Архип
2016-01-12
9-январдин 11-январғичә токйода зиярәттә болған тибәт сүргүндики һөкүмитиниң рәһбири лобсаң сангай уйғур, моңғул тәшкилатлириниң мәсуллири билән учрашқан.
2016-01-12
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси 2015-йиллиқ паалийәтлирини хуласиләп, 2016-йили елип бармақчи болған хизмәт пиланлирини оттуриға қойди вә идарә һәйәт әзалириниң мәсул хизмәтлирини бекитти.
2016-01-08
Хитайниң ғәрбий шимал сиясий қанун университетиниң мәзкур мәктәптә “террорлуққа қарши институт” тәсис қилип, оқуғучи қобул қилидиғанлиқини елан қилиши, хәлқарада диққәт қозғиди.
2016-01-07
Хитай һөкүмити “террорлуққа қарши қанун” ни мақуллиғандин кейин, хитайниң ғәрбий шимал сиясий қанун университети мәзкур мәктәптә “террорлуққа қарши институт” тәсис қилинғанлиқини елан қилди.
2016-01-06
Һиндонезийә һөкүмитиниң 2015- йили 23-декабир һиндонезийә пайтәхти җакарта әтрапида қолға елинған уйғурниң делосида хитай билән һәмкарлиқ елип бериватқанлиқини елан қилиши, дуня уйғур қурултийиниң диққитини қозғиди.
2016-01-06
Түркийә җумһурийити баш министири әхмәт давутоғли йеқинда мәслиһәтчилирини алмаштурған болуп өмәр фаруқ қорқмаз қатарлиқ 9 кишини баш мәслиһәтчи қилип йеңидин тәйинлигән.
2016-01-05
Уйғур районидин игилигән нәқ мәйдан учурлиридин мәлум болушичә, йеңи йилниң алди-кәйнидә хитай сақчилириниң райондики әқлий иқтидарлиқ янфон ишләткүчиләргә болған контроллуқиниң һәссиләп күчәйгәнлики мәлум болмақта.
2016-01-05
2016-Йили 3-январ йәкшәнбә голландийәдики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” йиллиқ хизмәтлиридин доклат бәрди вә иқтисадий кирим-чиқим әһвалини елан қилди.
2016-01-04
Пакистандики бир қисим уйғурларниң инкасиға қариғанда, 30-декабир пакистан исламабадтики хитай әлчиханиси равалпинди, гилгит қатарлиқ шәһәрләрдә олтурушлуқ бир қисим уйғурларға қишлиқ маддий әшяларни тәқдим қилған.