Архип
2015-12-31
Уйғур елидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеңи йил һарписида даириләрниң җәнубтики вилайәт вә наһийәләргә қаратқан аталмиш “муқимлиқ” тәдбирлири пәвқуладдә күчәймәктикән.
2015-12-31
Германийә-хитай кишилик һоқуқ диалогида германийә тәрәп хитай түрмисидики бәзи уйғур сиясий мәһбуслириниң делоси, диний әркинлик, көчмәнләр, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.
2015-12-29
Түркийәниң қәйсәри шәһиридә уйғурлар тоғрисида арқа-арқидин 3 паалийәт өткүзүлди. Уйғур мәсилиси түркийәдә хәлқара мунасивәтләр кәспидикиләрму қизиқидиған бир темиға айланди.
2015-12-28
Хитай һөкүмити 27 -декабир күни “террорлуққа қарши қанун” ни мақуллиди вә 2016-йил 1-январдин башлап иҗра қилидиғанлиқини елан қилди.
2015-12-28
26-Декабир дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири йеқинда японийәдә қурулған японийә уйғур бирлики тәшкилатини рәсмий елан қилишни қарар қилған.
2015-12-25
Хитай даирилири бай көмүркан һуҗумчилирини тутуш оператсийәсидә өлгән сақчи башлиқи мәмәт тохтинияз һәққидә матәм мурасими өткүзгән, әмма вәқәдә әң дәсләптә өлгән 5 нәпәр сақчи, җүмлидин, сақчихана башлиқи ву фең һәққидә матәм мурасими өткүзмигән.
2015-12-25
Бейҗиңда турушлуқ фирансийә мухбири урсула готйр фирансийә “лобис” журнилида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик “хитайниң һуҗумидин кейинки һәмкарлиқ чақириқи йошурун мәқсәткә игә” мавзулуқ мақалиси билән хитай һөкүмитиниң тәнқидлишигә учриған.
2015-12-21
Хитай йеқинқи хәвәрлиридә тәслим болған көмүркан һуҗумчилиридин турғун әмәтниң аилиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқини ашкарилиғандин кейин мухбиримиз гумандар турғун әмәтниң кимлики һәққидә ениқлаш елип барди.
2015-12-21
12-Айниң 19-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики илҗи меһманханисида түрк дуняси аммиви тәшкилатлар мунбириниң низамнамиси тоғрисида музакирә елип берилип, түзитиш киргүзүлгәндин кейин қобул қилинди.
2015-12-18
Хитайда үндидар қатарлиқ алақә торлирида достлар арисида қилинған бәс-муназириләр сәвәблик җазаға учриғанлар һәққидики хәвәрләрниң көпийиши, нөвәттә хитай тордашлирини әнсизликкә салған.
2015-12-16
“5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин бир қәдәр астилиған “йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити” ниң 2015 - йилидин башлап йәнә күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә.
2015-12-15
Уйғур хәлқи арисида омумйүзлүк мәвҗут болуватқан сәнәткә, җүмлидин рәссамлиққа болған һәвәсни хитай һакимийитиниң өзлириниң сиясий тәшвиқати үчүн васитә қиливалғанлиқи мәлум болмақта.
2015-12-15
Дуня банкисиниң доклатиға қариғанда, нопус қериши сәвәбидин хитай кейинки бир қанчә он йил ичидә 90 милйондин артуқ иш күчидин айрилип қалидикән. Дуня банкиси мутәхәсисилири хитайниң бай болуштин аввал қерип кетидиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ, хитай болса нопус қеришиниң хитайниң тәрәққиятиға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
2015-12-10
Игилишимизчә, гума наһийәсиниң һәрқайси йезилиқ партком вә йәрлик һөкүмәтлири язлиқ вә қишлиқ тәтил мәзгилидә оттура-башланғуч мәктәпләрниң оқутқучилирини нопус ениқлаш яки архип турғузуштәк ишларға салған.
2015-12-10
Уйғурлар диярида нәччә он йиллап йолға қоюлуп кәлгән сотсиялизм идеологийиси вә коммунистик ғайә тәшвиқатиниң мас һалда һәр саһәгә мәнсуп уйғурларда хитайниң идеологийә тәшвиқатиға еғип кетиш һадисилири көрүлүватқанлиқи мәлум.