Шөһрәт закирниң лагер һәққидики баянати техиму күчлүк қарши инкас қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.12.09
shohret-zakir-uyghur-qanun-bill.jpg Хитай дөләт кабинетиниң ахбарат йиғинда, уйғур аптоном районниң рәиси шөһрәт закир америка авам палатасиниң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни тәстиқлиғанлиқини тәнқидлимәктә. 2019-Йили 9-декабир, бейҗиң.
AP

Америка авам палатаси өзиниң “уйғур кишилик һоқуқи қануни лайиһә” сини авазға қоюп, 1 гә қарши 407 аваз билән мақуллап бир һәптә болмай, хитай дөләт кабинетиниң 9-декабир бейҗиңда өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитайниң уйғур аптоном райониға қойған рәиси шөһрәт закир “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларда тутуп туруватқан тутқунларниң “оқуш” пүттүрүп, өйлиригә қайтқанлиқини илгири сүрди. Униң баянати хитай ичи-тешидики асаслиқ ахбаратларда елан қилинғандин кейин зор қарши инкасларниң, шундақла чәтәлләрдики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши авазиниң күчийишигә сәвәб болмақта.

Сөзини ғәрб әллириниң лагерлар һәққидики тәнқидлирини вә американиң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни әйибләш билән башлиған шөһрәт закир мундақ дегән: “шинҗаң мәсилисидә пикир баян қилишқа әң һоқуқлуқ кишиләр шинҗаңдики һәр қайси милләтләр, шинҗаңни қалаймиқан қилиш ғәризидикиләр қәстини һәргиз ишқа ашуралмайду, амерканиң төһмәт вә қара сүркиши шинҗаңниң кишилик һоқуқ саһәсидики қолға кәлтүргән нәтиҗилирини йоқ қиливетәлмәйду, йеқинда бир қисим мәтбутлар қайта тәрбийәләш мәркәзлиридикиләр һәтта икки милйонға йетиду дәпту, бу пүтүнләй иғва, һечқандақ асаси йоқ, нөвәттә ‛3ни өгинип, бирни йоқитиш” үчүн тәрбийәләнгүчиләрниң һәммиси оқуш пүттүрүп болди. Улар һөкүмәтниң ярдимидә муқим ишқа орунлишип, турмуш сапаси юқириқи көтүрүлди. Бәхтлик турмушқа еришти”.

Бу шөһрәт закирниң америка авам палатасиниң 3‏-декабир күни беләт ташлап, мутләқ көп аваз билән “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни мақуллиғандин кейин бир һәптә ичидә иккинчи қетим рәсмий йосунда лагерларни ақлашқа тиришиши. Шөһрәт закир 3-декабир күни мақалә елан қилип, хитайниң қанун дөлити икәнликини, хитайдики қанун арқилиқ идарә қилиш механизми, террорлуққа қарши туруш қанун-низамлири вә йәрлик низамларниң “кәспий тәрбийәләш мәктәплири” қурушни қануний асас билән тәмин етидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән вә бир қисим ғәрб мәмликәтлирини “төһмәт қилиш вә қара сүркәш билән шуғулланмақта” дәп әйиблигәниди.

Шөһрәт закирниң лагердикиләрниң пүтүнләй қоюп берилгәнликини илгири сүрүши, ата-анилири, уруқ туғқанлири хитайниң җаза лагерлириға елип кетилгән муһаҗирәттики уйғурлар вә барлиқ уйғур тәшкилатлириниң қайтидин қарши инкасини қозғиди. Дуня мәтбуатиниң диққити қайтидин уйғур мәсилисигә мәркәзләшкән бу назук пәйттә уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләрму хәлқара җәмийәтни хитайниң көз боямчилиқидин агаһландурмақта.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, “әгәр шөһрәт закир дегәндәк лагердикиләр һәммиси қоюп берилгән болса мениң қериндашлиримму қоюп берилиши керәк, әмма һазирғичә улардин хәвәр йоқ” деди. Долқун әйса: “шөһрәт закирниң бу баянати хитайниң тунҗи қетимлиқ вә яки ахирқи қетимлиқ алдамчилиқиму әмәс. Бу хитай һөкүмитиниң, лагерларға даир мәхпий һөҗҗәтлири ашкарилинип кетиши билән пүтүн униң ялғанчилиқлири паш болуватқан, арқидин америкада уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсиниң мақуллиниши ишқа ешиш алдида турған, уйғур мәсилисиниң барғанчә дуняниң күнтәртипигә кириватқанлиқидәк бир вәзийәттә нәқәдәр алақзадә болуватқанлиқини көрситип бериду” деди шуниңдәк дуня җамәтчиликини уйғурларниң тәқдири мушундақ назук бир басқучта турғанда хитайниң бу хил күз боямчилиқлириға сәгәк болушқа чақирди.

Шөһрәт закирниң баянлири уйғурлар вә уйғур тәшкилатлириниң күчлүк қарши инкаслириға учрапла қалмай кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму тәнқидигә учримақта. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлириға мәсул директори софе ричардсун буниңға инкас қайтуруп мундақ деди:

“барлиқ уйғурларниң лагерлардин қоюп берилгәнлики һәққидики бу баянатму худди хитай әмәлдарлириниң шинҗаң һәққидә қилған башқа баянатлириға охшашла әһмийәтсиз. Биз дуняниң һәр қайси җайлиридики’ уйғурлар өзлириниң ата-анилири вә уруқ-туғқанлири билән әркин алақә бағлаш имканийитигә игә болғанға, әндишисиз һалда бир-бири билән көрүшәләйдиған имканийәткә игә болғанға қәдәр биз хитайдин бирләшкән дөләтләр тәшкилати назарәтчиликидә мустәқил тәкшүрүш өмәклириниң уйғур дияриға кирип тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшни тәләп қилишимиздин ваз кәчмәймиз”.

Бу йәнә шөһрәт закирниң лагерни тилға елип бәргән тунҗи баянатиму әмәс, буниң алдида йәни 30-июл күни бейҗиңда ечилған “гүзәл шинҗаң қуруш” намидики ахбарат елан қилиш йиғинида шөһрәт закир “өткән икки йиллиқ тиришчанлиқ арқилиқ тәрбийәләшкә қатнашқанларниң мутләқ көп қисми җәмийәткә қайтип кәлди шундақла уларниң 90 пирсәнти көңүлдикидәк хизмәт тапти” дегән иди. Радийомиз мухбирлириниң илгирики хотән, қумул қатарлиқ җайлардики һөкүмәт мәмурий органлири вә лагерлардин телефон арқилиқ игиләнгән учурлар уйғур райониниң рәиси шөһрәт закирниң 90 пирсәнт киши “тәрбийәләш” тин қоюветилди дегән сөзлириниң сахтилиқини дәлиллигәниди. Ениқлашлиримиз давамида, қоюветилгәнләрниң асасән дегүдәк саламәтлики начарлашқан вә өлүм гирдабиға келип қалған яки яшанғанлар икәнлики мәлум болғаниди. Уйғур дияридики лагерлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссис вә кишилик һоқуқ органлириму шөһрәт закирниң юқириқи баянлирини пайдилиниш қиммити йоқ дәп инкар қилип кәлмәктә иди.

Әйни вақитта уйғур дияридики һөрмәткә сазавәр уйғур зиялийлириниң бири болған қурбан мамутниң америкадики оғли бәһрам синташ бу мунасивәт билән башлиған “90 пирсәнтни испатла!” намлиқ тор һәрикити зор қоллашқа еришкән иди. Бүгүн қайта зияритимизни қобул қилған бәһрам өзиниң дадиси вә аилисидикиләр һәққидә һечқандақ хәвәр аңлимиғанлиқини билдүрди. Шуңа у бу қетим шөһрәт закирниң лагердикиләрниң пүтүнләй қоюп берилгәнлики һәққидики сәпсәтисигә қарши торда “хәштәг техичә хәвәр йоқ!” намлиқ йәнә бир йеңи һәрикәт башлиғаникән.

Анализчиларниң көрситишичә, дәрвәқә хитайниң бу қетимқи көз бояш тактикисиму өзи ойлиғандәк үнүм бәрмиди. Әксичә дуня мәтбуатлирида муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң вәтәндики уруқ-туғқанлири билән бималал сөзлишиш имканийитигә игә болмиғанлиқини актип паш қилиш билән биргә иҗтимаий таратқуларда йеңидин башланған “хәштәг техичә хәвәр йоқ!” һәрикитигә қизғин аваз қошуватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.