидә, нөвәттики хитай муавин баш министири, илгири гуаңдуң өлкисиниң партком секретари болған ху чүнхуа билән бирликтә гуаңдуң өлкисиниң уйғур аптоном районидики байлиқларни талан-тараҗ қилишида асаслиқ хизмәтләрни қилған мәсул хадимлиридин бири икән.
Асийә ханимниң тәкитлишичә, нөвәттә хәлқарада қаттиқ әйибләшкә учраватқан, уйғур диярида давамлишиватқан уйғурларни лагерларға қамаш мәсилиси, уйғурларни қул әмгәкчилиригә айландуруш мәсилиси қатарлиқларниң һәммиси дегүдәк әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзгән “шинҗаңға ярдәм” намидики бир қатар сиясәтлириниң тарихи нәтиҗиси.
Асийә ханим бу сиясәтләр һәққидә тохтилип, 1994-йилдин башлап йолға қойған, “намратлиқни түгитиш сиясити”, 1996-йили йолға қойған “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш сиясити”, илгири йолға қойған “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” намлиқ 3 чоң сиясити вә 2010-йили йолға қоюлған “19 өлкиниң шинҗаңға ярдәм бериш сиясити” қатарлиқларни тилға алди.
Асийә ханим баянида әркин туниязниң уйғур аптоном районида муавин рәис болған мәзгилидә асаслиқи уйғур диярида мәҗбурий йүргүзүлгән пиланлиқ туғут хизмити вә маарип хизмити, ишқа орунлаштуруш қатарлиқларға мәсул болғанлиқини билдүрди. У, әркин туниязниң бу мәзгилдә “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерлар вә хитай ширкәтлиригә мәҗбурий әмгәк күчлирини әвәтиш ишлирида хизмәт көрсәткәнлики, униң һәтта б д т да ечилған кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида хитай һөкүмитигә вакалитән сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ақлиғанлиқини көрсәтти.
Униң қаришичә, бу қетим йеңидин тәйинләнгән әркин тунияз, хе җоңйо, йүсүпҗан мәмәт, илзат әхмәтҗан қатарлиқлар хитай һөкүмитиниң уйғур районидики сиясәтлирини әмәлийләштүрүштә төһпә көрсәткән һөкүмәт компартийә әмәлдарлири болуп, улар һечқачан сайлам арқилиқ, йәни хәлқниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң әркин аваз бериши, таллиши билән һоқуққа чиққанлар әмәс.